түркистан таймз; истанбул –
түркийәниң истанбул шәһиридә, 4- май җүмә күни,сабаһәттин заим университетиниң саһибханлиқида иккинчи нөвәтлик шәрқий түркистанлиқ ислам билимлири оқуғучилири илмий муһакимә йиғини өткүзүлди. буйиғин түркийәдики охшимиған университетлардаислам билимлири саһәсидә оқуватқан шәрқий түркистанлиқ магистир вә доктор оқуғучиларниң илмий тәтқиқат нәтиҗилирини ортақлишиши үчүн муһим супаһазирлиди.
йиғин шәрқий түркистан өлималар бирликиниң йетәкчиликидә, оқуғучиларниң өзлири тәрипидин тәшкилләнгән болуп, униңға истанбулдики өлималар, академиклар, алий мәктәп оқуғучилири вә илим әһлилиридин болуп көп санда киши қатнашқан.
муһакимә йиғини қуран кәрим тилавити билән башланғандин кейин, чанаққәлә 18- март университети оқутқучиси пирофессор, доктор нурәһмәд қурбан вәшәрқий түркистан өлималар бирлики рәиси, истанбул мәдәнийәт университети оқутқучиси дотсент,доктор алимҗан буғда қатарлиқ устазлар ечилиш нутуқлирини сөзләп, бу қетимқи илмий паалийәтниң әһмийитини, шундақла йаш тәтқиқатчиларни қоллаш вәриғбәтләндүрүшниң муһимлиқини тәкитлигән.
йиғин үч басқучлуқ илмий сунум (тәқдимләр) шәклидәелип берилған. түркийәниң нопузлуқ университетлирида магистирлиқ вә докторлуқ унвани үчүн оқуватқан 10 нәпәр шәрқий түркистанлиқ оқуғучи, өзлириниң тәпсир, ислам пәлсәпәси,әрәб тили, фиқһи (ислам қануншунаслиқи), ислам мәзһәплири тарихи, қуран тәтқиқати, тарихтики уйғуралимларниң илмий мираслири вә нөвәттики бәзи иҗтимаий мәсилиләргә даир академик тәтқиқат мақалилирини оқуп өткән вә тәқдимләрдин кейин қатнашқучиларниң соаллириға җаваб бәргән.
күзәткүчиләрниң билдүрүшичә, бу хилдики илмий муһакимә йиғинлири, муһаҗирәттики шәрқий түркистанлиқ йаш әвладниң, болупму ислам билимлири саһәсидики оқуғучиларниң илмий иқтидарини өстүрүш, уларарисидики алақә вә һәмкарлиқни күчәйтиш, шундақла уларниң тәтқиқат йөнилишлирини җәмийәтниң еһтийаҗи билән бағлашта актип рол ойнайдикән.
йиғин ахирида, мақалә тәқдим қилған оқуғучиларға шәрқий түркистан өлималар бирлики тәрипидин тәййарланған риғбәтләндүрүш мукапатлири вә хатирә буйумлири тарқитип берилди. бу, өлималар бирликиниң йаш тәтқиқатчиларниң илмий әмгәклирини қәдирләйдиғанлиқи вә уларға мәдәт беридиғанлиқиниң ипадисидур.
2025-йили 5-май