харвард университетиниң биңтүән билән болған узун йиллиқ һәмкарлиқи паш болди

хитай дөләтлик сәһийә бихәтәрлик идариси 2023-йили өктәбирдә харвард унверситити билән өткүзүлгән бәшинчи қетимлиқ хәлқаралиқ сағламлиқ тәҗрибисини өгиниш вә тәрбийиләш курсини тонуштурди. (хитай дөләтлик сәһийә бихәтәрлик идариси)

түркистан таймис - 2025-йили 6-май, истанбул: дунйаға мәшһур алий билим йурти харвард университетиниң, хитайниң шәрқий түркистандики уйғурларға қарши елип бериливатқан кәң көләмлик кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә биваситә арилашқан дәп әйиблиниватқан һәрбий-иқтисадий тәшкилат – хитайниң шәрқий түркистандики ишләпчиқириш вә қурулуш биңтүәни билән узун йил һәмкарлишип кәлгәнликиниң йеқинда ашкарилиниши хәлқара җамаәтчиликтә күчлүк ғулғула вә кәскин тәнқидләрни пәйда қилди. болупму бу һәмкарлиқниң америка һөкүмити тәрипидин ишләпчиқириш вә қурулуш биңтүәнигә ембарго йүргүзүлгәндин кейинму давамлашқанлиқи мәсилини техиму мурәккәпләштүрди.

ашкариланған учурлардин мәлум болушичә, харвард университети 2019-йилдин 2023-йили 10-айғичә болған төт йилға йеқин вақит ичидә, хитайниң шәрқий түркистандики ишләпчиқириш вә қурулуш биңтүәнидин кәлгән бир түркүм әмәлдарларға мәхсус тәрбийәләш пирограммилирини йолға қойған. харвард тәрәп бу тәрбийәни хитайдики аммиви хадимларниң «суғурта пиланлирини үнүмлүк һәм сиҗил мәбләғ билән тәминләш» иқтидарини өстүрүшни мәқсәт қилған, дәп ақлашқа урунған болсиму, әмма уларниң дәл кишилик һоқуқни еғир дәриҗидә дәпсәндә қилиш билән әйиблиниватқан, һәтта америка тәрипидин «уйғурларға қарши ирқий қирғинчилиқ» қа четишлиқ дәп қаралип җазаға тартилған бир тәшкилатниң кадирлирини тәрбийәлигәнлики хәлқарада қаттиқ әйибләнди.

хитайниң шәрқий түркистандики ишләпчиқириш вә қурулуш биңтүәни, 1954-йили қурулғандин буйан, шәрқий түркистанда хитайниң мустәмликичилик сийаситини йүргүзүштики муһим һәрбий вә иқтисадий күч болуп кәлди. бу тәшкилат йәрлик уйғур, қазақ вә башқа мусулман хәлқләрни қаттиқ контрол қилиш, уларниң йәрлирини игиләш вә районни «муқимлаштуруш» баһаниси билән бастуруш һәрикәтлиридә асаслиқ рол ойнап кәлмәктә. 2017-йилдин кейинки җаза лагерлириниң қурулуши, милйонлиған уйғур вә башқа милләтләрниң тутқун қилиниши, мәҗбурий әмгәккә селиниши қатарлиқ инсанийәткә қарши җинайәтләрдә ишләпчиқириш вә қурулуш биңтүәниниң биваситә җавабкарлиқи барлиқи һәққидә нурғунлиған пакит вә гуваһлиқлар мәвҗут. дәл мушу сәвәбләр түпәйлидин америка һөкүмити 2020-йили «уйғур кишилик һоқуқ сийасити қануни» ға асасән ишләпчиқириш вә қурулуш биңтүәнигә вә униң бир қисим йуқири дәриҗилик әмәлдарлириға қарита иқтисадий җаза йүргүзүп, америка пуқралири вә ширкәтлириниң бу тәшкилат билән һәр қандақ сода-иқтисадий алақә қилишини мәни қилған иди.

әмма харвард университетиниң бу җаза тәдбирлиригә писәнт қилмай, хитайниң шәрқий түркистандики ишләпчиқириш вә қурулуш биңтүәни әмәлдарлирини давамлиқ тәрбийәлигәнлики уйғур һәқлирини қоғдиғучилар, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә нурғун сийасий көзәткүчиләрниң ғәзипини қозғиди. NewsBytes, Regtechtimes, Shia Waves қатарлиқ ахбарат васитилири вә X (твиттер) қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда харвардниң бу қилмиши «кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә шерик болуш», «әхлақсизлиқ», «ирқий қирғинчилиққа йантайақ болуш» вә «җаза буйруқиға очуқтин-очуқ хилаплиқ қилиш» дәп әйибләнди. мәсилән, @isaacstonefish исимлик даңлиқ көзәткүчи буни «харвардниң җаза тәдбирлиригә хилаплиқ қилиш мәсилиси» дәп ениқ көрсәтти.

бу тәнқидләргә қарита, харвард университетиниң инкаси күчлүк наразилиқни пәсәйтишкә йетәрлик болмиди. университет өзиниң пирограммилириниң «аммиви мәнпәәт» үчүн икәнликини тәкитлигән болсиму, ишләпчиқириш вә қурулуш биңтүәни билән болған алаһидә мунасивитини вә җаза мәзгилидә бу һәмкарлиқни қандақ давамлаштурғанлиқи һәққидә ишәнчлик җаваб берәлмиди.

шәрқий түркистандики вәзийәт хәлқара җәмийәтниң йүксәк диққитини қозғап келиватқан бир мәзгилдә, йәни милйонлиған инсанниң ирқий вә диний кимлики сәвәбликла җаза лагерлириға ташлинип, мәҗбурий әмгәк, қийин-қистақ, меңә йуйуш, мәҗбурий туғмас қилиш қатарлиқ зулумларға дуч келиватқанлиқи бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң доклатидиму етирап қилинған, америка, йавропа иттипақи қатарлиқ күчләр тәрипидин «ирқий қирғинчилиқ» вә «инсанийәткә қарши җинайәт» дәп бекитилгән бир шараитта, харвард университетидәк нопузлуқ бир илим дәргаһиниң бу җинайәтләрниң асаслиқ иҗрачилиридин бири болған ишләпчиқириш вә қурулуш биңтүәни билән һәмкарлишиши, илим саһәсиниң әхлақи җавабкарлиқи вә иҗтимаий мәсулийити һәққидә чоңқур соалларни пәйда қилди. бу вәқә алий мәктәпләрниң хәлқара һәмкарлиқларда кишилик һоқуқ вә қануний чәклимиләргә қанчилик дәриҗидә әмәл қилиши керәкликини йәнә бир қетим күнтәртипкә елип чиқти.

һазир көпчиликниң диққити харвард университетиниң бу җәһәттә қандақ конкрет қәдәмләрни алидиғанлиқиға, һәмдә америка һөкүмитиниң өз қануниниң иҗрасини қандақ назарәт қилидиғанлиқиға мәркәзләшмәктә. уйғур җамаити вә хәлқара кишилик һоқуқ паалийәтчилири харварддин бу хил әхлақсиз һәмкарлиқни дәрһал тохтитишни, өткәнки хаталиқини етирап қилишни вә шәрқий түркистандики зулумға қарши ениқ мәйданда турушни тәләп қилмақта.