түркийәниң һәрқайси җайлирида, ғәззәдики зулумға вә шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә қарши һесдашлиқ билдүрүш һәмдә қоллаш мәқситидә бир қатар паалийәтләр өткүзүлди. хәйр-сахавәт базарлири вә наразилиқ намайишлири қатарлиқ көп хил паалийәтләр кәң көләмдә уйуштурулуп, аһалиләрниң күчлүк қоллишиға еришти.
ғазиантәп қарқамишта: ғәззә вә шәрқий түркистан үчүн хәйр-сахавәт базири ечилди
ихлас хәвәр агентлиқи (и һ а) ниң учуриға асасланғанда, ғазиантәпниң қарқамиш наһийәсидә 2025-йили 7-май чаршәнбә күни ғәззә вә шәрқий түркистанға мәдәт бериш үчүн хәйр-сахавәт базири ечилди. «бәшни експрес» гезитиниң хәвиридә, бу паалийәтниң һесдашлиқ вә иттипақлиқ роһини урғутуш мәқситидә өткүзүлгәнлики, базарда һәр хил каваплар, әнәниви татлиқ-түрүмләр вә аилидә тәййарланған йемәк-ичмәкләрниң сетилғанлиқи қәйт қилинған. базар аһалиләрниң зор қизиқишини қозғиған болуп, топланған барлиқ киримниң ғәззә вә шәрқий түркистандики еһтийаҗлиқ кишиләргә ианә қилинидиғанлиқи җакарланди. паалийәт тәшкиллигүчилири қатнашқучиларниң қизғин қоллиғанлиқидин хурсән болғанлиқини ипадиләп, төһпә қошқан һәммәйләнгә миннәтдарлиқини билдүрди.
йозғатта: оқуғучилар зулумға қарши намайиш өткүзди
«миллийәт» гезитиниң хәвиригә қариғанда, йозғат бозок университетиниң оқуғучилири 2025-йили 7-май чаршәнбә күни ғәззәдики исраилийә таҗавузчилиқиға вә шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә наразилиқ билдүрүш үчүн намайиш өткүзди. йозғат йаш инсан һәқ вә һүррийәтлири инсанпәрвәрлик йардәм вәхпи (İHH) вә пусула йашлар уйушмиси тәрипидин уйуштурулған бу паалийәт, университетниң мәркизий ашхана бинаси алдидин башлинип, әрдоған ақдағ қурултай вә мәдәнийәт мәркизидә ахирлашти. оқуғучилар пәләстин вә шәрқий түркистан байрақлирини көтүрүп, «зулумға қарши бирлишимиз!» дегәндәк лозункиларни товлап, иттипақлиқ садасини йаңратти. пусула йашлар уйушмисиниң рәиси рамазан әли ақин: «зулумға қарши туруш – инсаний бурчимиздур» дегәнләрни тәкитлиди.
қарабүктә: балилар ғәззә вә шәрқий түркистанни қоллап мәнилик паалийәт өткүзди
«йеңи шәпәқ» гезитиниң хәвиридә билдүрүлүшичә, қарабүктә инсан һәқ вә һүррийәтлири (İHH) инсанпәрвәрлик йардәм вәхпи қарабүк шөбисиниң тәшкиллиши билән, 2025-йили 3-май шәнбә күни балилар ғәззәдики исраилийә һуҗумлириға наразилиқ билдүрүш вә шәрқий түркистанға һесдашлиқ қилиш үчүн намайиш қилған. йеңишәһәр җамәси алдидин башланған намайиш камал гүнәш кочисида ахирлашқан. намайишқа қатнашқан балилар түркийә вә пәләстин байрақлирини һәмдә «шәрқий түркистанға әркинлик!», «ғәззә йалғуз әмәс!» дегәндәк шоарлар йезилған тахтиларни көтүрүвалған. İHH қарабүк шөбиси балилар гурупписиниң әзаси әмир байр уруш вә вәһимә ичидә йашаватқан балиларниң ечинишлиқ әһвалиға көңүл бөлүшни мураҗиәт қилип байанат елан қилған. намайиш «қолумни тут қуддус» намлиқ шеир вә «леве пәләстина» (Leve Palestina) нахшисиға тәңкәш қилинған әркинлик уссули билән ахирлашти.
бу паалийәтләр түркийәниң һәрқайси шәһәрлиридә ғәззә вә шәрқий түркистан хәлқи билән болған қериндашлиқ вә һесдашлиқ риштини йәниму мустәһкәмләп, түркийә хәлқиниң зулумға қарши бир сәптә икәнликини йәнә бир қетим намайан қилди.