хитайниң йеңи сүрийә һөкүмитигә көрситиватқан тәсирини тизгинләш

йазғучилар: грант румлейарон й. зелин

вашингтон йеқин шәрқ сийасити тәтқиқати институти |  2025-йили 17-апрел

тәрҗимә: уйғур тәтқиқат иниститути | тәһрири: д. абдуреһим дөләт

бир тәрәптин уйғур җәңчилири хәвпидин әндишә қилған, йәнә бир тәрәптин сүрийә билән сода-иқтисадий мунасивәтләрни кеңәйтишни көзлигән бейҗиң, дәмәшиқтики йеңи сийасий реаллиққа тез сүрәттә маслишишқа тиришмақта.

бәшшар әсәд һакимийитиниң йиқилиши пәқәт сүрийә вә униң қошнилиринила зил-зилигә селип қалмай, бу районда өз нопузини тикләшкә урунуватқан бир қатар ташқи күчләрниң вәзийитиниму өзгәртивәтти. бу күчләр қатарида, әсәд һакимийитини дипломатийә мәйданида һимайә қилиш вә өзини «сүрийәниң дөләт игиликини ташқи мудахилидин қоғдиғучи» сүпитидә көрситиш арқилиқ, униң билән пухта мунасивәт орнатқан хитайму бар. бу мунасивәт сайисидә , бейҗиң 2011-йили партлиған әсәдкә қарши қораллиқ қозғилаңға қатнашқан хитай пуқралири, йәни, өз вәтинидә зораванлиқ вә бастурушқа учраватқан уйғур мусулманлири һәққидики қиммәтлик учурларға еришип кәлгәниди.

бу өзара мәнпәәтлик мунасивәт, декабирдики сийасий өзгириш түпәйлидин бузулди. һазир бейҗиңму башқа дөләтләргә охшаш вәзийәткә қарап иш тутуп, сийаситини қайтидин тәңшәшкә мәҗбур болмақта. әсәд йиқилип бир һәптә өтмәйла, хитай ташқи ишлар министири ваң йи вәзийәттин «чоңқур әндишә» қилидиғанлиқини билдүрүп, «террорчи вә радикал күчләрниң бу қалаймиқанчилиқтин пайдилинип қелишиниң қәтий алдини елиш» үчүн җиддий һәрикәт қилишқа чақирди. лекин, аран икки айдин кейин, ваң йи хитайниң сүрийәдики баш әлчиси ши хоңвейни әвәтип, сүрийәниң вақитлиқ рәһбири әһмәд шара (әшшәр) билән учраштурди. хитай әмәлдарлириниң бу мурәккәп вәзийәттики көрүнәрлик җанлиқ позитсийәси, бир тәрәптин сүрийәниң бейҗиңниң район истратегийәсидики муһимлиқини, йәнә бир тәрәптин хитайниң америкиниң левант районидики мәнпәәтлиригә қарши йошурун арилишиш еһтималиға йеқиндин диққәт қиливатқанлиқини әкс әттүриду.

хитайниң сүрийә сийаситиниң тәдриҗий өзгириши

әсәд һакимийити йиқилиштин илгирики йилларда, бейҗиң әсәдни қәтий қоллайдиғанлиқини изчил намайан қилип кәлгәниди. 2011-йилдин буйан хитай б д т бихәтәрлик кеңишидә җәмий он төт қетим вето һоқуқини қолланған болса, буниң сәккизи русийә билән бир сәптә туруп, әсәд һакимийитини қоғдаш мәқситидә елип берилған. бейҗиңниң бу даимлиқ дипломатик қоғдиши һәтта 2023-йили әсәд вә униң аилисини хитайда күтүвелишқичә тәрәққий қилған болуп, әйни қетим икки дөләт рәһбәрлири «хәлқара адаләт вә һәққанийәтни бирликтә қоғдаш»қа вәдә қилинған бир бирләшмә байанатни елан қилғаниди.

бу хил сийасәт, мәлум мәнидин ейтқанда, хитайниң оттура шәрқ сийаситидики бир хил тәңшәш иди. 2010-йили район миқйасида «әрәб баһари» намидики хәлқ һәрикәтлири қозғалғанда, бейҗиң авамниң намайишлирини қоллиғандәк көрүнүп қелиштин һәзәр әйләп, дәсләптә ениқ мәйдан билдүрүштин өзини тартти. униң орниға, өзиниң узундин буйан тәшәббус қилип келиватқан «арилашмаслиқ» вә «игилик һоқуққа һөрмәт қилиш» қатарлиқ ташқи сийасәт пиринсиплирини тәкитлиди. бу позитсийәниң арқисида, хитайниң өз ичидә  ташқи күчләрниң қоллишиға еришкән қозғилаңларниң йүз беришидин әнсириши йататти.

әмма, ливийәдики вәзийәтниң өзгириши узун өтмәй хитайниң бу пиринсиплирини синаққа учратти. 2011-йили мартта, бейҗиң адитигә хилап һалда, б д т бихәтәрлик кеңишиниң ливийәгә һәрбий арилишишқа йол ачқан 1973-номурлуқ қарариға беләт ташлиғанда битәрәп турушни таллиди. бу қарар натониң қәззафи һакимийитигә қарши һәрбий һәрикәт қилишиға шараит һазирлиди. шуниңдин кейинки қалаймиқанчилиқта, хитай ширкәтлири еғир иқтисадий зийанға учриди, хитай һөкүмити болса 30 миңға йеқин пуқрасини җиддий тарқақлаштурушқа мәҗбур болди. бу әһвал дөләт ичидики бәзи анализчиларниң һөкүмәтниң район сийаситидики «изчиллиқниң йетәрсизлик» ини тәнқид қилишиға сәвәб болди. шуниңдин алтә ай кейин, бихәтәрлик кеңиши сүрийә һакимийитини пуқраларға қарши һуҗумлирини тохтитишқа чақирған йеңи бир қарар лайиһәсини оттуриға қойғанда, бейҗиң қәтий рәт қилип, вето һоқуқини қолланди.

хитайниң әсәдни қоллишидики йәнә бир муһим амил, униң биваситә дөләт ичи мәнпәәтлиригә, йәни уйғур мәсилисигә тутишатти. сүрийә ички уруши партлаштин бурунқи йилларда, шинҗаң уйғур аптоном районида йүз бәргән һөкүмәткә қарши наразилиқ һәрикәтлири вә миллий тоқунушлар йүзлигән кишиниң өлүмини кәлтүрүп чиқарғаниди. буниңға әгишип йүргүзүлгән кәң көләмлик бастурушлар түпәйлидин, миңлиған уйғур (улар шинҗаң нопусиниң мутләқ көп қисмини игиләйду) афғанистан, пакистан, түркийә вә башқа әлләргә қечип чиқти. уларниң көпинчиси чәтәлләрдә түркистан ислам партийиси (TIP) вә «ислам дөлити» қатарлиқ хәлқаралиқ қораллиқ тәшкилатларниң сепигә қошулди. кейинчә, бу тәшкилатлардин бәзилири сүрийәдики әсәдкә қарши қозғилаңға қатнашқанда, уйғур җәңчиләрму уларға әгишип сүрийәгә кәлди. уруш партлиғандин кейинки қисқиғинә бир нәччә йил ичидила, сүрийәдики уйғур җәңчилириниң сани миңлиған дәп мөлчәрләнди.

-2015йили, бейҗиң бу җәңчиләрниң хитайдин «қанунсиз йоллар билән чиқирилип», сүрийә вә ираққа охшаш дөләтләрдә «террорлуқ тәлим-тәрбийәси» көрүватқанлиқидин агаһландурди. 2016-йилға кәлгәндә, хитай вә сүрийә һөкүмәтлири бу җәңчиләрни көзитиш үчүн айлиқ ахбарат алмаштуруш механизмини қуруп чиқти. бейҗиңниң нәзиридә, бу уйғур җәңчилири вәтәнгә қайтип, дөләт ичидә тәһдит пәйда қилиш үчүн «пурсәт күтүватқан» иди. һәқиқәтәнму, нурғун уйғур җәңчилири йеңидин еришкән җәң тәҗрибилирини хитай һөкүмитигә қарши ишлитиш арзусини ашкара ипадилигәниди.

бейҗиңниң йеңи дәмәшиқтин күткән мәнпәәти

әсәдниң йиқилиши, дәсләптә бейҗиңниң әндишисини техиму күчәйтивәтти. чүнки, өктичиләр һакимийәтни ағдурупла қалмай, буни өз сепидә уйғур җәңчилири болған һаләттә әмәлгә ашурғаниди. һәтта бу җәңчиләрниң бәзилири һазир йеңи һөкүмәттә йуқири орунларни игилиди, мәсилән: бир қанчә түркистан ислам партийәси қоманданиниң йеңи қурулған дөләт мудапиә министирлиқида офитсер дәриҗисигә өстүрүлгәнлики хәвәр қилинди. униңдин башқа, пирезидент җәвланиниң хас муһапизәтчи қошунида оттура асийа вә кавказдин кәлгән чәтәллик җәңчиләр билән биргә, уйғурларниңму муһим рол ойнаватқанлиқи һәққидә хәвәрләр тарқалмақта.

бу әндишиләргә тақабил туруш үчүн, хитай йеңи һөкүмәткә қарита икки йөнилишлик сийасәт қолланмақта. бир тәрәптин, у уйғур җәңчилириниң йеңи һакимийәттики гәвдилик орнини әйиблиди. декабирда, хитай әмәлдарлири бу җәңчиләргә «қәтий зәрбә бериш үчүн хәлқара җәмийәт билән террорлуққа қарши һәмкарлиқни күчәйтидиғанлиқини» елан қилдимарт ейида [әсли уланма] болса, бейҗиң сүрийәниң йеңи рәһбәрлиридин «террорлуққа қарши туруш мәҗбурийәтлирини толуқ ада қилиш»ни вә түркистан ислам партийәсигә қарши «кәскин тәдбирләрни қоллиниш»ни тәләп қилди.

йәнә бир тәрәптин, хитай б д т бихәтәрлик кеңишиниң сүрийәликләр йетәкчиликидики сийасий өткүнчи басқучни көздә тутқан 2254-номурлуқ қарарини давамлиқ қоллайдиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитлиди. бирақ, шу нуқтиға диққәт қилиш керәкки, хитайниң илгирики [әсли уланма] мәйдани бу қарарни әмәлийләштүрүштә дөләтләрни сүрийә һөкүмити (йәни әсәд һакимийити) билән «һәмкарлишиш»қа чақирған болса, бу йил йанвардики әң йеңи байанатида [әсли уланма] пәқәтла сийасий өткүнчи басқучниң 2254-номурлуқ қарарниң «роһиға асасән» елип берилиши керәкликини илгири сүрди. бу, бейҗиңниң йеңи вәзийәткә маслишип, сийаситини инчикә тәңшәватқанлиқиниң ипадисидур.

шараниң тәңпуңлуқ сийасити

дәмәшиқни контрол қилғандин буйан, сүрийәниң йеңи рәһбәрлири хәлқара қоллашқа еришиш үчүн кәң көләмлик дипломатик паалийәтләрни қанат йайдурди. бу мақалә йезилған вақитқичә, улар 600 дин артуқ хәлқаралиқ учришиш вә алақә орнатти. әмма, буларниң ичидә хитай билән болған рәсмий алақә һазирғичә пәқәт төт қетимла хатириләнди:

  1. февралниң бешида, бир хитай сода вәкилләр өмики билән көрүшүп, икки тәрәплик сода һәмкарлиқини җанландуруш имканийәтлири муһакимә қилинди.
  2. февралниң ахирлирида, хитай баш әлчиси ши хоңвей, пирезидент шара вә ташқи ишлар министири әсәд шәйбани билән көрүшти.
  3. мартниң ахирлирида, баш әлчи ши хоңвей ташқи ишлар министири шәйбани билән қайта көрүшүп [әсли уланма], «хитайниң сүрийәниң игилик һоқуқи, земин пүтүнлүки вә мустәқиллиқиға һөрмәт қилидиғанлиқини», «ички ишлириға арилашмайдиғанлиқини» қайта тәкитләп, «һазирқи қийин вәзийәтни йеңип, өткүнчи басқучни мувәппәқийәтлик тамамлиши үчүн сүрийәни қоллайдиғанлиқини» билдүрди.
  4. мартниң оттурилирида, сүрийә деһқанчилиқ министири сүрийә-хитай һәмкарлиқ җәмийитиниң вәкилләр өмики билән көрүшүп, деһқанчилиқ саһәсидики мәбләғ селиш пурсәтлири вә йеза игилик ул әслиһәлирини йахшилаш истратегийәлири һәққидә пикир алмаштурди.

сийасий алақини әслигә кәлтүрүш вә иқтисадий мәнпәәтләрни илгири сүрүшкә қаритилған бу дәсләпки урунушлар, бейҗиңниң 2021-йили америка афғанистандин чекингәндин вә талибан һакимийәтни қайта алғандин кейин қолланған әмәлийәтчан сийаситини сүрийәдиму тәкрарлаватқанлиқини көрситиши мумкин. шу вақиттин бери, гәрчә талибан илгири түркистан ислам партийәсиниң  муһим иттипақдиши болған болсиму, хитай афғанистан билән сийасий вә иқтисадий җәһәттә башқа һәрқандақ дөләттинму йеқин мунасивәттә болуп кәлди. буниң сәвәби, афғанистандин келидиған тәһдитләрниң сүрийә йаки башқа оттура шәрқ районлиридин келидиған тәһдитләргә қариғанда, хитайға җуғрапийилик җәһәттин биваситә вә техиму йеқин болғанлиқида болуши мумкин. талибан һөкүмити хитай вә башқа дөләтләргә афғанистан земининиң ташқи һуҗумлар үчүн база болмайдиғанлиқини көп қетим вәдә қилған. гәрчә бу вәдә, афғанистандики хитай дипломатлири вә содигәрлирини нишан қилған «ислам дөлити – хорасан вилайити» (ISKP)  гурупписиға нисбәтән толуқ ишқа ашмиған болсиму, һазирғичә түркистан ислам партийәси әзалириниң афғанистан туприқидин пайдилинип хитайға қарши һуҗум пиланлиғанлиқи тоғрисида бирәр испат йоқ.

сүрийәниң йеңи рәһбәрлири әслидә һәйәт тәһрир шам (HTS) тәшкилатидин келип чиққан болсиму, уларниң һазирғичә көрсәткән сийасий әмәлийити талибанға селиштурғанда хелила мөтидил. улар йәнә чәтәллик җәңчиләрниң сүрийә сиртидики һәрикәтләргә арилишишини «қизил сизиқ» дәп билип, буни қәтий чәкләйду. мәсилән, 14-йанварда улар мисир пирезиденти абдул фәттаһ сиси һакимийитини ағдурушқа чақириқ қилған бир мисирлиқ җәңчини дәрһал қолға елишқа буйруди [әсли уланма].

йеқинда, түркистан ислам партийәси  өзиниң йеңиланған низамнамисини [әсли уланма] елан қилип, тәшкилат намини әслидики «шәрқий түркистан ислам партийиси» (ETIP) ға қайтуридиғанлиқини билдүрди. бу, уларниң күрәш нишанини пәқәт шинҗаң мәсилисигила мәркәзләштүридиғанлиқиниң сигналидур. шуңа, йеңи низамнамидә хитайға қарши күрәш алаһидә гәвдиләндүрүлүп, тәшкилатниң илгирики йигирмә йилда, йәни ETIP дин TIP ға өзгәргәндин буйан әһмийәт берип кәлгән хәлқаралиқ җиһад идийәси бир қәдәр суслаштурулған. нурғун җәһәттин, бу тәшкилат талибан вә HTS йолға қойған вә мәлум дәриҗидә мувәппәқийәт қазанған «сийасий җиһадчилиқ» моделиниң тәсиригә учриғандәк туйулиду. бу өзгиришләрниң әмәлийәттә қандақ нәтиҗиләрни елип келидиғанлиқини һазир кесип ейтиш тәс. әмма, ETIP  ниң бу истратегийәлик бурулуши, шүбһисизки, бейҗиңниң афғанистан вә сүрийәдики уйғур җәңчилиригә болған әндишисини техиму күчәйтиду.

сийасәткә йетәкчилик вә тәвсийәләр

гәрчә хитайниң әсәддин кейинки сүрийә билән орнатқан алақиси һазирчә чәклик болсиму, шундақла, йеңи һөкүмәттики уйғур җәңчилири мәсилисидин әндишә қиливатқан болсиму, улар билән мунасивәтни йахшилашқа ениқ интиливатиду. әгәр вашингтон йеңи сүрийә һөкүмитигә нисбәтән һазирқи салқин позитсийәсини давамлаштурса, ундақта у өзи билмигән һалда бейҗиңниң ишлирини асанлаштуруп бериш хәвпигә йолуқиду. тарихта русийә дәмәшиқниң әнәниви иттипақдиши болуп кәлгән болсиму, һазир русийәдә хитай тәминлийәләйдиған зор иқтисадий йардәм бериш күчи йоқ. болупму, он төт йиллиқ уруш вәйранчилиқидин кейин, сүрийәниң иқтисадий ешиш вә қайта қурушқа болған еһтийаҗи һәр қачандикидинму җиддий болуватқан бир пәйттә, бу техиму рошән.

шуңлашқа, бейҗиңниң дәмәшиқ билән болған мунасивитини күчәйтивелишиға пурсәт бәрмәслик үчүн, вашингтон дәрһал бир ениқ вә әмәлий арилишиш пиланини түзүп чиқиши лазим. бу пилан шараниң вақитлиқ һөкүмити билән һәмкарлишиш [әсли уланма], сүрийәгә йүргүзүлүватқан иқтисадий җазаларни йениклитиш [әсли уланма] вә омумий иҗазәтнамә 24 (General License 24) [әсли уланма] бойичә берилгән иқтисадий кәчүрүмләрни кеңәйтиш арқилиқ, техиму кәң иқтисадий пурсәтләрни йаритип беришкә мәркәзлишиши керәк. бундақ қилиш, бир тәрәптин сүрийәдики йеңи һөкүмәтни ғәрб дунйасиға йеқинлишишқа үндисә, йәнә бир тәрәптин хитайниң бу муһим оттура шәрқ дөлитидә өз нопузини кеңәйтип, район муқимлиқиға йошурун хәвп йәткүзүшиниң алдини елишқа йардәм бериду.

 

йазғучилар һәққидә

грант румлей: грант румлей вашингтон йеқин шәрқ сийасити тәтқиқат институтиниң мейсел-голдбергер алий тәтқиқатчиси вә диан вә гилфорд глазер фонди җәмийитиниң чоң дөләтләр риқабити вә оттура шәрқ пирограммисиниң мудири.

арон й. зелин: арон й. зелин вашингтон йеқин шәрқ сийасити тәтқиқат институтиниң глорийа вә кен левий алий тәтқиқатчиси болуп, униң тәтқиқати шималий африқа вә сүрийәдики сүнний әрәб җиһадий гуруппилири, шундақла чәт әллик җәңчиләр вә тор җиһадчилиқи йүзлинишигә мәркәзләшкән.

у йәнә: грант румлей вашингтон йеқин шәрқ тәтқиқат институтиниң мейсел-голдбергер алий тәтқиқатчиси вә униң дианә вә гилфорд глазер фонди җәмийитиниң чоң дөләтләр риқабити вә оттура шәрқ программисиниң мудири болуп, «сийасий җиһадчилиқ дәври: һәйәти тәһрирушшам тәтқиқати» намлиқ мақалиниң аптори.

 

мәнбә: вашингтон йеқин шәрқ сийасити тәтқиқат институти