түркийә дөләт бихәтәрлик оргини болған «миллий истихбарат тәшкилати» йеқинда истанбул әдлийә мәһкимиси вә истанбул сақчи идариси билән бирликтә һәркәт елип берип, хитай пуқраси болған 7 нәпәр җасуслуқ җинайәт гумандарини тутқан.
түркийә таратқулириниң хәвәр қилишичә, түркийә дөләтлик истихбарат тәшкилати алдинқи һәптә истанбулда чоң көләмлик һәрикәт иҗра қилип, йәттә хитайни сахта база понкитлирини қуруш, пуқраларниң йанфонидики шәхсий учурларни оғрилаш вә хитайға йоллаш қатарлиқ җинайәтләр билән әйибләп қолға алған.
тәкшүрүштин мәлум болушичә, мәзкур хитайлар 2025-йили түркийәгә киргән болуп, салаһийитини йошуруп кәлгән. улар мәлум бир шәхстин буйруқ елип, гуруппа болуп һәрикәт қилип, киралиған машинилири билән истанбул, измир, бурса, йалова қатарлиқ шәһәрләрдә җасуслуқ, алдамчилиқ һәрикәтлири билән шуғулланған. бу қетимлиқ һәрикәттә улар машинисида җинайәт ишләватқанда қолға чүшкән.
хәвәрдә қәйт қилинишичә, хитайлар ишләткән йөткилишчан сахта база понкитлири йуқири частотилиқ сигнал тарқитип, райондики мәвҗут база понкитлириниң сигналини бастуридикән, буниң билән әтраптики кишиләргә өзлириниң сигналлирини әвәтип, абунитларниң бу торға улинишини ишқа ашуридикән. җасуслар бу арқилиқ йанфонниң IMEI номури, IP номури, сөзлишиш хатириси, қисқа учур, киредит карта учурлири қатарлиқларға еришәләйдикән.
улар қураштуруп чиққан сахта база понкитлириниң үскүнилири хитайдин кәлтүрүлгән болуп, топлиған мәлуматларни, абунитларниң учурлирини хитайдики бир мулазимитерға йоллиған. уларниң техникилиқ үскүнилири истанбулда електиронлуқ үскүнә сетидиған бир ширкәтниң хитай хоҗайини тәрипидин тәминләнгән болуп, мәзкур хитайму нөвәттә нәзәрбәнд қилинған. шуниң билән биргә, ишлитилгән үскүниләрниң түркийәгә қандақ усуллар билән киргүзүлгәнликигә алақидар таможна, чеградин кириш хатирилири һәққидә кәң көләмлик тәкшүрүш башланған.