түркистан таймис тори – 2025-йили 12-май, һиндонезийәниң шималий суматра өлкиси медан шәһиридики әл васлийа нусантара мусулман университетида (UMN) 5-май күни «исламфобийә [исламға қарши кәйпийат] әвҗ алған бир пәйттә йүз бериватқан инсанийәткә қарши вәһшийликләр вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири: уйғур киризиси» дегән темида уйғурлар дуч келиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики мәсилиси бойичә хәлқаралиқ муһакимә йиғини өткүзүлди.
уйғур тәтқиқат мәркизиниң билдүрүшичә, бу паалийәт «шәрқий түркистандики давамлишиватқан киризисқа қарита хәлқара җәмийәтниң тонушуни өстүрүш вә уйғур мусулманлири билән хәлқараниң һәмкарлиқини күчәйтиш» мәқситидә һәмкарлишип уйуштурулған.
америкадики уйғур тәтқиқат мәркизиниң йеқинда X [сабиқ тивиттер] иҗтимаий алақә торида һәмбәһрилигән учуриға асасланғанда, хәлқаралиқ муһакимә йиғини һиндонезийә дөләт шеири, университет шеири, қуран кәрим тилавити вә арқидин қилинған дуалар билән башланған. мәркәзниң байан қилишичә, бу йиғинниң бу шәкилдә башлиниши «дөләт зулуми вә етиқадни асас қилған кәмситишләр мәркәз қилинған муһакимиләрдин илгири, йиғинниң салмиқини намайан қилиш»ни мәқсәт қилған.
нусантара мусулман университети мудири һаҗи муһәммәд җәмил ечилиш нутқида мусулман дунйасиниң иттипақлиқиниң муһимлиқини тәкитлигән. уйғур тәтқиқат мәркизиниң хәвиригә қариғанда, у уйғурларниң күришини башқа чәткә қеқилған мусулман җамаәтлириниң әһвали билән селиштуруп, қатнашқучиларни «бу мәсилиләрни техиму чоңқур чүшинишкә» чақирған.
йиғинда йәнә ислам һәмкарлиқ тәшкилати (OIC) йашлар қанити һиндонезийә шөбисиниң рәиси астрид надйа ризқита сөз қилип, «пүтүн дунйадики мусулман йашлириниң уйғурлар билән һәмкарлиқ орнитишиниң зөрүрлүки»ни тәкитлигән . уйғур тәтқиқат мәркизиниң билдүрүшичә, униң нутқи «оқуғучиларни маарип вә тәшвиқат арқилиқ һәрикәткә келишкә сәпәрвәр қилиш»қа мәркәзләшкән.
муһакимә гурупписидики мутәхәссисләр қатарида уйғур тәтқиқат мәркизиниң иҗраийә мудири абдулһәким идрис әпәндиму болуп, у хитайниң шәрқий түркистандики сийасәтлири һәққидә тәпсилий мәлумат бәргән. уйғур тәтқиқат мәркизиниң нәқил кәлтүрүшичә, абдулһәким идрис әпәнди бу вәзийәтни «ирқий қирғинчилиқ» дәп атиған вә «хәлқара җәмийәтниң һәрикәткә келиш мәсулийити»ни алаһидә тәкитлигән.
йәнә шималий суматра ислам университетидин (UIN Sumatera Utara) һәсән әсари вә нусантара мусулман университетидин нелвитийа пурма қатарлиқ академикларму йиғинда өзлириниң илмий чүшәнчилирини ортақлашқан. уйғур тәтқиқат мәркизиниң билдүрүшичә, улар доклатлирида «исламфобийәниң [исламға қарши кәйпийатниң] тарихий йилтизлирини оттуриға қойуш арқилиқ хитайниң уйғур мусулманлириға қаратқан диний бастуруш механизмлирини тәһлил қилған».
йиғин әлҗәмийәтул васлийа тәшкилатиниң рәиси һаҗи мәшһурил камисниң нутқи билән ахирлашқан. у оқуғучиларни учурлардин хәвәрдар болуп, уйғур хәлқи билән һәмдәрд болушқа чақирған. уйғур тәтқиқат мәркизиниң хәвиригә асасланғанда, у мәзкур чақириқи арқилиқ йиғин иштиракчилирини «уйғур һәқ-һоқуқлирини қоғдашни әхлақий вә етиқадий мәҗбурийәт дәп қараш»қа риғбәтләндүргән.