түркистан таймис, 11-май – истанбул: канада «монтреал гезити» ториниң 10-майда хәвәр қилишичә, канада парламенти тәрипидин 2023-йили 10 миң уйғур мусапирни қобул қилиш һәққидә мақулланған қарарға асасән, дәсләпки түркүмдики «онларчә» уйғур мусапир канадаға йетип кәлгән. бу учурни мәзкур қарарниң тәшәббусчиси, парламент әзаси сәмир зубәйри шәнбә күни монтреал тор гезитигә ашкарилиған.
сәмир зубәйри гәрчә кәлгән мусапирларниң ениқ санини ашкарилашни рәт қилған болсиму, уларниң йеқинқи бир нәччә һәптә ичидә канадаға йетип кәлгәнликини вә өзиниң уларниң бир қисми билән көрүшкәнликини қәйт қилған. зубәйри әпәнди X иҗтимаий таратқу суписида өзиниң йеңидин кәлгән үч нәпәр уйғур мусапир билән чүшкән сүритини елан қилған болуп, сүрәттә мусапирларниң кимликини қоғдаш мәқситидә уларниң йүз қисми йошурулған.
хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики уйғурлар қатарлиқ түркий милләтләргә қаратқан кәң көләмлик бастуруш һәрикәтлири хәлқара җәмийәтниң күчлүк әйиблишигә учримақта. кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң доклатлириға асасланғанда, бир милйондин артуқ уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрниң «қайта тәрбийәләш лагерлири» дәп аталған тутуп туруш орунлириға қамалған. канада парламенти хитай һөкүмитиниң бу һәрикәтлирини «ирқий қирғинчилиқ» дәп етирап қилған болуп, буниңға қуллуқ, җинсий зораванлиқ, мәҗбурий туғмас қилиш, аммиви назарәт һәмдә уйғур тили вә мәдәнийитини бастуруш қатарлиқ қилмишларниң мәвҗутлуқини сәвәб қилип көрсәткән.
сәмир зубәйри илгири, бу йил апрел ейида, монтреал тор гезитигә бәргән байанатида, һөкүмәтниң мусапирларни қобул қилиш пиланиниң илгириләш сүритиниң астилиқидин қаттиқ наразилиқини билдүргән иди. у бу қетимқи сөһбәттиму бу мәсилини қайта тәкитләп, һөкүмәт аппаратлириниң бу ишқа йетәрлик күч чиқармайватқанлиқини тәнқид қилип: «ахирқи һесабта, һөкүмәт аппаратлири һөкүмәт қарарлирини иҗра қилидиған васитидур. мән һөкүмәтниң бу ишни техиму тез илгири сүрүшини күтимән» дегәниди.
зубәйри гәрчә канада көчмәнләр вә мусапирлар идарисиниң 2025-йилиниң ахириғичә 10 миң уйғур мусапирни қобул қилиш нишаниға йетишниң мүшкүллүкини етирап қилған болсиму, «сийасий ирадә болсила, бу нишанға йәткили болиду» дәп ишинидиғанлиқини билдүрди.
2023-йили февралда парламентта мақулланған бу қарарға асасән, канада һөкүмити икки йил ичидә 10 миң уйғур мусапирни биваситә хитайдин әмәс, бәлки түркийә вә башқа үчинчи дөләтләрдин қобул қилип, уларни канадаға орунлаштурушқа вәдә бәргән иди. бирақ, 2024-йили декабирғичә болған арилиқта, йәни бу йеңи түркүмдики мусапирлар келиштин илгири, бу пилан бойичә пәқәт бирла уйғур мусапирниң канадаға йетип кәлгәнлики мәлум.
уйғур һоқуқлирини қоғдаш тәшкилатиниң иҗраийә мудири мәмәттохти әпәндиниң илгири сүрүшичә, нөвәттә оттура асийа вә түркийәдә панаһлиниватқан онмиңлиған уйғур мусапир хитайға қайтуруветилиш хәвпигә дуч кәлмәктә икән.
сәмир зубәйри бу мусапирларниң канадаға келишигә «тарихий пәйт» дәп баһа бәрди вә «бу партийәвий мәнпәәт мәсилиси әмәс, бәлки нсанпәрвәрлик мәсилисидур» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.