америка сәуди әрәбистан билән зор соммилиқ қорал сетиш келишими имзалиди вә сүрийәгә қаратқан җазаларни бикар қилди

трамп сәуди әрәбистан билән 100 милйард долларлиқ қорал сетиш келишими түзди вә сүрийәгә қаратқан җазаларни бикар қилидиғанлиқини илан қилди, у йәнә һәптә ахири росийә-украина тинчлиқ сөһбитигә қатнишиш үчүн түркийәгә бериши мумкинликини билдүрди. 

ройтерс агентлиқиниң 13-май хәвәр қилишичә, америка президенти доналд трампниң оттура шәрқ зийаритиниң тунҗи бекити сәуди әрәбистан болуп, у тәхминән 142 милйард доллар қиммитидики кәң көләмлик қорал сетиш келишимини өз ичигә алған бир қатар келишимләрни түзди. буниңдин башқа, трамп йәнә сүрийәгә қаратқан узун муддәтлик җазаниң бикар қилинғанлиқини елан қилип, сүрийәниң алға илгириләш пурситигә еришиши керәкликини, бу америкиниң оттура шәрқ сийаситидики зор бурулушқа символ қилинғанлиқини ейтти.

трамп бу қетим чоң бир өмәк билән оттура шәрқ зийаритигә чиққан болуп, сәудий әрәбистандин башқа йәнә әрәб бирләшмә хәлипилики вә қатарда зийарәттә болиду. америка вәкилләр өмики дөләт ишлири катипи марко рубио, малийә министири скот бесент, дөләт мудапиә министири пете хегсет вә сода министири ховард лутникни өз ичигә алиду. президент трампниң сәпиригә йәнә америка сода саһәсидики муһим әрбаблардин тесла, амазон вә боин қатарлиқ ширкәтләрниң рәһбәрлири қатнашқан.

трамп 13-май сәйшәнбә күни сәуди әрәбистан шаһзадиси муһәммәд бин сәлман билән сәуди әрәбистанниң пайтәхти рийадта көрүшти, икки тәрәп зор соммилиқ қорал сетиш келишими һасил қилди. ақсарай буни америка тарихидики әң чоң қорал сетиш содиси дәп тәсвирлиди, буниң ичидә ондин артуқ америка һәрбий вә мудапиә ширкити сәуди әрәбистанниң һава вә башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш, аләм бошлуқи, деңиз бихәтәрлики, учур вә хәвәрлишишни тәрәққий қилдурушқа йардәм бериду, шундақла һәрбий мәшиқ вә техника өтүнүп беришни өз ичигә алиду.

ройтерс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, икки дөләт йәнә локхид ширкитиниң F-35 күрәшчи айропилани сетивелишни музакирә қилған, әмма америкиниң аммиви учурлирида бу тилға елинмиған.

сәуди әрәбистан америкиниң асаслиқ қорал сетиш нишанлириниң бири. өткән нәччә он йилда, америка бихәтәрлик билән, сәуди әрәбистан болса нефит билән тәминлиди, икки тәрәпниң мунасивити мустәһкәм болди.

ақсарай елан қилған җәдвәлгә қариғанда, сәуди әрәбистан америкиға җәмий 600 милйард доллар мәбләғ селишқа вәдә бәргән болуп, трамп кәлгүси бир қанчә йилда омумий мәбләғниң 1 тирилйон долларға йетидиғанлиқини оттуриға қойди, әмма техиму көп тәпсилатларни тәминлимиди.

142 милйард долларлиқ қорал сетиштин башқа, сәуди әрәбистан DataVolt ширкити йәнә 20 милйард доллар мәбләғ селип америкида сүний идрак (AI) санлиқ мәлумат мәркизи вә енергийә ул әслиһәлирини қуриду. гугул, Oracle вә AMD қатарлиқ ширкәтләр һәр икки дөләткә алдинқи қатардики техникиларға 80 милйард доллар мәбләғ салиду.

美国总统特朗普出访中东,随行人员中包括备受争议的人物马斯克。

америка сүрийәгә қаратқан җазани бикар қилди

12-чесла рийадтики мәбләғ селиш мунбиридә, тирамп өзиниң сүрийигә қаритилған җазани ахирлаштурушқа буйруқ қилидиғанлиқини вә уларға «алға илгириләш пурсити» беридиғанлиқини елан қилди. 

гәрчә җазаниң бикар қилиниш тәпсилатлири техи елан қилинмиған болсиму, әмма бу һәрикәт он йилдин көпрәк вақиттин буйанқи ички урушни баштин кәчүргән вә өткән йили бәшшар әсәд һакимийитини ағдуруп ташлиған сүрийәгә зор илһам болди. сүрийә ташқи ишлар министири асад әл шәйбани X суписида мундақ деди: «бу сүрийәниң қайта қуруш йолидики йеңи бир башлиниш».

игилинишичә, америка ташқий ишлар министири марко рубийо бу һәптә ахирида түркийидә шәйбани билән бу ишни йәниму илгирилигән һалда музакирә қилиду.

бу йәнә 1979-йилдин башлап сүрийәни терорлуқни қоллиғучи дөләт қилип бекиткән, 2004-йили җаза йүргүзгән вә 2011-йили ички уруш партилиғандин кейин техиму көп җаза йүргүзгән америка үчүнму зор сийасәт өзгириши болуп қалиду.

б д т байанатчиси стефан дуҗаричму америкиниң бу һәрикитини қарши алди, буниң сүрийә хәлқиниң узун йиллиқ ички уруштин әслигә келишигә пайдиси бар дәп қариди. бундин бурун, йавропа иттипақи, әнгилийә вә канада иранға қаритилған җазани бошатқан иди.

трамп сүрийә президенти шара билән көрүшти

доналд трамп 14-май чаршәнбә күни рийадта сүрийәниң вақитлиқ президенти әһмәд шара билән көрүшти.

бу учришиш трампниң парс қолтуқи һәмкарлиқ кеңишиниң рәһбәрлири билән өткүзгән сөһбитидә елип берилди. бу америка билән сурийә рәһбәрлириниң 25 йилдин буйанқи тунҗи қетимлиқ учришиши.

трамп чаршәнбә күни мундақ деди: «бу йәргә қатнашқан рәһбәрләрниң қоллиши билән, биз һазир президент әһмәд шара билән көрүшүшимдин башлап, йеңи сүрийә һөкүмити билән нормал мунасивәтни әслигә кәлтүрүш үстидә издиниватимиз».

игилинишичә, трамп шарани башқа бир қанчә әрәб дөләтлири билән «ибраһим келишими» гә қатнишишқа вә исраилийә билән болған мунасивәтни нормаллаштурушқа чақирған.

ақ сарай байанатчиси каролин ливит (Karoline Leavitt) 14-май X һесабида илан қилған байанатида мунуларни билдүрди: 
 
бүгүн, президент трамп сәуди вәлиәһдә шаһзадиси муһәммәд бин сәлманниң тәклипи билән, сурийә президенти әһмәд әл-шара билән көрүшти. түркийә президенти әрдоған телефон арқилиқ қатнашти. президент әрдоған президент трампни сүрийәгә қарши йүргүзүлгән җаза тәдбирлирини әмәлдин қалдурғанлиқи үчүн махтиди вә сәуди әрәбистан билән бирликтә сурийәдә тинчлиқ вә гүллинишни илгири сүрүш үчүн ишләшкә вәдә бәрди.
 
шаһзадә йәнә президент трампниң җаза тәдбирлирини әмәлдин қалдуруш қарарини «батурлуқ » дәп махтиди. президент трамп президент әрдоған вә шаһзадигә уларниң достлуқи үчүн рәһмәт ейтти, вә президент әл-шарааға униң өз дөлитидә тарихий бир ишни қилиш пурсити барлиқини ейтти. президент трамп президент әл-шараани сурийә хәлқи үчүн йахши хизмәт қилишқа риғбәтләндүрди, вә уни төвәндикиләрни қилишқа дәвәт қилди:
 
1. исраилийә билән ибраһим келишимигә имза қойуш
 
2. барлиқ чәтәллик террорчиларни сүрийәдин кетишкә буйруш
 
3. пәләстинлик террорчиларни қоғлап чиқириш
 
4. америка қошма штатлириға даиш тәшкилатиниң қайта җанлинишиниң алдини елишта йардәм бериш
 
5. шәрқий шималий сүрийәдики даиш тәшкилати тутуп туруш мәркәзлири үчүн мәсулийәтни өз үстигә елиш
 
трамп: росийә-украина сөһбити үчүн түркийәгә беришим мумкин 
 
трамп йәнә парс қолтуқи дөләтлири зийаритидин кейин, росийә президенти виладимир путин билән украина президенти володимир зеленский оттурисида өткүзүлидиған тинчлиқ сөһбити үчүн бу һәптә ахирида түркийәгә бериши мумкинликини ейтти. һазирчә путинниң бу сөһбәткә бивастә қатнишиш қатнашмаслиқи ениқ әмәс.

2025-йили 14-май