үрүмчидә хитай-оттура асийа маарип министирлири йиғини қатарлиқ бир қатар йиғинлар өткүзүлгән

хитай даирилири йеқинда үрүмчидә тунҗи нөвәтлик хитай-оттура асийа маарип министирлири йиғини, 2025-йиллиқ хитай − оттура асийа ишләпчиқириш - оқутуш - тәтқиқат - қоллиниш һәмкарлиқ йиғини вә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң маарип министирлири йиғини қатарлиқ бир қатар йиғинларни өткүзгән.
 
хитай таратқулириниң хәвәр қилишичә, хитай даирилири 12-май күни үрүмчидә тунҗи қетимлиқ хитай-оттура асийа маарип министирлар йиғини өткүзгән. бу йиғинға хитай маарип министири хуай җинпең вә аталмиш уйғур аптоном районлуқ партком шуҗиси ма шиңруй қатнашқан болуп, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан, түркмәнистан вә өзбекистанниң маарип министирлири вә нурғун мәсуллар иштирак қилған. 
 
бу йиғин хитайниң «бир бәлвағ, бир йол» ташқи сийасити даирисидә өткүзүлгән болуп, хитай һөкүмити оттура асийа дөләтлири билән «тәқдирдашлиқ җамаити» қуруш истратегийәсиниң бир қисми сүпитидә маарип саһәсидики һәмкарлиқни кеңәйтмәкчи болған. йиғинда «хитай-оттура асийа маарип министирлар йиғини механизми хизмәт низамнамиси» вә «тунҗи қетимлиқ хитай-оттура асийа маарип министирлар йиғини үрүмчи байанати» қобул қилинған.
 
йиғинда ма шиңрүй хитай реҗиминиң шәрқий түркистанни идарә қилиш тәдбирини толуқ, омумйүзлүк иҗра қилғанлиқини, «бир бәлбағ, бир йол» тәшәббуси вә хитай − оттура асийа башлиқлар йиғини механизми рамкисида, һәрқайси дөләтләр билән һәмкарлиқини чоңқурлаштуридиғанлиқини дәва қилған. йиғинда хитай вә оттура асийа дөләтлиридики алақидар алий мәктәпләр һәмкарлиқ келишими имзалиған. шундақла маарип министирлиқиниң аталмиш «шинҗаң алий тәтқиқат орни» қурулуши башлитилған.

1-1-20250513170412473

уйғур зийалийлар узундин бири, бу хилдики йиғинларниң шәрқий түркистандики маарип сийаситигә һечқандақ иҗабий тәсир көрситәлмәйдиғанлиқини, хитайниң уйғур тилида маарипни қаттиқ чәкләватқан бир вақитта, башқа дөләтләр билән маарип саһәсидә һәмкарлашмәкчи болуши қара күлкидин башқа нәрсә әмәсликини билдүрүп кәлмәктә. муқимлиқ вә тәрәққийат баһаниси билән елип бериливатқан бу хил йиғинлар, хитайниң шәрқий түркистандики ассимилйатсийә сийаситини хәлқаралиқ сәһнидә ақлаш вә оттура асийа дөләтлириниң тәнқидлирини пәсәйтиш үчүн қоллиниливатқан әң муһим васитиләрдин бири сүпитидә көрүлмәктә.
 
ундин башқа 13-май үрүмчидә 9-нөвәтлик шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң маарип министирлири йиғини өткүзүлгән. йиғинға русийә, беларусийә, иран, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, таҗикистан қатарлиқ дөләтләрниң алақидар йуқири дәриҗилик әмәлдарлири қатнашқан. йиғинда шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати дөләтлик рәқәмлик маарип иттипақи вә хитай-шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати докторлуқ тәрбийәләш, йеңилиқ йаритиш мәркизиниң қурулғанлиқи елан қилинған. шундақла 10-қетимлиқ йиғинниң беларусийәдә өткүзүлидиғанлиқи бекитилгән.

2025-йили 16-марй