түркийәдики нопузлуқ билим йуртлириниң бири болған истанбул университитида йеқинда шәрқий түркистанға алақидар икки паалийәт әмәлдин қалдурулғандин кейин, бир қисим оқуғучилар наразилиқ намайиши өткүзди.
иҗтимаий таратқуларда тарқалған учулардин мәлум болушичә, инсанпәрвәрлик йардәм кулуби йетим балилар үчүн тәшкиллигән бир паалийәт үчүн бир ай бурун рәсмий рухсәт елинған болсиму, мәзкур паалийәткә қатнишидиған йетим балилар ичидә шәрқий түркистанлиқ балиларму болғанлиқи үчүн, мәктәп башта уйғур балиларниң бу паалийәткә қатнашмаслиқини тәләп қилған, әмма бу тәләп оқуғучилар тәрипидин қобул қилнмиғанлиқи үчүн, паалийәт бир күн бурун мәктәп даирилири тәрипидин әмәлдин қалдурулған. оқуғучиларға йәткүзүлгән учурда «хитай баш консулханиси билән дипломатик киризис көрүлүши мумкин» дегән байанлар бар болуп, ундин башқа шәрқий түркистан байриқини ишлитишкә рухсәт қилинмайдиғанлиқиму оттуриға қойулған.
оқуғучилар 4-айда кулуб уйуштурған «ғәззә вә шәрқий түркистан» намлиқ йиғинниңму мәктәп мудири тәрипидин тосқунлуққа учриғанлиқини әскәрткән. у вақиттики көрситилгән сәвәбму охшашла «хитай билән дипломатик киризис йүз бериши мумкин» болған.
университетниң бу қараридин кейин оқуғучилар кулуби 16-май җүмә күни мәктәп һойлисида қоллирида «қатил хитай, истанбул университетидин йоқал!» дегән лозункини көтүргән һалда намайиш вә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзгән. оқуғучилар университетниң асаслиқ мәҗбурийитиниң пикир әркинлики вә илмий мустәқиллиқни қоғдаш икәнликини әскәртип, истанбул университетини башқа дөләтниң тәлипигә баш әгди, дәп әйиблигән.
байанатта: «башқа бир дөләтниң бу хәлқ вә университетниң ички ишлириға арилишиш дәриҗиси бизниң дөләт шәрипимиз вә университетниң инавити билән сиғишалмайду... шәрқий түркистан байриқи университет ичидә давамлиқ ләпилдәп туриду. биз шәрқий түркистанни қоғдаштин ваз кәчмәймиз» дегән мәзмунлар орун алған.
оқуғучилар йәнә истанбул университети мудири осман бүләнт зулфиқарға биваситә хитаб қилип: «чәт әл дөлитиниң тәлипи қандақ қилип түркийә университетини башқурушқа йетәкчилик қилди? мудирийитимиз өз оқуғучилирини қоғдаватамду йаки залим хитай һакимийитиниң мәнпәәтини қоғдаватамду?» дегән.
оқуғучилар мәктәпниң позитсийәсини «баш егиш вә қорқунчақлиқ» дәп сүпәтләп, хитай билән имзаланған келишимниң бикар қилинишини, чәкләш буйруқиниң әмәлдин қалдурулушини вә университетниң түркийә йашлирини қоғдишини тәләп қилған.
бултур 12-айда сакарйа университетидики «сөз вә қәләм» уйушмиси уйуштурған «шәрқий түркистан» темисидики йиғинму университет мәсуллири тәрипидин туйуқсиз әмәлдин қалдурулған болуп, күчлүк наразилиқ қозғиғаниди. әйни вақитта оқуғучилар буниңға қарши намайиш өткүзүп, байанат елан қилғаниди.
2025-йили 19-май