түркистــан таймис- истанбул
түркийәниң әң нопузлуқ алий билим йуртлиридин бири болған истанбул университетиниң, «қиримдин суданғичә, ғәззәдин шәрқий түркистанғичә: кишилик һоқуқ» дегән темида өткүзмәкчи болған бир муһакимә йиғинини, «хитай билән киризис чиқип қелишини халимаймиз» дегән баһанә билән әмәлдин қалдурғанлиқи һәққидики хәвәрләр, әнқәрә вә иҗтимаий таратқуларда зор ғулғула қозғиди.
бу вәқәгә қарита, муғла вилайити парламент әзаси, «йеңи йол» партийәсниң түркийә парламентидики гуруппа башлиқи дотсент доктор сәлчуқ өздағ, түркийә җумһурийити җумһур рәис муавини җәвдәт йилмазниң йазма җаваб беришини тәләп қилип, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) рәисликигә 2025-йили 5-айниң 8-күни рәсмий соал мәктупи сунди.
таратқуларда елан қилинған хәвәрләргә қариғанда, истанбул университети қармиқидики «инсаний йардәм кулуби» вә «йаш и һ һ» (IHH йашлар тәшкилати) бирликтә орунлаштурмақчи болған бу муһим паалийәт, университет мәсуллириниң йуқириқидәк баһаниләр билән тосқунлуққа учриған. униң үстигә, университет даирилириниң, паалийәт күнтәртипидин «шәрқий түркистан»ға алақидар мәзмунни чиқириветишни тәләп қилғанлиқи, кулуб мәсуллири бу тәләпни қәтий рәт қилғандин кейин, паалийәтниң пүтүнләй бикар қилинғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
парламент әзаси сәлчуқ өздағ әпәнди, өзиниң иҗтимаий таратқу суписида бу һәқтә тохтилип мундақ деди: «бу мәсилини җумһур рәисиниң (@tcbestepe) муавини, һөрмәтлик җәвдәт йилмаз әпәндидин (@_cevdetyilmaz) соридим. бу муқәддәс тупрақларда шәрқий түркистанниңму, ғәззәниңму, қиримниңму, суданниңму дуч келиватқан зулумлири сөзлиниду вә чоқум сөзлиниши шәрт! кишилик һоқуқ омумй қиммәт қараштур вә биз униңдин һәргиз ваз кәчмәймиз, у һечқандақ сийасий мәнпәәт үчүн боғуветилмәслики керәк.»
доктор сәлчуқ өздағ, җумһур рәис муавини җәвдәт йилмазға қаратқан рәсмий соал мәктупида төвәндики нуқтиларға ениқлима беришни тәләп қилди:
1. истанбул университети һәқиқәтәнму бу паалийәтни әмәлдин қалдуруш қарарини чиқарғанму? әгәр шундақ болса, буниң конкрет асаси вә сәвәби немә?
2. хитайниң аталмиш инкасидин әйминип, түркийәдә илим-пән вә иҗтимаий паалийәтләрниң чәклиниши, түркийә җумһурийитиниң пикир әркинлики вә илим-пән әркинлики пиринсиплириға ашкара хилаплиқ әмәсму?
3. шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләр һәққидә сөз ечилишини тосуш, түркийә дөлитиниң мәзлум милләтләрни қоллаш вә уларниң һәқлирини қоғдаш сийаситигә қанчилик уйғун келиду?
4. университетлардики оқуғучилар кулублири вә тәшкилатлириниң паалийәтлирини пикир әркинлики даирисидә, әркин-азадә вә қанунлуқ елип беришиға капаләтлик қилиш үчүн, һөкүмәт қандақ конкрет тәдбирләрни елишни пиланлайду?
бу вәқә, түркийә җәмийитидә шәрқий түркистан мәсилисигә болған күчлүк һесдашлиқ вә хитайниң күнсери ешиватқан сийасий бесими һәққидики чоңқур әндишиләрни йәнә бир қетим муһим күнтәртипкә айландурди.
көзәткүчиләр, түркийә һөкүмитиниң бу соалларға қандақ җаваб қайтуридиғанлиқини вә буниң түркийәниң кәлгүсидики мунасивәтлик сийасәтлиригә қандақ тәсир көрситидиғанлиқини йеқиндин көзитиватиду.