түркийәдә хитайниң уйғурлар вә дөләт хадимлириниң учурлирини қолға чүшүрүшни нишан қилған җасуслуқ тори паш қилинди

түркистан таймис – истанбул, 20-май: түркийә дөләтлик истихбарат идариси (MİT) түркийә земинида паалийәт елип бериватқан, хитайға четишлиқ бир йуқири техникилиқ җасуслуқ торини паш қилди. бу торниң асаслиқи түркийәдә йашаватқан уйғурлар вә түркийә дөләт хадимлириниң шәхсий вә алақә учурлирини қанунсиз йоллар билән топлиғанлиқи ашкариланди. елип берилған һәрикәт җәрйанида 7 гумандар қолға елинип, сотниң қарари билән түрмигә қамалди.

түркийәдики һәрқайси хәвәр мәнбәлириниң кәң хәвәр қилишичә, түркийә җумһурийити миллий истихбарат идариси хитайдин кәлгән дәп қаралған 7 нәпәр гумандарни узун муддәтлик көзитиш арқилиқ мәзкур җасуслуқ паалийитини паш қилған. бу торниң истанбул, измир, маниса, баликәсир вә бурса қатарлиқ бәш чоң шәһәрдә паалийәт елип барғанлиқи ениқланған. улар «сахта база истансиси» дәп атилидиған алаһидә үскүниләрни ишлитиш арқилиқ, нишан қилинған шәхсләрниң орун учурлирини, телефон сөһбәт хатирилирини вә йанфон учурлирини топлап, биваситә һалда хитайдики истихбарат мәркизигә йоллиған.

CNN TÜRK ниң мәлуматлириға қариғанда, «сахта база истансиси» техникиси йанфонниң әң йеқин йаки әң күчлүк сигнал тарқитидиған база истансисиға улиниш пиринсипидин пайдиланған. җасуслар бу үскүнини учурлирини қолға чүшүрүшни нишан қилған кишиниң 50 метир даирисигә йеқинлаштурғанда, йанфон аптоматик һалда бу сахта база истансисиға улинишқа мәҗбур болидикән вә шу арқилиқ барлиқ учурлар җасусларниң контроллуқиға өтидикән. бу хил техника адәттә дөләтниң қанун иҗра қилғучи органлири тәрипидин сотниң қарари билән қоллинилидиған усулға интайин охшаш болуп, бу җасуслуқ ториниң қанчилик йуқири иқтидарлиқ икәнликини көрситип беридикән.

тәкшүрүшләр нәтиҗисидә, бу үскүниләрниң түркийәгә қандақ елип келингәнлики һәққидики тәпсилатларму ашкариланди. бу йуқири техникилиқ үскүниләрни бир пүтүн һаләттә таможна еғиздин өткүзүш асан болмиғачқа, җасуслар уларни парчә-парчә қилип, айрим-айрим тошуғучилар арқилиқ тәкшүрүштин қачуруш усули билән түркийә тәвәликигә елип кирип, түркийәдә топлап қураштуруп, ишқа кириштүргән.
түркийә дөләтлик истихбарат идарисиниң истанбул җумһурийәт баш тәптиш мәһкимиси вә истанбул сақчи идариси билән һәмкарлишип елип барған һәрикитидә, 7 гумандар җасуслуқ паалийити җәрйанида җинайәт садир қиливатқан нәқ мәйданда қолға чүшүрүлгән. тутулғанларниң бәзилири дәсләптә өзара тонушмайдиғанлиқини ейтқан болсиму, кейинки тәкшүрүшләр уларниң зич бағлинишлиқ бир тор икәнликини испатлиған. гумандарларниң бириниң тутулған орунда елан филими сүрәткә алмақчи болғанлиқини баһанә қилғанлиқиму хәвәр қилинди.

тәкшүрүш нәтиҗисидә, қолға елинған барлиқ техникилиқ үскүниләрниң хитайда йасалған вә пирограммиланғанлиқи дәлилләнди. гумандарларниң қанунсиз тиңшаш вә җасуслуқ һәрикәтлири билән шуғулланғанлиқиму ениқланди. бу 7 гумандар сот мәһкимисиниң қарари билән қолға елинип түрмигә ташланди.

бу һәрикәт хитайниң түркийәдә, болупму уйғур дийаспорисиға қаритилған истихбарат һәрикәтлириниң давам қиливатқанлиқини вә бу һәрикәтләрдә йуқири техникилиқ васитиләрниң қоллиниливатқанлиқини бир қетим йәнә көрситип бәрди.