түркистан таймис, 2025-йили 23-май - бирләшмә агентлиқи қатарлиқ таратқуларниң хәвәр қилишичә, америка президенти трамп билән харвард унверситити оттурисидики зиддийәтниң кәскинлишишигә әгишип, америка дөләт бихәтәрлик министирлики пәйшәнбә күни харвардниң хәлқаралиқ оқуғучи қобул қилиш салаһийитидин мәһрум қалидиғанлиқини, һазир оқуватқан чәтәллик оқуғучиларниң башқа мәктәпләргә йөткилиши керәкликини, болмиса америкидики қанунлуқ туруш салаһийитидин айрилип қалидиғанлиқини елан қилди. харвард бу һәрикәтни қанунсиз вә өч елиш билән баравәр дәп тәнқид қилди. игилинишичә, бу қарар 6000 дин артуқ оқуғучиға тәсир көрситиду.
америка дөләт бихәтәрлик министирлики 22-май пәйшәнбә күни байанат елан қилип, харвард университетиниң «оқуғучилар вә зийарәтчи тәтқиқатчиләр алмаштуруш программиси» (SEVP) гуваһнамисини ахирлаштурди. дөләт бихәтәрлик ишлири катипи кристи ноем бу һәрикәтниң «харвард университетиниң мәктәп һойлисида зораванлиқ вә йәһудийларға қарши турушқа йол қойғанлиқи һәмдә хитай компартийиси билән һәмкарлашқанлиқи үчүн җавабкарлиқни сүрүштүрүш» ни мәқсәт қилидиғанлиқини ейтти.
байанатқа қариғанда, трамп һөкүмити харвард унверсититини «америкиға қарши, терорлуқни қоллайдиған қозғилаңчилар» ниң мәктәптики йәһудий оқуғучиларға паракәндичилик селиш вә уларға һуҗум қилип, «бихәтәр болмиған мәктәп муһити» пәйда қилғанлиқини әйиблигән. байанатта йәнә, харвард университетиниң хитай компартийиси билән һәмкарлашқанлиқи вә 2024-йили хитайниң йерим һәрбий тәшкилати болған «шинҗаң ишләпчиқириш вә қурулуш биңтүәни» ниң әзалирини күтүвалған вә тәрбийлигәнлики әйибләнгән.
4-айда, ноем харвардтин чәтәллик оқуғучиларниң намайишқа қатнашқанлиқи тоғрисида учур билән тәминләшни тәләп қилған болуп, бу уларниң чеградин қоғлап чиқирилишини кәлтүрүп чиқириши мумкин иди, әмма харвард буни рәт қилған.
трамп йанварда вәзипигә олтурғандин буйан көчмәнләргә зәрбә бериш үчүн кәң қәдәм ташлиди һәмдә пәләстинни қоллайдиған намайишқа қатнашқан чәтәллик оқуғучиларға виза вә йешил картини бикар қилмақчи болди.
дүшәнбә күни, америка сәһийә вә аммивий мулазимәт министирлики мәктәпниң мәктәптики «йәһудийларға қарши паракәндичилик вә ирқий кәмситишни бир тәрәп қилмиғанлиқини» баһанә қилип, харвардқа 60 милйон доллар федератсийә мәблиғини тохтитидиғанлиқини елан қилди.
харвард университетиниң биңтүән билән болған узун йиллиқ һәмкарлиқи
харвард университетиниң, хитайниң шәрқий түркистандики уйғурларға қарши елип бериливатқан кәң көләмлик кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә биваситә арилашқан дәп әйиблиниватқан һәрбий-иқтисадий тәшкилат – хитайниң шәрқий түркистандики ишләпчиқириш вә қурулуш биңтүәни билән узун йил һәмкарлишип кәлгәнликиниң йеқинда ашкарилиниши хәлқара җамаәтчиликтә күчлүк ғулғула вә кәскин тәнқидләрни пәйда қилди. болупму бу һәмкарлиқниң америка һөкүмити тәрипидин ишләпчиқириш вә қурулуш биңтүәнигә ембарго йүргүзүлгәндин кейинму давамлашқанлиқи мәсилини техиму мурәккәпләштүрди.
ашкариланған учурлардин мәлум болушичә, харвард университети 2019-йилдин 2023-йили 10-айғичә болған төт йилға йеқин вақит ичидә, хитайниң шәрқий түркистандики ишләпчиқириш вә қурулуш биңтүәнидин кәлгән бир түркүм әмәлдарларға мәхсус тәрбийәләш пирограммилирини йолға қойған. харвард тәрәп бу тәрбийәни хитайдики аммиви хадимларниң «суғурта пиланлирини үнүмлүк һәм сиҗил мәбләғ билән тәминләш» иқтидарини өстүрүшни мәқсәт қилған, дәп ақлашқа урунған болсиму, әмма уларниң дәл кишилик һоқуқни еғир дәриҗидә дәпсәндә қилиш билән әйиблиниватқан, һәтта америка тәрипидин «уйғурларға қарши ирқий қирғинчилиқ» қа четишлиқ дәп қаралип җазаға тартилған бир тәшкилатниң кадирлирини тәрбийәлигәнлики хәлқарада қаттиқ әйибләнди.
диққәт қилишқа әрзийдиғини шуки, 2022-йили хитай оқуғучиларниң сани 1016 гә йетип , әң чоң чәтәллик оқуғучилар топиға айланған. униңдин кейин канада, һиндистан, корейә, әнгилийә, германийә, авистиралийә, сингапор вә йапонийәдин кәлгән оқуғучилар икән.
харвардниң чәтәллик оқуғучиларни қобул қилишиниң чәкләнгәнлики тоғрисидики хәвәр хитай иҗтимаий алақә супилирида қизғин муназирә қозғиди.
хитай ташқи ишлар министирлики җүмә күни бу һәқтә инкас қайтуруп: «хитай маарип һәмкарлиқини сийасийлаштурушқа изчил қарши туруп кәлди, америкиниң алақидар һәрикити пәқәт америкиниң образи вә хәлқарадики инавитигә зийан йәткүзиду» деди вә хитай оқуғучилири вә алимлириниң қанунлуқ һоқуқини қәтий қоғдайдиғанлиқини байан қилди.