түркистан таймис, 2025-йили 24-май - дунйа уйғур қурултийи башчилиқида муһаҗирәттики 21 тәшкилатниң һәмкарлиқида уйуштурулған 3-нөвәтлик шәрқий түркистан миллий кеңиши вә хәлқаралиқ уйғур йашлар кеңиши германийәниң мйунхен шәһиридә давамлашмақта. игилишимизчә, алақидар йиғинларға дунйаниң һәр қайси җайлиридин кәлгән уйғур тәшкилатлириниң вәкиллири, парламент әзалири, йашлар вә тәтқиқатчилар иштирак қилған болуп, уйғурларниң хәлқара вәзийәттә дуч келиватқан хирислири вә хитайниң хәлқаралиқ бесимиға тақабил туруш баш темисини чөридигән һалда музакириләр елип берилиду.
д у қ 20-май бу һәқтә байанат илан қилип, мәзкур йиғинларниң 23-майдин 25-майғичә германийәниң мйунхен шәһиридә өткүзүлидиғанлиқини билдүргән иди. асийа хәлқара хәвәрлири (ANI) 5-айниң 21-күни д у қ ниң байанатини нәқил қилп бәргән хәвиридә, бу паалийәтләрниң «уйғур хәлқиниң әркинлик күришиниң хәлқарада дуч келиватқан хирисларға тақабил туруштики ролини» тәкитлигән.
д у қ ниң байанатида мундақ дейилгән: «бу йиғинларда уйғурлар йәнә бир қетим дунйа миқйасида бир йәргә җәм болуп, хитайниң күнсери күчийиватқан чегра һалқиған бастуруш сийасити вә системилиқ қорқутуш урунишиға қарши коллектип қаршилиқини намайан қилиду». һәр икки йиғин уйғур күришиниң һазирқи әһвалини әтраплиқ баһалап, әркинлик, адаләт вә җавабкарлиқ нишаниға йетишниң кейинки қәдәмлирини ортақ бекитишни мәқсәт қилиду.
байанатта ейтилишичә, бу йиғинлар хитайниң шәрқий түркистандики пакитларни дунйа җамаәтчиликидин йошурушни мәқсәт қилған дунйави бесим вә йалған тәшвиқати алдида, уйғур һәрикитиниң һалқилиқ иттипақлиқ вә истратегийилик сәһниси сүпитидә алаһидә әһмийәткә игә. бу йилқи йиғинларға 22 дөләттин кәлгән кишилик һоқуқ тәшәббусчилири, сийасионлар, академиклар, җамаәт әрбаблири вә 50 дин артуқ уйғур тәшкилатиниң вәкиллирини өз ичигә алған 100 дин артуқ киши иштирак қилған.
мәлум болушичә, бу қетимқи шәрқий түркистан миллий кеңиши даирисидә тунҗи қетимлиқ хәлқара уйғур йашлар кеңиши өткүзүлгән. бу паалийәт дунйадики охшимиған дөләтләрдин кәлгән 50 дин артуқ йаш уйғур паалийәтчилирини бир йәргә җәм қилған болуп, бу йашлар асасий қатлам тәшкилләш, сийасий тәшәббус қилиш вә мәдәнийәт мираслирини қоғдаштики ролиға асасән талланған.
йашлар қурултийи әвладлар ара пикир алмаштуруш вә коллектип истратегийә түзүшкә әһмийәт берип, зораванлиқсиз қаршилиқ көрситиш, реаллиқни байан қилиш арқилиқ һәқиқәтни ашкарилаш вә уйғур кимликиниң мәвҗутлуқ күчини йаш әвладқа тәкитләшни асас қилди. қурултай давамида өткүзүлгән сех хизмәтлири, муназириләр вә мәдәнийәт алмаштуруш паалийәтлири қатнашқучи йашларға тинч йол билән тәшкиллиниш тәҗрибилири үстидә издиниш билән биргә, системилиқ зулум алдида уйғур дәвасиға болған ортақ ирадә вә етиқадни техиму күчәйтиш имканийити йаритип бәрди.
һәр икки қурултайниң асаслиқ мәқсити, уйғур азадлиқ күришиниң һазирқи әһвалиға чоңқур баһа бериш һәмдә кәлгүсидә адаләт, кишилик һоқуқи вә җавабкарлиқни тәләп қилиш йолидики ортақ һәрикәт истратегийәси вә кейинки қәдәмләрни коллектип һалда бекитиштин ибарәт.
д у қ ниң X һесабатидики йазмилириға қариғанда, паалийәтниң тәклиплик меһманлири арисида, америка авам палатасиниң әзаси йаң ким, баварийә парламентиниң муавин рәиси маркус риндерсбахер, канада парламент әзаси вә билок кубекоис рәһбири йивс-фирансуа бланчет, чех кеңәш палатасиниң муавин рәиси җири оберфалзер вә нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән украиналиқ паалийәтчи олександра матевик қатарлиқлар бар болуп, бәзилири синлиқ учур арқилиқ паалийәтни қоллайдиғанлиқини билдүргән.
д у қ хәлқара җамаәтчилик, пуқралар җәмийити тәшкилатлири вә ахбарат васитилирини бу муһим қәдәмгә қоллап-қуввәтлишини һәмдә давамлишиватқан әркинлик вә демократийә йолидики күрәштә уйғур хәлқи билән бир сәптә турушқа чақирди.
бу паалийәтләрни тәшкилләшкә һәмкарлашқан тәшкилатлар төвәндикичә:
алберта уйғур җәмийити (канада)
авистиралийә уйғур җәмийити (авистиралийә)
белгийә уйғур җәмийити (белгийә)
уйғур һәрикити (америка)
канада шәрқий түркистан җәмийити (канада)
шәрқий түркистан тәтқиқат фонди (түркийә)
хәлқара уйғур академийиси (америка)
иреландийә уйғур мәдәнийәт җәмийити (иреландийә)
йапонийә уйғур җәмийити (йапонийә)
норвегийә уйғур комитети (норвегийә)
шивитсийә уйғур иттипақи (шивитсийә)
уйғур демократийә вә кишилик һоқуқ мәркизи (германийә)
уйғур кишилик һоқуқ түри (америка)
шивитсарийә уйғур җәмийити (шивитсарийә)
викторийә уйғур җәмийити (авистиралийә)
дунйа уйғур қурултийи (германийә)
дунйа уйғур қурултийи фонди (түркийә)