шәрқий түркистандики йеңи музейлар: милләтләр бирлики, мәдәнийәт һөкүмранлиқи вә тарихий һекайәниң қайта бәрпа қилиниши

аптор: д. адилҗан әруйғур

муһәррир: д. абдуреһим дөләт

йеқинда хитайниң «җуңго йеңи хәвәрләр-шинҗаң»намлиқ тор бети билән шинхуа. нет намлиқ тор бәтлиридә бүгүр наһийәсидә икки музей ечилғанлиқиға даир хәвәр елан қилинди. хәвәрниң асасий мәзмуни мундақ: « дөләт шинҗаңда милләтләр бирлики вә тарихий йилтизларни  тәкитләйдиған икки йеңи музей ачти. җуңгониң шинҗаң уйғур аптоном районида 2024-йили 18-май икки йеңи музей зийарәткә ечилди. бу музейлар, районниң етник хилму-хиллиқини, хитай мәдәнийити билән болған тарихий бағлинишлирини вә мәдәний алақә тарихини көз алдимизға кәлтүрүшни мәқсәт қилиду.

булардин биринчиси, бүгүр наһийәсидә қурулған ғәрбий районлар чегра қоманданлиқи[1] музейи болди. бу музей, миладидин бурунқи 60-йили ғәрбий хән сулалиси тәрипидин қурулған вә шинҗаңни башқурушқа мәсул болған тунҗи хитай мәмурий бирликиниң изналири тепилған районида ечилди. җәмий 5,120 квадрат метирлиқ көргәзмә мәйданиға игә болған бу музей, бәш асасий бөлүмдин тәшкил тапқан. зийарәтчиләргә сапал, туч вә төмүр буйумлар, йипәк парчилири қатарлиқ 460дин артуқ әсәр тәқдим қилиниду. униңдин башқа, көп васитилик технологийә ишлитилип қәдимки дәвр көрүнүшлири җанландурулиду. музейниң җайлашқан орнида, 2018-йили бейҗиң университети билән шинҗаң мәдәний қалдуқлар институтиниң бирликтә башлиған қезишлири нәтиҗисидә зоркут[2] қәдимки шәһири йоруқлуққа чиқирилди. бу йәрдә тепилған үч тамлиқ қурулушлар вә хән услубидики бина материйаллири, районниң тарихий әһмийитини күчләндүриду. музей билән биргә зоркут қәдимки шәһәр археологийә бағчисиму зийарәтчиләргә ечилди.

иккинчи музей болса, бүгүргә тәхминән 100 километир йирақлиқтики куча шәһиридә ечилған қучи (куша) музейидур. бу музейда, бәзилири топлам һалитидә болуп җәмий 700 мәдәний әсәр көргәзмигә қойулған. әсәрләрдин 96 си, хитайниң үч басқучлуқ мәдәний мирас қоғдаш системисиға киргүзүлгән. музейниң алаһидә әсәрлири қатарида таң сулалисидин қалған таш будда һәйкили, қучи қолйазмилири, марҗан нәқишлик күмүш чүмпәрдә вә бойалған лай һәйкәлләр бар. музей, куча ханлиқиниң тарихини, шәһәрлишишини вә будда сәнитини өз ичигә алиду. тәңритағ тизмилириниң җәнубий бағрида, тарим ойманлиқиниң шималида орунлашқан қучи, тарих бойичә һәм муһим бир башқуруш мәркизи һәм мәдәний алақә нуқтиси болуп хизмәт қилған.

-2024йили етибарән шинҗаң бойичә 150тизимланған  музей бар болуп, бу музейлар йил бойи җәмий 13 милйон зийарәтчини күтүвалған. бу зийарәтчиләрниң 3.5 милйонини йашлар тәшкил қилған. ечилған йеңи музейлар вә ашқан зийарәтчи санлири, хитайниң шинҗаң районида тарихий мирасни тонуштуруш, милләтләр бирлики вә мәдәнийәт йуғурулуш учурлирини күчләндүрүш йөнилишидики сийасәтлириниң бир ипадиси дәп баһаланмақта.[3]

шинхуа. нет тор бетидики хәвәрниң асасий мәзмуни мундақ: «-5айниң 18-күни, дунйа музей күнидә, шинҗаң бай области бүгүр наһийәсидики ғәрбий районлар чегра қоманданлиқи музейи рәсмий ечилди. мәркизий һөкүмәтниң ғәрбий районларға үнүмлүк башқуруш елип барғанлиқиниң муһим гуваһчиси вә бәлгиси болған «ғәрбий районлар чегра қоманданлиқи» хитай мәдәнийитиниң мәдәнийәт символи вә шинҗаңниң тарихий мәдәнийәт картиси болуп қалди.

ғәрбий районлар чегра қоманданлиқи музейи 37.62 мо йәр мәйданини игиләйду, селинған омумий мәбләғ 128 милйон йүән. көргәзмә мәзмуни сийасий, иқтисадий, мәдәнийәт үч тәрәптин, хән дәврдин тартип һәрқайси дәврдики мәркизий ханданлиқ һакимийәтлириниң ғәрбий районларға болған үнүмлүк башқурушини системилиқ ипадиләп бериду, тарихий йадикарлиқлар вә һәрхил усулларниң бирлишиши арқилиқ, көрүнүшлүк, һессийлиқ, үнүмлүк көргәзмә усули билән, тамашибинларни тарихни билишкә, шинҗаңниң хитайниң бөлүнмәс бир қисми икәнлики, тарихта һәрқайси милләтләрниң қандаш икәнлики, тарихтин буйан биллә арилишип йашиғанлиқ еңини турғузушқа, шундақла, ортақ шинҗаңни қуруш тарихиға гуваһ болушқа, хитай миллити ортақ гәвдә еңини техиму мустәһкәмләшкә йетәкләйду.[4]

 

шәрқий түркистанда ечилған икки йеңи музей,  хитай нуқтисидин етник хилму-хиллиқ вә тарихий бағлинишларни тәкитләшни мәқсәт қилған болсиму, бу тәшәббусларниң сотсийологийә җәһәттин  анализ қилиниши, хитайниң райондики сийасәтлирини вә бу сийасәтләрниң уйғурлар билән башқа милләтләр үстидики тәсирлирини чүшиниш үчүн муһим бир пурсәт суниду. хитайниң шәрқий түркистан сийасәтлири, болупму «милләтләр бирлики » вә «мәдәний йуғурулуш» сөзләмлири, мустәмликичилик тәнқидлири чүшәнчисидә сотсийологийилик уқумлар вә нәзәрийәләр йоруқлуқида тәтқиқ қилиниши мумкин. бу анализда, мустәмликичилик, ассимилйатсийә, мәдәнийәт һөкүмранлиқ, символлуқ зораванлиқ вә кейинки мустәмликә нәзәрийәси қатарлиқ уқумлар қоллинилиду.

мустәмликичилик, бир милләтниң йаки дөләтниң башқа бир милләтни сийасий, иқтисадий вә мәдәнийәт җәһәттин контрол қилиши вә өз мәнпәәтлири йөнилишидә қарши тәрәпниң кимликини қайта шәкилләндүрүш җәрйанидур.[5] антонио грамшиниң мәдәнийәт һөкүмранлиқ уқуми, бу нуқтидин хитайниң шәрқий түркистан сийасәтлирини чүшиниш үчүн пайдилиқтур. һөкүмранлиқ, бир милләтниң идеологийәлик үстүнлүкни қолға кәлтүрүп башқа милләтләрниң «разилиқини» елиши вә өз дунйа қаришини «тәбиий» йаки «омумий» дәп қобул қилдурушини ипадиләйду. [6]шәрқий түркистанда ечилған музейлар, хитайниң хән мәркәзлик тарих байанини күчәйтиш вә уйғурлар билән башқа  милләтләрниң тарихини хитай мәдәнийити билән бирләштүрүп сунуш тиришчанлиқини әкс әттүриду. мәсилән: ғәрбий районлар чегра қоманданлиқи музейиниң хән сулалисиниң мәмурий башқуруш мәвҗутлуқини тәкитлиши, шәрқий түркистанниң тарихий җәһәттин хитайниң бир парчиси болғанлиқи һекайисини күчләндүриду. бу, уйғурларниң өз тарихий вә мәдәнийәт һекайилирини көләңгидә қалдуруп, хитайниң тарихий қанунийлиқ дәвасини күчләндүридиған бир һөкүмранлиқ чүшәнчисини әкс әттүрүп бериду.

ассимилйатсийә, бир етник йаки милләтниң, һөкүмран мәдәнийәтниң норма вә қиммәт қарашлирини қобул қилип өз кимликини йоқитиш җәрйанидур.[7] хитайниң «милләтләр бирлики» сөзләмлири, сиртқи көрүнүштә һәрхил милләтләрниң биргә йашишини риғбәтләндүргәндәк көрүнсиму, бу сөзләр адәттә хән хитай мәдәнийитиниң үстүнлүкини вә башқа  милләтләрниң бу мәдәнийәткә қошулушини көздә тутиду. қучи музейиниң куча ханлиқиниң тарихи вә будда сәнитини тәкитлиши, уйғурларниң тарихий мирасини хитайниң техиму кәң мәдәнийәт һекайисигә қошуш урунушлиридин башқа бир нәрсә әмәс.  хитайниң мәдәнийәт һекайилирини бейтиш урунушлири җәрйанида, әлвәттә уйғурларниң исламий кимлики вә тарихий һекайилири бурмилиниш, йоқ қилиниш вә қәдирсизләштүрүлүш җәрйанлирини баштин кәчүрмәктә. бу, пийер бордийониң «символлуқ зораванлиқ» уқуми[8] билән бағлинишлиқ; бу йәрдә һөкүмран  милләт, өз мәдәнийәт нормилирини мәҗбурлап башқа милләтләрниң кимликлирини чәткә қеқип, бу җәрйанни «тәбиий» бир мәдәнийәт алақиси дәп көрситиду.

кейинки мустәмликә нәзәрийәси, мустәмликичиликниң кейинки дәврдә кона мустәмликичи күчләрниң йаки йеңи һөкүмран күчләрниң, мустәмликә қилинған милләтләрниң мәдәнийити вә тарихини қандақ  қайта йазидиғанлиқини тәтқиқ қилиду. хоми к. бабаниң «арилашма»[9] вә едвард сәидниң «шәрқшунаслиқ» уқумлири[10], шәрқий түркистандики музейларниң ролини чүшиниш үчүн қоллинилиши мумкин. музейлар, уйғурларниң тарихи вә мәдәнийитини, хитайниң тарихий һекайиси билән «арилашма» шәкилдә сунуп, уйғур кимликини хитай мәдәнийитиниң бир қисми сүпитидә қайта шәкилләндүрмәктә. бу, сәидниң шәрқшунаслиқ уқумида байан қилинғандәк, һөкүмран күчниң «башқа»ни өз көз қариши билән бәлгиләш вә контрол қилиш урунушини әкс әттүриду. мәсилән: зоркут қәдимки шәһириниң хән услубидики бина материйаллири билән мунасивәтләндүрүлүши, районниң тарихини хитай мәркәзлик бир чәмбәрдә сунуп, уйғурларниң өз тарихий һекайилирини аҗизлаштуриду.

музейлар, пәқәт мәдәнийәт әсәрләрни көргәзмә қилидиған җайлар әмәс, шундақла символлуқ һакимийәтниң қурулидиған мәйданлиридур. мишел фукониң һакимийәт вә билим мунасивити[11] үстидики тәтқиқатлири, музейларниң, дөләтләрниң тарихий һекайиләрни контрол қилиш вә қанунлаштуруш васитиси сүпитидә қандақ хизмәт қилидиғанлиқини чүшәндүриду. музейлар, дөләтниң идеологийәлик аппаратлири сүпитидә хизмәт қилиду (алтуссер). шәрқий түркистандики музейлар, хитайниң райондики тарихий мәвҗутлуқини вә «милләтләр бирлики»ни тәкитләйдиған бир билим саһәси бәрпа қилмақта. 13 милйон зийарәтчи, болупму 3.5 милйон йашниң бу музейларни зийарәт қилиши, бу һекайиниң йаш әвладларға йәткүзүлүшидә муһим рол ойнайду.  йашлар, җәмийәттә кимлик шәкиллинишниң әң җанлиқ вә һәрикәтчан бир нопус гурупписидур. ерик ериксонниң кимлик тәрәққийат нәзәрийәси, йашлиқ дәвриниң шәхсләрниң мәдәнийәт вә иҗтимаий кимликлирини шәкилләндүридиған муһим бир басқуч икәнликини тәкитләйду. [12]хитайниң шәрқий түркистандики музейларда йаш зийарәтчиләргә әһмийәт бериши, бу дәврниң идеологийә җәһәттин шәкилләндүрүлүши үчүн ситратегийәлик бир пурсәт билән тәминләйдиғанлиқини көрситиду. музейлар, хән сулалиси мәркәз қилинған тарихий һекайини йаш әвладларға йәткүзүш арқилиқ, уларниң  шәрқий түркистанниң хитай мәдәнийитигә тарихий җәһәттин бағланғанлиқи идийәсини қобул қилишини нишан қилиду. бу, болупму уйғур  йашлириниң өз мәдәнийәт кимликлиридин совушиға вә хитайниң “милләтләр бирлики” һекайисигә техиму асан йуғурулуп кетишигә йол ечиши мумкин. морис һалбвачниң коллектип хатирә уқуми, җәмийәтләрниң тарихий һекайилириниң шәхсләрниң кимликлирини шәкилләндүрүштики ролини чүшәндүриду. хитай дөлити музейлар арқилиқ сунған тарихий һекайә, шәрқий түркистанниң хән сулалисидин буйан «җуңгониң бир қисми икәнлики» вә милләтләр көп хиллиқиниң хитай мәдәнийити рамкисида бирләшкәнлики идийәсини күчәйтиду. йашларниң бу музейларға көпләп қатнишишини, дөләтниң коллектип хатирәни қайта қуруш тиришчанлиқиниң бир қисми дәп қараш керәк. мәсилән: бу  музейида хән услубидики бинакарлиқ материйаллири вә көп васитә техникилири билән җанландурулған қәдимки сәһнәләр, йаш зийарәтчиләргә көрүнүш вә һессийат җәһәттики тәсир билән  хитай мәркәз қилинған тарихий хатирә көрүнүшини суниду. бу, дөләтниң идеологийәлик аппаратлири (алтуссер) арқилиқ йаш әвладларниң тарих тонушини контрол қилиш ситратегийәсини әкс әттүриду.[13]

хитайниң «етник хилму-хиллиқ» вә «мәдәнийәт бирлишиш» сөзләмлири, сиртқи көрүнүштә һәммини өз ичигә алидиған  «сехи»  бир чүшәнчини ипадилисиму, бу сөзләрниң ассимилйатсийәлик бир чәмбәр ичидә ишләйдиғанлиқи мәлум. талал әсәдниң мәдәнийәт тәрҗимиси[14]  уқуми, бу мәзмунда қоллинилиши мумкин. хитай, уйғурларниң мәдәний мирасини, өз тарихий вә идеологийәлик чәмбиригә «тәрҗимә қилип» қайта сунуп кәлмәктә. мәсилән: қучи музейида көргәзмә қилинған будда сәнәт әсәрлири, уйғурларниң исламий кимликидин көрә, будда өтмүшини тәкитләп , районниң тарихини хитайниң техиму кәң мәдәнийәт һекайисигә бирләштүриду. бу, етник хилму-хиллиқни тәкитләшниң,  әмәлийәттә хән мәркәзлик бир мәдәний бирлишиш лайиһәсиниң бир парчиси икәнликини көрситиду.

қисқиси, шәрқий түркистанда ечилған музейлар, хитайниң райондики мәдәнийәт вә тарихий һекайини контрол қилиш урунушлириниң бир ипадисидур. бу урунушлар, мустәмликичилик, мәдәнийәт һөкүмранлиқ, ассимилйатсийә вә символлуқ зораванлиқ уқумлири даирисидә анализ қилинғанда йаки қарап чиқилғинида, хитайниң уйғурлар вә башқа милләтләр үстидики һөкүмранлиқини күчәйтиш вә тарихий қанунийлиқини (мәшруйитини) күчләндүрүш мәқситиниң барлиқини ашкарилайду. кейинки мустәмликичилик нәзәрийәлири , бу музейларниң, уйғур кимликини хитайниң техиму кәң һекайисигә бирләштүрүп «арилашма» бир тарих сунуш тиришчанлиқини оттуриға қойиду, әпсус бу җәрйанда уйғурларниң өз мәдәнийәт вә тарихий һекайилири чәткә қеқилмақта, бу болса «милләтләр бирлики» сөзләмлириниң ассимилйатсийәлик бир характергә игә икәнликини көрситип бериду. сотсийологийә җәһәттин, бу музейлар, дөләтниң идеологийәлик аппаратлири сүпитидә хизмәт қилип, мәдәнийәт һөкүмранлиқни вә символлуқ һакимийәтни қайта ишләпчиқириш билән биргә , йашларға мәхсус «җуаңху» кимлики сиңдүрүштиму рол ойнайду.

 

[1] 西域都护府

[2] Zorkut

[3] https://english.news.cn/20250519/5ee0d2b8aab74600863b8aa64e05d631/c.html

[4] https://www.xj.chinanews.com.cn/shipin/2025-05-19/detail-iherrwae6452495.shtml

[5] https://islamansiklopedisi.org.tr/somurgecilik

[6] http://aksarayiibd.aksaray.edu.tr/en/download/article-file/2206156

[7] https://perspektif.eu/2020/07/19/asimilasyon-nedir/

[8] https://adeldanismanlik.com/simgesel-siddet-siddetin-kadife-eldiveni-ve-ozerklik/

https://evrimagaci.org/blog/sembolik-siddet-dilin-gucu-ve-toplumsal-hiyerarsilerin-insasi-16173

https://dergipark.org.tr/tr/download/article-file/3452329

sembolik şiddet kavramı üzerine gerçekleştirilen çalışmaların bibliyometrik analizi

[9] hybridity

[10] https://islamansiklopedisi.org.tr/oryantalizm

[11] michel foucault’da bilgi, iktidar ve özne ilişkişi, https://dergipark.org.tr/tr/pub/sobiadsbd/issue/11355/135768

[12] https://evrimagaci.org/eriksonun-psikososyal-gelisim-teorisi-nedir-insanin-psikososyal-gelisiminin-8-evresi-nelerdir-12267

[13] louis althusser’in devletin ideolojik aygitlari bağlaminda trt’nin müzik politikalari1 https://dergipark.org.tr/tr/download/article-file/4140526

[14] cultural translation

 

мәнбә: уйғур тәтқиқат институти