3-нөвәтлик шәрқий түркистан миллий кеңиши вә йашлар кеңиши хитабнамиси

дунйа уйғур қурултийи, 2025-йили 28-май

3- нөвәтлик шәрқий түркистан миллий кеңиши вә уйғур йашлар кеңиши уйғур һәқ-һоқуқлири вә өзара иттипақлиқ үчүн йеңи әһдиләр билән ғәлбилик айағлашти.

биз, дунйа уйғур қурултийи (дуқ) йетәкчилик қилған 3-нөвәтлик шәрқий түркистан миллий кеңиши вә уйғур йашлар кеңишиниң ортақ саһибханлири болуш сүпитимиз билән, германийәниң мйунхен шәһиридә үч күн давам қилған бу кеңәшниң нәтиҗилик вә мувәппәқийәтлик ахирлашқанлиқини иптихарлиқ ичидә җакарлаймиз.

бу кеңәшгә уйғурларниң һөрлүки, һәққанийити, вә уйғур кимликиниң муһапизә қилиниши үчүн қилиниватқан ортақ күрәшни илгири сүрүш мәқситидә, 22 дин артуқ дөләттин кәлгән 150 дин артуқ қатнашқучи, 50 дин артуқ уйғур тәшкилатлири, уйғур рәһбәрлири, инсан һәқлири қоғдиғучилири, иҗтимаий йетәкчиләр, йаш паалийәтчиләр, академиклар вә сийасәтчиләр иштирак қилди.

һәлқилғуш бир пәйттә өткүзүлгән бу кеңәш, муһаҗирәттики уйғурлар арисидики иттипақлиқни күчәйтиш вә шәрқий түркистандики хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқи вә чегра һалқиған бастуруш һәрикәтлиригә қарши қилиниватқан хәлқаралиқ тиришчанлиқларни өз-ара маслаштуруш үчүн ортақ мунбәр болди.

кеңәшниң тунҗи күни көплигән хәлқаралиқ меһманлар, қиммәтлик иштиракчилар, йуқури сәвийәдә пикир қатнаштурди, сөз қилғанларниң арисида,

  • ‏Yves-François Blanchet, канада парламент әзаси
  • ‏Markétka Gregorová, йавропа парламент әзаси(видио арқилиқ иштирак қилған)
  • Jiri Oberfalzer, чехийә кеңәш палатасиниң муавин рәиси(йазма арқилиқ көңлини изһар қилған)
  • ‏Iain Duncan Smith, әнглийә парламент әзаси
  • Baroness Helena Kennedy, әнглийә авам палатасиниң әзаси
  • Pina Picierno, йавропа парламентиниң муавин рәиси (йазма арқилии көңлини изһар қилған)
  • Oleksandra Matviichuk,нобел мукапатиға еришкән украиналиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси
  • Andrei Sannikov, пуқралар һәрикитиниң коорденатори, йавропа белоросийә фондиниң рәиси
  • Amérika parlamént ezasi Young Kim, америка тинч окйан ташқий ишлар комитетиниң рәиси
  • америка парламент әзаси Suhas Subramanyam
  • Markus Rinderspacher, баварийа парламентиниң муавин рәиси
  • Barbara lochbihler, б д т мәҗбурий ғайиб қиливитилгәнләр комитетиниң әзаси
  • ‏ Tomoya Obokata , б д т ниң алаһидә доклатчиси
  • Dogan Bekin, түркийә парламент әзаси
  • Alexes, канада парламент әзаси

уларниң һәммиси уйғур һәқ-һоқуқлирини қоғдаш вә хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши туруш ирадисини қайта ипадилиди.

миллий кеңәш вә уйғур йашлар кеңиши тунҗи күни әтигәндә бирләшмә программа билән башлинип, әвладлар ара диалог вә ортақ мәқсәтниң әһмийтини илгири сүрди вә униңдин кийин, йашлар кеңиши рәсмий ечилиш мурасими өткүзүш билән, өзиниң мәхсус паалийәтлиригә башлап кәтти.

бу қетимқи кеңәш программилири омумий җәһәттин һәрикәтчан вә охшимиған шәкилдә болуп, икки йумулақ үстәл йепиқ йиғини, төт очапбеши сөһбити, сәккиз әркин муназирә вә төт очуқ сөһбәт қатарлиқлар билән тәшкил тапқан, истратегийәлик музакирә, һекайә сөзләш вә һәмкарлиқ һәрикәт пиланлашларни өз иичигә алиду.

кеңәш җәрйанида, музакирә қилинған темилар төвәндикиләрни өз ичигә алиду.

  • барғансири артип бериватқан чәтәлләрдики уйғур җамаитигә қаритилған чегра һалқиған бастуруш тәһдиди.

 

  • адаләт үчүн қануний йоллар, җүмлидин универсал сотлаш һоқуқи вә б д т кишилик һоқуқ механизимлириниң қоллинилиши.

 

  • уйғур йашлири вә айалларниң уйғур һәрикитини давамлаштуруш вә йетәкләштики һәлқилғуш роли.

 

  • еғир тәһдит астидики уйғур тили, мәдәнийити вә кимликини қоғдашниң истратегийәлири.

 

  • уйғур тәшкилатлириниң һәмкарлиқини күчәйтип, күчни бирләштүрүш, имканларни һәмбәһирләш, вә дунйави һәрикәтләрни күчәйтиш.

 

  • чәтәлләрдики уйғур ахбаратчилиқиниң әһмийити – мустәқил таратқуларниң ахбарат бериши, зулумни хатирләш вә дунйави тәшвиқатни күчәйтиштики муһим ролини гәвдиләндүрүш.

 

  • уйғур мәҗбурий әмгикидин ибарәт бу җиддий мәсилә, қанун мақуллаш һәрикәтлири вә хәлқара қануний җавабкарлиқ миханизимлири.

 

  • уйғур һәрикитиниң өтмүши вә кәлгүси һәққидә ойлиниш, һәрикәтниң тәдриҗий тәрәққийати, истратегийәлик йөнилиши вә тәҗрибә-савақлири.

 

  • лагер шаһитлириниң биринчи қол гуваһлиқи, адаләт, етирап қилиш вә зийанкәшликкә учриғучиларни қоллашниң әһмийити тәкитләнди.

 

  • уйғур һәрикити дуч келиватқан кирзис вә бу һәқтә сәмимий мулаһизә, җүмлидин ичкий күрәш, ташқий бесим вә җуғрапийәлик сийасий өзгүрүш қатарлиқлар.

 

  • уйғур һәрикитиниң истиқбали үстидә келәчәккә нәзәр селиш, кейинки қәдәм үчүн муһим нуқтиларни бәлгиләш, узун муддәтлик нишанни тәсәввур қилиш вә буниң үчүн йеңи ениргийә топлаш.

 

миллий кеңәшгә параллил һалда елип бәрилған уйғур йашлар кеңиши уйғур кимлики, әвладлар ара диалог, һекайә сөзләш, писхикилиқ җараһәт вә шипа тепиш, чегра һалқиған бастуруш, мәдәнийәтни гүлләндүрүш вә йашларни күчләндүрүш қатарлиқ темилар музакирә қилинди. бу музакириләр, уйғур йашлар һәрикәтниң кәлгүсигә рәһбәрлик қилиш үчүн зөрүр болған тәпәккүр, мунасивәт вә алақә, иқтидарларни бәрпа қилидиған бир сәһнә болди.

бу қетимқи кеңәшниң йәнә бир муһим нәтиҗиси болса мйунхен хитабнамисиниң мақуллиниши болуп, уйғур җамаәтлириниң өз-ара иттипақлишиш, мас қәдәмдә дәва қилиш вә шәрқий түркистан үчүн тинч йол арқилиқ адаләт вә әркинлик күришидә тәврәнмәсликни қайта тәкитлиди.

дунйа уйғур қурултийиниң рәиси турғунҗан алавудун әпәнди мундақ диди: бу пәқәт адди бир йиғилишла әмәс, бу бир хитабнамә. уйғур хәлқиниң өз дәвасида йәнила бирлик вә иттипақлиқ ичидә икәнликиниң вә бизниң кимликимизни вә авазимизни һечқандақ бесимниң йоқ қилалмайдиғанлиқиниң хитабнамиси.

дунйа уйғур қурултийи бу кеңәшни вуҗутқа чиқарған барлиқ қатнашқучилар, һәмкарлашқучи тәшкилатлар вә пидаийларға чоңқур миннәтдарлиқ билдүриду. уйғурлар күнсери кәскинлишиватқан хирис вә тәһдитләргә дуч келиватқан бир пәйттә, бу кеңәш техиму чоңқур һәмкарлиқ, күрәш вә үмүдниң башланғучи болғуси.

кеңәшниң ечилиш мурасими вә бәзи сөһбәтләрни бу йәрдин көрәләйсиз.

мйунхен хитабнамисиниң толуқ қисмини бу йәрдин көрәләйсиз.