уйғур диаспораси мийунхенда йиғин чақирип кәлгүси истратегийәлирини бекитти

түркистан таймис хәвәрлири – 2025-йили 29-май – мйунхен, германийә:

дунйа уйғур қурултийи (д у қ) 2025-йили 5-айниң 23- күнидин 25-күнигичә германийәниң мйунхен шәһиридә чақирилип үч күн давам қилған 3-нөвәтлик шәрқий түркистан миллий кеңиши вә уйғур йашлар кеңиши йиғини хитабнамисини елан қилди.

хитабнамидә, мәзкур йиғинниң уйғур муһаҗирлириниң хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики күчийиватқан бесимлириға қарши ортақ мәйданда туруш вә кәлгүси истратегийәлирини бекитиш нуқтисидин һалқилиқ бир супа һазирлап бәргәнлики қәйт қилинди. дунйа уйғурқурултийи тәрипидин 28-май елан қилинған мәзкур хитабнамидә, йиғинниң уйғур һәқ-һоқуқлирини қоғдаш вә хәлқара җәмийәтниң диққитини райондики инсан һәқлири киризисигә җәлп қилиш йолидики муһим бирқәдәм икәнлики тәкитләнди.

бу муһим йиғинға дунйаниң 22 дин артуқ дөлитидин кәлгән 150 дин артуқ вәкил, җүмлидин 50 дин артуқ уйғур тәшкилатлириниң рәһбәрлири, кишилик һоқуқ паалийәтчилири, академиклар, сийасәтчиләр вә йаш паалийәтчиләр қатнашти. дунйа уйғур қурултийиниң билдүрүшичә, бу кеңәшниң асаслиқ мәқсити уйғурларниң әркинлики, адалити вә кимликини қоғдаш күришини күчәйтиш, муһаҗирәттики уйғурлар арисидики иттипақлиқни мустәһкәмләш һәмдә хитай һакимийитиниң уйғурларға қаратқан «ирқий қирғинчилиқ» җинайәтлири вә чегра һалқиған бесимлириға қарши хәлқаралиқ тиришчанлиқларни маслаштуруш икән.

хәлқаралиқ қоллаш вә әкс сада қозғиған чақириқлар

кеңәшниң ечилиш күнидә нурғунлиған хәлқаралиқ сийасәтчиләр вәкишилик һоқуқ қоғдиғучилири сөз қилип, уйғурларниң һәқлиқ дәвасини күчлүк қоллайдиғанлиқини ипадилиди. сөз қилғанлар арисида канада парламент әзаси ив-франсуа бланшет, әнгилийә парламент әзаси ийин данкен смис, әнгилийә авам палата әзаси баронес һелена кеннеди, нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән украиналиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси олександра матвийчук, америка парламент әзалири йаңким вә суһас субраманйам, баварийә парламентиниң муавин рәиси маркус риндершпачер вә б д т ниң алаһидә доклатчиси томойа обоката қатарлиқ нопузлуқ шәхсләр бар иди. йавропа парламентиниң муавин рәиси пина пичерно вә чехийә кеңәш палатасиниң муавин рәиси җири оберфалзер болса йазма мәктуп арқилиқ қоллайдиғанлиқини билдүрди. рәһбәрләр хитайниң уйғурларға қаратқан системилиқ бесимлирини әйибләп, хәлқара җәмийәтни уйғур һәқ-һоқуқлирини қоғдаш үчүн конкрет вә қәтий қәдәмләрни елишқа чақирди.

кәлгүсигә йүзләнгән истратегийәлик музакириләр

үч күнлүк кеңәш давамида, уйғур һәрикитиниң кәлгүсини шәкилләндүридиған бир қатар истратегийәлик мәсилиләр әтраплиқ музакирә қилинди. муһим нуқтилар төвәндикиләрдин ибарәт:
● чәтәлләрдики уйғур җамаитигә қаритилған күчийиватқан чегра һалқиған бастуруш тәһдитлири вәбуниңға тақабил туруш усуллири.
● универсал сот һоқуқи вә б д т кишилик һоқуқ механизмлирини өз ичигә алған адаләтни ишқа ашуруш үчүн хәлқаралиқ қанун йоллиридин үнүмлүк пайдилиниш.
● уйғур йашлири вә айаллириниң уйғур дәвасини давамлаштуруш вә кәлгүсигә қарап илгириләштики мәркизий вәактип роли.
● еғир тәһдит астидики уйғур тили, мәдәнийити вәкимликини қоғдаш вә җанландурушқа даир һәр тәрәплимә истратегийәләр.
● уйғур тәшкилатлири арисидики һәмкарлиқни күчәйтиш, байлиқларни үнүмлүк ортақлишиш вә йәршари характерлик ортақ һәрикәтләрни маслаштуруш.
● муһаҗирәттики уйғур таратқулириниң әһмийити; мустәқил ахбаратчилиқ, йүз бериватқан зулумни хатириләш вә хәлқара җамаәтниң диққитини тартиштики һалқилиқ роли.
● уйғур мәҗбурий әмгики мәсилисини һәл қилиш үчүн хәлқаралиқ қануний бәлгилимиләр вә җавабкарлиқ механизмлирини йолға қойуш.
● лагер шаһитлириниң биваситә гуваһлиқлири асасида адаләт издиниши вә зийанкәшликкә учриғучиларға йардәм бериш пирограммилирини күчәйтиш.
● уйғур һәрикити дуч келиватқан ички вә ташқи қийинчилиқлар, җуғрапийилик сийасий өзгиришләрниң тәсири вә буларға қарита һәл қилиш мәркәз қилинған усуллар.

бу истратегийәлик музакириләр икки йумулақ үстәл йепиқ йиғини, төт очақбеши сөһбити, сәккиз әркин муназирә вә төт очуқ муһакимә қатарлиқ көп хил шәкилләрдә, өзара тәсир көрситиш арқилиқ елип берилди.
уйғур йашлири вә кәлгүси тәсәввури

миллий кеңәш билән тәң елип берилған уйғур йашлар кеңишидә болса, уйғур кимлики, әвладлар ара сөһбәт, роһий бесим вә уни һәл қилиш тәдбирлири, чегра һалқиған бесимларға қарши туруш, мәдәнийәт мираслирини қоғдаш вә йашларниң рәһбәрлик иқтидарини ашурушқатарлиқ мәсилиләр йашларниң актип иштирак қилиши билән музакирәқилинди. бу йиғинлар уйғур йашлириниң һәрикәтниң кәлгүсигә йөнилиш беридиған иқтидарға игә болуши үчүн бир асас йаратти.

мйунхен хитабнамиси: бирлик вә қәтийлик учури

йиғинниң әң конкрет нәтиҗилиридин бири, уйғур җамаитиниң иттипақлиқичидә һәрикәт қилиш, дәвалирини мас қәдәмдә давамлаштуруш вәшәрқий түркистан үчүн тинч йоллар билән адаләт вә әркинлик күришидики тәврәнмәс қәтий ирадисини қайта тәкитлигән «мйунхен хитабнамиси»ниң мақуллиниши болди.

дунйа уйғур қурултийи рәиси турғунҗан алавудун: «бу пәқәт адди бир йиғилишла әмәс, бу бир хитабнамә. уйғур хәлқиниң өз дәвасида йәнила бирлик вә иттипақлиқ ичидә икәнликиниң вә бизниң кимликимиз вә авазимизни һечқандақ бесимниң йоқ қилалмайдиғанлиқиниң хитабнамиси» дегән сөзләрни қилди.

давамлишиватқан бесимлар сайисидики үмид нури

бу муһим кеңәш, хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики уйғурларвә башқа йәрлик хәлқләргә қаратқан кәң көләмлик вә системилиқ бесимлири давамлишиватқан бир мәзгилдә елип берилди. хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири, б д т мутәхәссислири вә нурғун дөләт һөкүмәтлири хитайниң вәтинимиздики җинайәтлирини «инсанийәткәқарши җинайәт» вә «ирқий қирғинчилиқ» дәп атимақта. бейҗиң һакимийити болса бу әйибләшләрни рәт қилип, сийасәтлирини «әсәбийликкә қарши туруш» вә «тәрәққийат» тиришчанлиқи дәп ақлимақта.

дунйа уйғур қурултийи мйунхенда чиқирилған қарарлар вә намайан қилинған иттипақлиқ роһиниң, уйғурлар дуч келиватқан бу еғир синақлар алдида техиму күчлүк һәмкарлиқ, қаршилиқ вә үмид үчүн бир башлиниш болушини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.