түркистан таймиз, 10 - ийун, токйо: йапонийә уйғур җәмийити (JUA) тәрипидин 2025-йили 5-айниң 30-күни елан қилинған «уйғурларниң тарихи, мәдәнийити вә һайат қелиш үчүн күриши: унтулуш вә қаршилиқ арилиқида» намлиқ йеңи доклат хитай һөкүмитиниң уйғур ели (шинҗаң уйғур аптоном райони) да йүргүзүватқан кәң көләмлик вә системилиқ инсан һәқлири дәпсәндичилики, мәдәнийәт вә диний бастуруш, шундақла миллий қирғинчилиқ сийасәтлириниң изчил давам қиливатқанлиқини йәнә бир қетим паш қилди. бу доклат нурғунлиған йеңи мәлуматлар, гуваһлиқлар вә ашкариланған һөкүмәт һөҗҗәтлирини асас қилип тәййарланған болуп, уйғур хәлқи дуч келиватқан еғир киризисниң һәқиқий маһийитини чүшиниш үчүн интайин муһим әһмийәткә игә.
доклатниң кириш қисмида, шәрқий түркистанниң қәдимий тарихи, җуғрапийәлик орни, мол байлиқлири вә көп милләтлик мәдәнийити қисқичә байан қилинған. шундақла, 20-әсирдин башлап хитайниң һөкүмранлиқи астида уйғурларниң миллий вә диний бесимға учрап кәлгәнлики, иқтисадий түзүлмә вә нопус қурулмисида чоң өзгиришләр йүз бәргәнлики тилға елинған. доклатта тәкитлинишичә, йеқинқи йиллардин буйан уйғурларға қаритилған көзитиш, мәҗбурий әмгәк, ассемилйатсийә сийасәтлири, мәдәнийәтни вәйран қилиш қатарлиқ реаллиқлар хәлқара җәмийәтниң түрлүк тәкшүрүш вә гуваһлиқлири арқилиқ ашкарилинип, б д т, һәрқайси дөләтләрниң һөкүмәтлири вә хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлири тәрипидин «еғир инсан һәқлири дәпсәндичилики» дәп қаралған.
мәҗбурий тутқун қилиш лагерлириниң реаллиқи күчәймәктә
доклатниң 6-бабида, «мәҗбурий тутқун қилиш лагерлири» ниң реаллиқиға кәң орун берилгән. доклатта көрситилишичә, 2017-йилидин башлап хитай шәрқий түркистанда кәң көләмлик мәҗбурий тутқун қилиш лагерлири қурған болуп, доклатқа асасланғанда, бу лагерларға кәм дегәндә 3 милйон уйғур вә башқа түркий милләтләрдин болған кишиләр мәҗбурий қамалған. доклатта йәнә, бу лагерларниң сани вә көлиминиң ашкариланғанлиқи, йеңи мәлуматларға қариғанда, һәрқайси наһийәләрдә кәм дегәндә 5 тутқун мәркизи барлиқи, бәзилириниң нәччә миң, һәтта нәччә түмән адәмни сиғдуралайдиғанлиқи байан қилинған.
доклатта лагер ичидә немиләрниң болидиғанлиқиға даир тәпсилатлар берилип, тутқун қилинғучиларниң қаттиқ назарәт астида икәнлики, хитай коммунист партийәсиниң идийәси вә хитай тилини өгинишкә мәҗбурлинидиғанлиқи, шундақла қийнаш, уйқу бәрмәслик, тамақ чәкләш, кишәнләш қатарлиқ җисманий вә роһий җәһәттин хорлашларниң күндилик турмушқа айланғанлиқи байан қилинған. доклатта алаһидә көрситилишичә, айалларға қаритилған җинсий зораванлиқму күндилик әһвал болуп, бир қанчә айал тутқун қилинғучиниң лагер ичидә муһапизәтчиләр тәрипидин коллектип басқунчилиққа учриғанлиқи һәққидә гуваһлиқ бәргәнлики қәйт қилинған. бу гуваһлиқларниң бир биригә мас келидиғанлиқи вә хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлириниңму бу хил әһвалларни дәлиллигәнлики тәкитләнгән.
мәҗбурий туғмас қилиш вә әза овлаш дәһшити
доклатта берилгән йеңи мәлуматларға қариғанда, лагерға соланған барлиқ айалларниң мәҗбурий туғмас қилиниватқанлиқи, тухумданлириға дора селиниватқанлиқи, бәш йаш қириқ йашқичә болған айалларниң мәҗбурий туғмас қилиш оператсийәси қилиниватқанлиқи һәққидә нурғун гуваһлиқлар бар. бу сийасәтниң уйғур нопусини мәқсәтлик азайтиш үчүн ишлитиливатқанлиқи ениқ.
доклатта йәнә қәйт қилинишичә, лагерларда өлүм һадисилири көпәйгән. бәзи йашанғанларниң җәсәтлиридин башқа, җәсәтләр аилисигә берилмәй, йеңидин селинған «җәсәт бир тәрәп қилиш орунлири» да көйдүрүветилгәнлики, шундақла әза содиси үчүн, җәсәтләрдин әза елинғанлиқи һәққидики учурлар барлиқи байан қилинған. доклатта испат сүпитидә қәшқәр айродурумида көрүнгән «инсан әзалирини тошуш йоли», «инсан әзалирини ианә қилиш, әза көчүрүш авийатсийә бихәтәрлик капаләтлик қилиш мусаписи» дегәндәк бәлгиләрниң, дөләтниң адәмләрдин мәҗбурий әза еливатқанлиқини испатлайдиғанлиқи қәйт қилинған.
мәдәнийәтниң вәйран болуши вә кимликниң йоқитилиши
доклатниң 11-бабида, хитай һөкүмитиниң уйғур мәдәнийитини йоқитиш сийасәтлиригә кәң орун берилгән. доклатта көрситилишичә, бу сийасәт уйғурларни мәҗбурий ассемилйатсийә қилишни мәқсәт қилиду. әрләрниң сақал қойуши, айалларниң йүзлүк, узун йопка кийиши чәкләнгән. кишиләрниң әнәниви миллий кийимлири мәҗбурий һалда хитайчә кийимләргә өзгәртилгән. доклатта байан қилинишичә, мәсчитләр кәң көләмдә чеқип ташланған, йепилмиғанлириға йуқиридин көзитиш камераси вә хитай байриқи орнитилған. 18 йаштин төвәнләр, оқуғучилар, әмәлдарлар қатарлиқларға намаз оқуш, роза тутуш чәкләнгән. «исламий» исимлар бериш мәни қилинип, мәҗбурий исим өзгәртиш йүргүзүлгән. доклатта йәнә, қәбристанлиқларниң вәйран қилинип, уйғурларниң тарихий бағлинишини үзүш урунушиниң барлиқи байан қилинған. йәр намлириниң хитайчә намға өзгәртилишиму бу сийасәтниң бир қисми.
зийалийларни нишанлаш вә балиларни айриветиш
доклатниң муһим нуқтилириниң бири сүпитидә, уйғур мәдәнийитини сақлап қелишта муһим рол ойнайдиған зийалийларниң мәқсәтлик нишанға елинғанлиқи байан қилинған. доклатқа асасланғанда, 2017-йили 4-айдин башлап тәхминән 386 нәпәр уйғур зийалийиси «қамалған, түрмигә ташланған, мәҗбурий йоқап кәткән» болуп, уларниң кәм дегәндә 5 нәпириниң қамалған вақтида қаза қилғанлиқи дәлилләнгән. доклатта йәнә, нобел тинчлиқ мукапатиға кандидат көрситилгән иқтисадшунас илһам тохтиниң 2014-йили муддәтсиз түрмигә ташланғанлиқиға даир мисал кәлтүрүлгән.
доклатта әң ечинишлиқ әһвалларниң бири сүпитидә, ата-аниси қамалған уйғур балилири, йәни «йетим қалғанлар» ниң дөләт назарити астидики йәсли, йатақлиқ мәктәп вә башқа орунларға мәҗбурий елинғанлиқи байан қилинған. доклатта берилгән мәлуматларға қариғанда, бу орунларда балилар мәркәзлик һалда хитай тили вә хитай коммунист партийәсиниң идийәси бойичә тәрбийәләнгән. бу сийасәтниң «әвладларни айриш» арқилиқ уйғур җәмийитиниң бир пүтүнлүкини вә мәдәнийәт өзлүкиниң бағлинишини үзүшни мәқсәт қилидиғанлиқи тәкитләнгән.
чәт әлдики уйғурларму көзитиш обйекти болди
доклатниң 10-бабида, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритилған йуқири дәриҗилик көзитишиниң пәқәт шәрқий түркистанда йашаватқан уйғурларниң әркинликини бесипла қалмай, чәт әлдә йашаватқан уйғурларғиму чоңқур тәсир көрситиватқанлиқи байан қилинған. доклатқа асасланғанда, хитай һөкүмити аилини гөрүгә елиш усули арқилиқ, чәт әлдики уйғурларни инсан һәқлири паалийәтчилирини көзитишкә вә учур беришкә мәҗбурлиған, уйғур җәмийитини парчилашқа урунған. доклатта берилгән мисаллар ичидә, әнглийәгә қачқан бир уйғурниң аилиси билән алақиси үзүлгәндин кейин, сақчиниң арилишиши билән синлиқ телефонда алақилашқанлиқи, лекин бу алақиниңму толуқ сақчиниң контроллуқида болғанлиқи, һәмдә җасуслуқ қилишқа мәҗбурланғанлиқи байан қилинған.
доклатта йәнә, йапонийәдики уйғурларниңму хитай һөкүмитиниң көзитиши вә тәһдити астида икәнлики қәйт қилинған. йапонийә уйғур җәмийитиниң летеп әхмәт исимлик башлиқиниң, коча паалийәтлиридә, гуваһлиқ бериш йиғинлирида, һәтта көргәзмиләрдиму «хитайға охшайдиған адәмләрниң йошурун сүрәткә елип йүридиғанлиқи», сақчиниң уйғурларни көзитип сөз әркинликини боғушиға йол қоймайдиғанлиқи һәққидә байан қилғанлиқи тилға елинған.
хуласә: ирқий қирғинчилиқни тохтитиш чақириқи
йапонийә уйғур җәмийити елан қилған бу йеңи доклат хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сийасәтлириниң миллий йоқитишқа йүзләнгән ирқий қирғинчилиқ икәнликини йәнә бир қетим ениқ көрситип бәрди. доклатта тәкитлинишичә, мәҗбурий тутқун қилиш лагерлири, мәдәнийәтни вәйран қилиш, динний бастуруш, мәҗбурий әмгәк вә чәт әлдики уйғурларға қилиниватқан бесимларниң һәммиси бир пүтүн, системилиқ пиланниң бир қисми.
доклатниң ахирида, хитай һөкүмитиниң «инсанийәткә қарши җинайәт» садир қиливатқанлиқи қәйт қилинип, хәлқара җәмийәт вә йапонийә һөкүмитини хитайниң бу қилмишлирини әйибләшкә, лагерларни тақашқа, барлиқ қамалғанларни дәрһал қойуп беришкә чақириқ қилинған. бу чақириқ уйғур миллитиниң һайат-маматлиқ мәсилисигә тақашқанлиқини агаһландуруп, дунйа тинчлиқи үчүнму бу мәсилини һәл қилишниң муһимлиқини тәкитлигән.
доклатниң толуқ нусхисини бу йәрдин көрәләйсиз