14-ийун истанбулда муҗаһид қомандан, алим, дөләт әрбаби, әдиб, тарихшунас мәрһум муһәммәд әмин буғраниң вапатиниң 60 йиллиқини хатириләш паалийити өткүзүлди.
мәзкур паалийәтни шәрқий түркистан өлималар бирлики орунлаштурған болуп, сәфакөйгә җайлашқан уйғур илим вә мәдәнийәт, тәтқиқат вәқфи йиғин залида өткүзүлди.
қуран тилавитидин кейин алди билән шәрқий түркистан өлималар бирлики рәиси дотсент, доктор алимҗан буғда ечилиш сөзи қилип, шәрқий түркистанниң алдинқи әсирдә ишғал астида қелиш тарихидин елинидиған ибрәтләрниң көп вә муһим икәнликини, хусусән муһәммәд әмин буғра һәзритимниң һайатини тәтқиқ қилишниң алаһидә әһмийәткә игә икәнликини тәкитләп өтти.
арқидин истиқлал телевизийәси тәййарлиған, мәрһумниң җәңгивар һайати байан қилинған қисқа филим қойулди. паалийәттә мәрһумниң аилә тавабиатлиридин һесаблинидиған фәтһуддин буғра «һәзритимниң аилә келип чиқиши вә мәдрисә һайати» темисида, муһәммәд әли әлиоғли «һәзритимниң күндилик хатирилиридин әслимиләр» темисида, атавуллаһ хәлпәтһаҗим «һәзритимниң җиһадий һәрикити» темисида лексийә сөзләп, мәрһум муһәммәд әмин буғраниң өсүп йетилиши, илим елиш җәрйани, һиҗрәт, сәпәрлири, илмий әмгәклири вә вәтән ичи-сиртидики күрәш тарихини тәпсилий тонуштурди.



хусусән муһәммәд әли әлиоғли әпәнди лексийә җәрйанида мәрһумниң һазирғичә тарқитилип бақмиған күндилик хатирилиридин бир қисим тәсирлик картиниларни көрситип, муһәммәд әмин буғраниң әйни вақиттики җапалиқ күрәшлирини, тарихта аз көрүлидиған йуқири дәриҗилик сийасий паалийәтлирини, чәккән изтираплирини йорутуп бәрди.

ахирда бир қисим устазлар сөз қилип, бу паалийәт арқилиқ мәрһумни қайтидин тонуп чиққанлиқини, униң күрәш һайатидин қаттиқ тәсирләнгәнликини тәкитләшти. паалийәт мәрһумниң роһиға аталған хәтмә қуран дуаси вә опчә дуа билән ахирлашти.