түркистан таймис, 2025-йили 25-ийун: хитайниң охшимиған пикирләрни җимиқтуруш тиришчанлиқи узундин буйан чегра һалқип давамлашмақта. йеңи бир доклатта муһаҗирәттики уйғурларни нишан қилған мәҗбурий әмгәк, сиңип кириш вә чегра һалқиған бастуруш һәрикити ашкариланди. 2025-йили 6-айниң 23-күни хәлқара тәкшүрүш мухбирлири бирләшмиси (ICIJ) тәрипидин нәшр қилинған вә журналист сикилла алекчи тәрипидин қәләмгә елинған «хитай нишанлири - хитай өктичиләрни җасусқа айландуруп чәтәлдики паалийәтчиләр топиға сиңип кирди, даириләр болса наилаҗ» намлиқ тәкшүрүш доклатида, хитай дөлитиниң қандақ қилип зийанкәшликкә учриғучиларни пайлақчиларға айландуридиғанлиқи вә диаспорадики әркинлик чақириқлирини қандақ бастурғанлиқи паш қилинған.
доклатта паш қилинған җасуслардин бири болған го җйән 2017-йили йавропадин кәлгән демократийәни қоллайдиған вәкилләр өмики тәркибидә һиндистанда тибәт әмәлдарлири вә далай лама билән көрүшкән. германийәдә йашайдиған вә гражданлиққа еришкән го дәсләптә паалийәтчиләр чәмбирикиниң қоллишиға еришкән, әмма униң мәхпий учур вә адәттин ташқири һәрикәткә болған тәлипи узун өтмәйла гуман қозғиған. 2023-йили у йаш паалийәтчиләрни һәқиқий исим қойушқа қистиғанда гуман күчәйгән. 2024-йили, германийә даирилири гони хитайға җасуслуқ қилиш җинайити билән қолға алған.
доклат омумән хитай компартийисиниң чәтәлдики тибәт, хоңкоң вә демократийәни қоллайдиған гуруппиларға сиңип кириш тиришчанлиқиға мәркәзләшкән болсиму, тәһдит, пул арқилиқ қизиқтуруш вә аилиси арқилиқ бесим қилиш қатарлиқ вастиләр арқилиқ уйғур диаспорасиға қандақ сиңип киргәнлики ашкарилиған.
зийанкәшликкә учриғучидин пайлақчиға: уйғур содигәрниң иқрарнамиси
ICIJ ниң доклатида көрситилишичә, уйғурлар сүргүндиму бейҗиңниң зулумидин қутулалмайдикән. һазир истанбулда йалғуз қамап қойулған, 60 йашлиқ тоқумичилиқ содигири садиқ мәмәтнийаз (Shadeke Maimaitiazezi) уйғурлар арисида хитайға җасуслуқ қилиш билән әйибләнгән вә сот мәһкимиси тәрипидин 12 йил алтә айлиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. шәрқий түркистанниң қағилиқтин болған садиқ мәмәтнийаз бу әйибләшни рәт қилған вә түркийә даирилирини өзини иқрар қилишқа мәҗбурлиди дәп әйиблигән. униң адвокати фатиһ давут әҗдәрниң сөзигә қариғанда, садиқ мәмәтнийазниң бирдинбир җинайити униң аилисини қоғдашқа уруниши икән.
садиқ мәмәтнийазниң ейтишичә, униң йуртидики бир сақчи уни «аиләң бу йәрдә» дәп бесим ишлитп җасуслуқ қилишқа мәҗбурлиған. у 2023-йилиниң бешида хоңкоңға қарап учқан вә бу йәрдә икки хитай җасуси билән көрүшкән. җасуслар униңға: «хитай интайин чоң дөләт, әгәр биз үчүн ишлисәң әркин болисән. болмиса, биз сени вә йеқинлириңни йоқитимиз» дегән.
даириләр униңға өзи һәққидә хәлқаралиқ тутуш буйруқиниң барлиқини, әмма әгәр у хитай үчүн ишлисә, бу буйруқниң әмәлдин қалдурулуши мумкинликини ейтқан. түркийә сотиниң билдүрүшичә, кейинчә садиқ мәмәтнийазға шәрқий түркистан үчүн паалийәт қилидиған өктичиләрни назарәт қилиш вәзиписи тапшурувалған вә үчинчи тәрәп арқилиқ бу хизмәткә 100 миң доллардин артуқ пул тапшурувалған. униң нишанлириниң бири уйғур җамаәт әрбаби абдулқадир йапчан болуп, у узун йил бейҗиң тәрипидин «терорлуқ» билән әйибләнгән вә түркийә соти бу әйибләшләрниң сийасий икәнликини қобул қилған.
униң адвокати әҗдәр садиқ мәмәтнийаз ортақлашқан учурларниң фейсбук вә хәвәр мәнбәлири қатарлиқ аммиви мәнбәләрдин елинғанлиқини вә мәхпий учурларни өз ичигә алмиғанлиқини байан қилди. йапчан болса бу һәқтә: «хитайниң тәһдитигә учримиған адәм қалмиди» деди.
системилиқ сиңип кириш һәрикити
берлинға җайлашқан дунйа уйғур қурултийидин ғәйур қурбанниң билдүрүшичә, садиқ мәмәтнийазниң делоси бейҗиңниң уйғур диаспорасиға сиңип кириш вә башқичә пикирдикиләрни бастуруш истратегийисиниң пәқәт бир типик мисали икән. у мундақ деди: «хитайниң дипломатик хадимлири биләнла өзиниң кәң диаспорасини контрол қилиши әмәлийәткә уйғун әмәс, чәтәлдә көйүватқан бир от бар, улар зөрүр болған амаллар билән уни өчүрмәкчи».
бу истратегийә пайлақчиларни тәшкилатлар, мәсчитләр вә мусапирларни қоллаш тори ичигә сиңдүрүшни өз ичигә алиду. шивитсийәдә йеқинда бир тәшкилатниң әзаси қолға елинип хитайға җасуслуқ қилиш билән әйибләнгән - бу 2009-йилдин буйан бу дөләттә йүз бәргән иккинчи дило. шуниң билән бир вақитта, шивитсарийәдә бир академикниң уйғурларға бесим ишлитип, шәрқий түркистандики аилә адреси вә аилә әзалириниң кимлики қатарлиқ шәхсий учурларни ашкарилашни тәләп қилғанлиқи оттуриға чиқти. у ICIJ һәмкарлашқучилириға өзиниң хитай бихәтәрлик хадимлири билән болған алақини сақлайдиғанлиқини етирап қилди, әмма ахбарат топлашни рәт қилғанлиқини ейтти.
норвегийәдә йашайдиған сабиқ сийасий мәһбус вә тәтқиқатчи абдувәли айуп еришкән хитайниң ички учурлириға асасланғанда, сақчиларни учур билән тәминләйдиған амма арисидики пайлақчилар узундин буйан системилиқ ишлитилмәктә. униң көрситишичә,«җамаәт хәвпсизлики пайлақчиларни тизимлаш җәдвили» намлиқ һөҗҗәттә улар пидаийлар, мәхпий учур бәргүчиләр вә сақчиларниң йетәкчиликидә ишләйдиғанлардин ибарәт үч түргә айрилған.
ICIJ тәрипидин тәкшүрүлгән мәхпий ички бихәтәрлик келишимнамисидә көрситилишичә, хитай даирилири чегра ичи вә сиртида компартийигә тәһдид салған һәр қандақ кишигә қарши өзлири «мәхпий җәң» дәп атиған бу истратегийәни қолланған.
уйғур диаспорасида күчәйгән җасуслуқ қилиш әндишиси
истанбулдин берлинғичә, стокһолмдин сйурихқичә, уйғур паалийәтчилири һазир бир реаллиққа дуч кәлди - һәтта сүргүндиму улар бейҗиңниң тәһдитидин қутулалмайду.
йәнә бир тәрәптин, уйғур диаспорасини нишан қилған җасуслуқ паалийәтлири йавропада диққәт тартмақта. шивитсийә даирилири дунйа уйғур қурултийида ишләватқан бир уйғур паалийәтчиси үстидин иккинчи қетим җасуслуқ әрз сунди. у киши әйибләшни рәт қилған болуп, сот давамлашмақта.