хәлқара күчүрүм тәшкилати: хитайда адвокатлар колликтип тутқун қилинип он йилин кейин зулум техиму күчәйди

2015-йили 7-айниң 9-күни, «9-ийул һәрикити» дәп аталған хитайдики кишилик һоқуқ адвокатлириниң тутқун қилиниш долқунидин он йил өтүп кәтти, һечқандақ хитай әмәлдари җавабкарлиққа тартилмиди. хәлқара кәчүрүм тәшкилатини өз ичигә алған 35 дин артуқ хәлқаралиқ тәшкилат елан қилған бирләшмә байанатта, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) вә һәр қайси дөләт һөкүмәтлирини хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарита мустәқил тәкшүрүшни башлашқа чақирди.

хитайдики кишилик һоқуқ адвокатлириға қаритилған 10 йиллиқ бастуруш зулумни техиму чоңқурлаштурди

хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң хитай ишлири директори сара брукс «7.9 һәрикити» ниң 10 йиллиқи һарписида елан қилинған бирләшмә байанатқа имза қойуп мундақ деди:

«бу вәқә хитайниң бир қисим алаһидә кишилик һоқуқ адвокатлири вә қануний қоғдиғучилириниң наһәқ әйиблиниши вә зийанкәшликкә учришини кәлтүрүп чиқарди. әмма у бүгүнгә қәдәр давам қиливатқан кишилик һоқуққа вә қанун бойичә идарә қилишқа қилинған һуҗумниң пәқәт бир башлиниши иди».

он йил илгири нишан қилинған нурғун адвокатлар йәнила түрмидә йетиш хәвипигә дуч келиватиду һәмдә тохтимай паракәндичилик вә қаттиқ чәклимиләргә учрайду. бу уларниң күндилик турмушинила әмәс, аилисини, җүмлидин балилириниму қалаймиқанлаштуриду.

уйғурларни бастурушниң мәсулийитини сүрүштүрүш

бирләшмә байанатта, хитай даирилириниң кишилик һоқуқ адвокатлиринила әмәс, бәлки барлиқ пуқралар җәмийитини, болупму уйғур районини нишанлиғанлиқи оттуриға қойулған. бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң доклати нәқил қилинип, хитайниң шәрқий түркистандики системилиқ бастурушини инсанийәткә қарши җинайәт дәп қарашқа болидиғанлиқи тәкитләнгән.

хитайниң 2015-йили адвокатларға қаритилған кәң көләмлик бастуруши мустәқил пуқралар җәмийитигә техиму кәң көләмдә һуҗумниң башланғанлиқини көрсәтти. шуниңдин кейин, уйғур хәлқигә қаритилған еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, җүмлидин мәҗбурий ғайиб қиливетиш, халиғанчә тутуп туруш, кәң көләмлик назарәт қилиш, диний адәтләрни чәкләш вә мәдәнийәт кимликини бастуруш қатарлиқлар пакитлар билән хатириләнди. бирләшмә байанатқа имза қойған кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң сөзигә қариғанда, бейҗиңниң җазаланмаслиқи бу хил бастурушниң кеңийиши вә чоңқурлишишиға йол ачқан.

бу мәзгилдә, хитай даирилири дөләт ичидики адвокатлар вә паалийәтчиләрнила әмәс, диаспорадики уйғур җамаәтчилики вә чәтәлдики охшимиған авазларниму нишанлиди. дөләт һалқиған бесим тактикиси һәтта чегра һалқиған һалқилиқ авазларни җимиқтурушни мәқсәт қилған тәһдид вә көзитиш сийасәтлирини өз ичигә алиду.

бу тәрәққийатларниң һәммиси уйғур дийарида садир қилинған дәпсәндичиликләрниң йалғуз қанунға хилаплиқ қилмишлар әмәс, бәлки системилиқ дөләт сийасий икәнликини көрситип бериду. шуңлашқа, имза қойған тәшкилатлар б д т кишилик һоқуқ кеңиши вә хәлқара җәмийәтни хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һәққидә мустәқил вә хәлқаралиқ тәкшүрүшни башлашқа чақирди. пәқәт мушундақ механизмла уйғур вә башқа тәсиргә учриған гуруппилар үчүн адаләтниң дәрвазисини һәқиқий ачалайду.

«қанун билән идарә қилиш» айағ асти қилинди

һәрикәт җәрйанида, хитай сақчилири 300 дин артуқ кишилик һоқуқ адвокати вә кишилик һоқуқ қоғдиғучисини қолға алди. нурғун кишиләр қанунсиз сотланғандин кейин мәҗбурий ғайиб болди, қийин-қистаққа елинди вә узун муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинди. паалийәтчи ву гән (8 йил кесилгән) вә адвокат җов шифең (7 йил кесилгән) бу бастуруш дәвридики символ характерлик шәхсләргә айланди. бу җәрйан адвокатларнила әмәс, уларниң аилә-тавабиатлириниму нишанлиди. өйләргә бихәтәрлик камераси орнитилди, маарип вә ишқа орунлишиш пурсити тосулуп, хәлқара сайаһәт чәклимиси қойулди. бу қилмишлар хитайниң җәмийәтни қорқутуштики «коллектип җаза» истратегийисиниң бир қисми дәп қарилиду.

хәлқара җәмийәткә күчлүк инкас қайтуруш чақириқи

хитайдики мустәқил адвокатлар хәтәргә тәвәккүл қилип, уйғурлар, тибәтләр, хиристийанлар вә башқа гуруппиларниң асасий һоқуқини қоғдаш үчүн күрәш қилди. лекин хитай һөкүмити чәкләш, иҗазәтнамини бикар қилиш, електронлуқ назарәт қилиш вә халиғанчә қолға елиш арқилиқ уларниң паалийитигә давамлиқ тосқунлуқ қилиду. адвокатлар диң җйаши вә шү җийоңға 2023-йили берилгән 12 вә 14 йиллиқ қамақ җазаси бу зулумниң омумлашқанлиқини көрситип бериду.

бирләшмә байанатта һәр қайси тәшкилатлар б д т кишилик һоқуқ кеңишини хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини назарәт қилиш вә доклат қилиш үчүн мустәқил механизм орнитишқа чақирди. тәшкилатлар йәнә дунйа рәһбәрлирини хитай даирилири билән болған һәр қетимлиқ алақидә наһәқ түрмигә ташланған кишилик һоқуқ қоғдиғучилириниң қойуп берилиш мәсилисини ениқ оттуриға қойушқа чақирди.

байанатниң мәнбәси:  

https://www.amnesty.org/en/latest/news/2025/07/chinese-government-impunity-for-crackdown-on-lawyers-fuels-decade-of-repression/