йавропа иттипақи-хитай башлиқлар йиғини һарписида, аммиви тәшкилатларниң йавропа иттипақиға йоллиған бирләшмә хети

һөрмәтлик пирезидент коста,
һөрмәтлик пирезидент вон дер лейин,

биз бу хәтни сизләрни 24- вә 25-ийул күнлири хитайда өткүзүлмәкчи болған йавропа иттипақи-хитай башлиқлар йиғинида кишилик һоқуқ мәсилисини алдинқи күнтәртипкә қойушқа дәвәт қилиш мәқситидә йазмақтимиз. йеқинда өткүзүлгән G7 (йәттә дөләт гуруһи) йиғинида, йавропа комитетиниң пирезиденти урсула вон дер лейин «йеңи хитай зәрбиси» ни тилға елип, G7 әзалирини буниңға техиму күчлүк һәмкарлиқ, өзини тез оңшивелиш иқтидари вә башқичә усуллар билән җаваб қайтурушқа үндигән иди. бизниң нәзиримиздә, йавропа иттипақи вә униңға әза дөләтләр хитайдики күнсери чоңқурлишиватқан кишилик һоқуқ киризисиға қарита охшаш қәтий ирадә билән позитсийә билдүрүши, шундақла 2019-йили марттики «йавропа иттипақи-хитай истратегийәлик көз қариши» да оттуриға қойулған мәвҗут вәдиләрни асас қилип, униңдинму һалқиған йеңи тәшәббусларни бу қетимлиқ башлиқлар йиғинида ашкара елан қилиши лазим.

биз йавропа иттипақиниң пүтүн хитай миқйасидики мустәқил пуқралар җәмийити вә кишилик һоқуқ қоғдиғучилирини узақтин буйан қоллап кәлгәнликини, шундақла бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) кишилик һоқуқ кеңишидә алаһидә көңүл бөлүшкә тегишлик делоларни тилға елип, күчлүк байанатларни бәргәнликини қәдирләймиз. биз йавропа иттипақи әмәлдарлири билән учришишқа кетиватқанда тутқун қилинған кишилик һоқуқ паалийәтчилири шү йән вә йү веншеңниң қанунсиз тутуп турулушини әйиблигәнлики үчүн йавропа иттипақиға миннәтдарлиқ билдүримиз. 2022-йили сентәбирдә, әйни вақиттики алий вәкил вә муавин пирезидент җосеп борелниң б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи ишханисиниң (OHCHR) хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики сийасәтлириниң «хәлқаралиқ җинайәтләрни, болупму инсанийәткә қарши җинайәтләрни шәкилләндүрүши мумкинлики» гә даир әндишилирини тәкитлигәнлики интайин әһмийәтлик болди. биз йеқинда өткүзүлгән 40-нөвәтлик йавропа иттипақи-хитай кишилик һоқуқ дийалогидин хәвәрдар.

лекин йавропа иттипақи вә униңға әза дөләтләрниң бу тәшәббуслири, пирезидент ши җинпиң 2012-йили һакимийәткә чиққандин буйан хитай даирилириниң кишилик һоқуққа қаратқан омумйүзлүк һуҗумини тосуп қалалмиди. ши җинпиң вә башқа хитай әмәлдарлири хитай земинида елип бериватқан кәң көләмлик қанунсиз тутқун қилиш, мәҗбурий ассимилйатсийә, мәҗбурий әмгәк вә қийин-қистақлар, шундақла йавропаниму өз ичигә алған дөләт һалқиған бастуруш қилмишлири үчүн һечқандақ җазаға тартилмайдиғанлиқиға камил ишиниду. хитай даирилири өзлириниң хәлқаралиқ кишилик һоқуқ мәҗбурийәтлириниң мутләқ көп қисмини ада қилишни рәт қилипла қалмай, йәнә дунйави кишилик һоқуқ өлчәмлирини өзгәртип йезишқа вә муһим хәлқаралиқ органларни аҗизлаштурушқа урунмақта.

биз йавропа иттипақи вә униңға әза дөләтләрни, күнсери пәқәт хитайдики инсанларғила әмәс, пүткүл дунйадики инсанларғиму тәсир көрситиватқан бу кишилик һоқуқ киризисиға қарши, худди һазир бихәтәрлик вә сода мәсилилиридә көрситиватқинидәк қәтий ирадә билән туруп, йеңи чарә-амалларни тепип чиқишқа вә униңға әмәл қилишқа дәвәт қилимиз.
бу роһ билән, тәшкилатлиримиз сизләрни башлиқлар йиғини пурситидин пайдилинип, бейҗиңниң зораванлиқлири вә дәпсәндичиликлиригә учриған зийанкәшләр вә һайат қалғучилар үчүн адаләт турғузуш йолида, ашкара һалда төвәндикиләрни қилишқа чақириду:

• б д т органлириниң, җүмлидин 2022-йили авғусттики OHCHR ниң шәрқий түркистан һәққидики доклати, 2023-йилидики айалларға қарши һәр түрлүк кәмситишни түгитиш комитети (CEDAW) вә иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт һоқуқлири комитети тәрипидин хитайға қилинған тәкшүрүшләр, 2024-йиллиқ универсал дәврийлик тәкшүрүши (UPR) вә б д т алаһидә тәртиплириниң хуласә вә тәвсийәлирини қайта тәкитләш арқилиқ, хитай һөкүмитиниң инсанийәткә қарши җинайәтлирини вә бу җинайәтләрниң давамлишишиға сәвәб болуватқан җазасизлиқ һалитини әйибләш. йавропа иттипақи инсанийәткә қарши җинайәтләрниң универсал башқуруш һоқуқи даирисигә киридиғанлиқини, бу җинайәтләргә мәсул болғанларниң йавропа иттипақиға әза дөләтләрдиму җинайи җавабкарлиққа тартилиши вә адаләтниң һөкмини қобул қилиши керәкликини вә шундақ болидиғанлиқини қайта җакарлиши керәк.

2025-йили 18-ийун аргентинаниң әң алий җинайи ишлар сот мәһкимисиниң, уйғурлар тәрипидин сунулған «хитай даирилири ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрни өткүзди» дегән әрзни қобул қилип, сот ечиш қарари, йавропа иттипақиға әза дөләтләрдики мушуниңға охшаш тәшәббусларға вә б д т механизмлири арқилиқ җавабкарлиқни сүрүштүрүш һәрикәтлиригә зор ишәнч вә һәрикәтләндүргүч күч беғишлиши лазим. бундақ қилиш алий вәкил каҗа каллласниң 2025-йили марттики хәлқара қанунни кәң даиридә қоллайдиғанлиқини вә җинайәтчиләрниң «әдлийәгә тартилиши» керәкликини тәкитлигән сөзлириниң роһиға толуқ уйғун.

• өзлириниң кәспий паалийәтлири сәвәблик тутқун қилинған кишилик һоқуқ қоғдиғучилирини дәрһал вә шәртсиз қойуп беришкә чақириш, һәмдә тутқунларниң исимлирини, җүмлидин йавропа иттипақи пуқраси гүй минхәй, сахароф мукапати саһиби илһам тохти вә б д т кишилик һоқуқ кеңишидики әң йеңи йавропа иттипақи байанатида тилға елинған: гүлшән аббас, анйа сеңдра, әкпәр әсәт, чадрел ринпоче, раһилә давут, диң җйәши, диң йүәнде, дуң йүйү, другдра, гав җен, гав җишең, го шераб гйатсо, голог палден, хе фаңмей, хуаң чи, хуаң шөчин, хушта иса, йалқун иса, җи шйавлуң, ли йәнхе, лобсаң гефел, лобсаң хедруб, лү сивей, пең лифа, чин йуңмин, руән шйавхуән, семкйи долма, таши дорҗе, ташполат тейип, ваң биңҗаң, поп ваң йи, камилә вайит, шйе йаң, шү на, шү җийуң, йаң хеңҗүн, йаң мавдуң, йү веншең, поп җаң чунлей вә җаң жан қатарлиқларни ениқ атап көрситиш.

• G7 йиғинида дөләт һалқиған бастурушни (TNR) тохтитиш, җүмлидин хитай һөкүмити тәрипидин йавропа иттипақиға әза дөләтләрдә вә башқа җайларда елип бериливатқан зораванлиқларни ахирлаштуруш тоғрисида берилгән вәдиләрни тәкитләш. бу вәдиләрни әмәлийләштүрүш үчүн тәкшүрүшләрни елип бериш вә җинайәтчиләрни җинайи җавабкарлиққа тартиш, шуниң билән бир вақитта дөләт һалқиған бастурушниң нишаниға айланған йаки айлинип болған шәхсләрни вә җамаәтләрни қоллаш һәмдә қоғдаш керәк. бу түрдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири қорқутуш, көзитиш, тәһдит селиш йаки җисманий зораванлиқ қилиш, аилә әзалириға тәһдит селиш вә рәқәмлик бастуруш, болупму айалларни нишан қилған җинсий паракәндичилик йаки һақарәтләш қатарлиқларни өз ичигә алиду.

• йавропа иттипақи вә униңға әза дөләтләрниң, хитай һөкүмәт әмәлдарлирини кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғанлиқи, җүмлидин кейинки далай ламани таллаш мәсилисидики диний етиқад әркинлики һоқуқиға таҗавуз қилғанлиқи үчүн, қолидики барлиқ васитиләрни ишқа селип җавабкарлиққа тартишқа тәййар икәнликини қайта тәкитләш.

• йавропа иттипақиниң хитай һөкүмитиниң хәлқара қанун бойичә өз ихтийарлиқи билән үстигә алған кишилик һоқуқ мәҗбурийәтлиригә әмәл қилишини күтидиғанлиқини тәкитләш; б д т кишилик һоқуқ органлириниң тәвсийәлиригә бинаән, бу мәҗбурийәтләргә зит келидиған қанун-бәлгилимиләрни, җүмлидин хоңкоң «дөләт хәвпсизлики қануни», хоңкоң «дөләт хәвпсизликини қоғдаш низамнамиси», «җедәл чиқириш вә иғва қозғаш», «дөләт һакимийитини ағдуруш» вә «дөләт һакимийитини ағдурушқа қутратқулуқ қилиш» қатарлиқ җинайәтләрни, шундақла «бәлгиләнгән җайда олтурақлаштуруп назарәт қилиш» тәк җинайи ишлар тәртипини җиддий бикар қилишқа чақириш.

йавропа иттипақи-хитай мунасивити орнитилғанлиқиниң 50 йиллиқида, йавропа иттипақи хитай һөкүмитиниң дөләт ичи вә сиртидики күнсери чоңқурлишиватқан бастурушиға қарап өзини бир қетим тәкшүрүп чиқиши, шундақла пүтүн хитайдики кишилик һоқуқлирини йүргүзүш, қоғдаш вә һимайә қилиш үчүн күрәш қиливатқан кишиләр билән бир сәптә икәнликини ипадилиши лазим. йавропа иттипақиниң йеқинда еғир ихтилапларни баһанә қилип, хитай һөкүмити билән болған иқтисадий вә сода дийалогини бикар қилиш қарари, униң бейҗиңға йеңичә вә охшимиған усуллар билән бесим ишлитиш ирадиси барлиқини көрситип бериду. хитай даирилириниң еғир вә күнсери йаманлишиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири йеңи истратегийәләрниң оттуриға чиқишиға түрткә болуши керәк. әгәр йеңи истратегийәләр болмайдикән, хитайдики, һәтта йавропадики кишиләрму барғансери еғир хәвп-хәтәргә дуч келиду.

 

хәлқара кәчүрүм тәшкилати

асийа кишилик һоқуқ вә тәрәққийат мунбири  (FORUM-ASIA)

хитай кишилик һоқуқ қоғдиғучилири

хиристийанларниң дунйави иттипақлиқи  (Christian Solidarity Worldwide)

пуқралар иттипақи: пуқраларниң қатнишиши үчүн дунйа иттипақи  (CIVICUS)

алдинқи сәп қоғдиғучилири  (Front Line Defenders)

хоңкоңни көзитиш тәшкилати  (Hong Kong Watch)

хитайдики кишилик һоқуқ  (Human Rights in China)

кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати  (Human Rights Watch)

чеграсиз кишилик һоқуқ  (Human Rights Without Frontiers)

хәлқара тибәт һәрикити  (International Campaign for Tibet)

хәлқара кишилик һоқуқ федератсийәси  (FIDH), (кишилик һоқуқ қоғдиғучилирини қоғдаш көзитиш мәркизи рамкисида)

хәлқара кишилик һоқуқ һәмкарлиқи  (IPHR)

хәлқара кишилик һоқуқ мулазимити  (International Service for Human Rights)

кишилик һоқуқ әмәлийити  (The Rights Practice)

дунйа қийнашқа қарши туруш тәшкилати  (OMCT), (кишилик һоқуқ қоғдиғучилирини қоғдаш көзитиш мәркизи рамкисида)

дунйа уйғур қурултийи

 

мәнбә: хәлқара кәчүрүм тәшкилати