«һәммә адәм үчүн адаләт» тәшкилатиниң «уйғурларни қутқузуш» һәрикити «2025-йиллиқ уйғурларниң мәҗбурий қайтурулушиниң алдини елиш қануни»ниң тонуштурулғанлиқини қизғин қарши алиду

2025-йили 31-ийул

вашингтон, америка қошма штатлири  – «һәммә адәм үчүн адаләт» тәшкилатиға қарашлиқ «уйғурларни қутқузуш» һәрикити, кеңәш палата әзалири җеф мерклий (демократлар партийәси, орегон иштати) вә җон корнин (җумһурийәтчиләр партийәси, тексас иштати) тәрипидин оттуриға қойулған икки партийәлик кеңәш палата қанун лайиһәси болған «2025-йиллиқ уйғурларниң мәҗбурий қайтурулушиниң алдини елиш қанун лайиһәси» ни қизғин қарши алидиғанлиқини билдүриду. бу муһим қанун лайиһәси, уйғурларни вә башқа аҗиз-орунлардики кишиләрни хитайға мәҗбурий қайтурушқа қатнашқан һазирқи йаки сабиқ һөкүмәт әмәлдарлириниң америка қошма иштатлириға киришини чәкләшни мәқсәт қилиду. чүнки улар хитайға қайтурулған тәқдирдә, зийанкәшлик, түрмә йаки техиму еғир ақивәтләрдәк йуқири хәвп-хәтәргә дуч келиду.

бу қанун лайиһәси йолға қойулған тәқдирдә, ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләр билән ишәнчлик дәлилләр асасида әйибләнгән хитай даирилиригә уйғур мусапирларни қайтуруп беришкә шерик болғанларниң америка визиси вә көчмәнлик имтийазлиридин бәһримән болушини чәкләйду. бу қанун лайиһәси йәнә хитайдин қачқан башқа миллий вә диний җамаәтләрниң, шундақла зийанкәшликкә учраватқан башқа етиқадчиларниңму мушуниңға охшаш тәһдитләргә дуч келиватқанлиқини етирап қилиду.

«һәммә адәм үчүн адаләт» тәшкилатиниң рәиси имам абдулмәлик муҗаһид мундақ деди: «хитай узун йиллардин буйан нурғун дөләткә бесим ишлитип, уйғур мусапирлирини залимларниң қойниға мәҗбурий қайтурушқа зорлап кәлди. бу қанун лайиһәси бу һәқтә ениқ бир қизил сизиқ сизип бәрди. америка қошма иштатлири хитайниң дөләт һалқиған бастуруш һәрикәтлиригә қәтий йол қоймайду. биз кеңәш палата әзалири мерклий вә корнинниң бундақ муһим бир қанун лайиһәсини оттуриға қойғанлиқиға чин көңлимиздин рәһмәт ейтимиз».

«уйғурларни қутқузуш» һәрикитиниң мәсули арслан һидайәт мундақ деди: «бу қанун лайиһәси хитайниң йәршаривий тәһдит селиш һәрикитини тохтитиштики һәл қилғуч бир қәдәм һесаблиниду. америка, мәҗбурий қайтурушниң арқисидики әмәлдарларни нишанлаш арқилиқ, ирқий қирғинчилиққа йол қойушниң, һәтта хитай чеграси сиртидиму, чоқум еғир бәдәл төләйдиғанлиқидәк ениқ бир сигнал бәрмәктә»

«уйғурларни қутқузуш» һәрикити бу қанун лайиһәсиниң тездин мақуллиниши керәкликини күчлүк тәкитләйду вә башқа демократик дөләтләрниму мушуниңға охшаш қанунларни қобул қилишқа чақириқ қилиду. уйғур мусапирлирини қоғдаш пәқәт бир кишилик һоқуқ мәсилиси болупла қалмай, бәлки хәлқаралиқ қануний мәсулийәт мәсилисидур.

алақилишиш учурлири:

исми: һена зубәйри, тәшвиқат-тәшәббус директори

елхәт:  [email protected]

телефон:  202-908-JUST

тор бәт:   https://www.justiceforall.org/save-uighur/