б д т кишилик һоқуқ алий комиссари: уйғур вә тибәтликләрниң кишилик һоқуқида техичә маһийәтлик илгириләш болмиди

2025 -йили 8-сентәбир, б д т кишилик һоқуқ алий комиссари волкер түрк җәнвәдә өткүзүлгән б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 60-нөвәтлик йиғинида. сүрәт:AFP)

2025-йили 10-сентәбир

тсериң дондуп

дарамсала, 10-сентәбир: дүшәнбә күни шевийетсарийәниң җәнвә шәһиридә ечилған бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң 60-нөвәтлик йиғинида, б д т кишилик һоқуқ алий комиссари волкер түрк тибәттики вәзийәткә даир йеңи әндишилирини оттуриға қойди. у, хәлқара җәмийәтниң хитай билән көп йиллардин буйан давамлишип келиватқан алақисигә қаримай, тибәттики тибәтликләрниң һоқуқини қоғдаш ишлирида техичә маһийәтлик илгириләшниң қолға кәлмигәнликини агаһландурди.

түрк б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 60-нөвәтлик йиғининиң ечилиш нутқида мундақ деди: «хитайда, бизниң шинҗаңдики уйғурлар вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләрниң һоқуқини, шундақла тибәтликләрниң өз районлиридики һоқуқини қоғдаш йолида көзлигән илгириләшләр техи әмәлгә ашмиди. бу, мениң ишханамниң бу җәһәттики хизмитидики алдинқи күнтәртиптур».

алий комиссарниң бу сөзлири хитайниң йеқинда «тибәт аптоном райони» (TAR) қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини тәбриклишигә тоғра кәлди. бейҗиңниң рәсмий тәшвиқатлирида иқтисадий тәрәққийат, ул әслиһә қурулуши вә заманивилаштуруш қатарлиқлар хитай һөкүмранлиқидики ғәлибиниң испати сүпитидә көккә көтүрүлди.

бирақ, мустәқил көзәткүчиләр вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири буниңға тамамән қармуқарши бир реаллиқни паш қилип, тибәтликләрниң мәдәнийәт вә диний әркинликиниң системилиқ һалда боғуливатқанлиқини оттуриға қойди. доклатларда далай ламани мәдһийәләп нахша ейтқанлиқи үчүнла җазаланған асаң исимлик кишиниң тутқун қилинғанлиқи, шундақла қериндишиниң узун муддәтлик түрмә җазасиға наразилиқ билдүрүп өзигә қәст қилишқа урунған гомпо кийниң паҗиәлик қисмити қатарлиқ вәқәләр тилға елинған. тибәтлик диний даһий гонҗо тулку палден ваңйалниң хитай түрмисидә вапат болуши болса, һакимийәт сийаситигә қарши чиққанларниң қандақ еғир хәвпләргә дуч келидиғанлиқини техиму айанлаштуруп бәрди.

тәнқидниң йәнә бир нишани маарип вә тил сийасити болди. тибәтлик балилар күнсери көпләп һөкүмәт башқурушидики йатақлиқ мәктәпләргә мәҗбурий орунлаштурулмақта. бу мәктәпләрниң оқутуш пирограммилирида хитай тилини омумлаштурушқа алаһидә орун берилип, тибәт тили вә мәдәнийити изчил чәткә қеқилмақта. кишилик һоқуқ тәшкилатлири бу хил усулларниң әмәлийәттә мәдәнийәт ассимилйатсийәси һесаблинидиғанлиқини, шундақла тибәт мираслириниң әвладмуәвлад давамлишишиға еғир тәһдит елип келидиғанлиқини агаһландурмақта.

б д т кишилик һоқуқ ишханиси вә б д т тибәт идариси хәлқаралиқ мунбәрләрдә күчәйтилгән назарәт, монастирларға йүргүзүлгән чәклимиләр, халиғанчә тутқун қилиш вә тинч йол билән пикир байан қилишни җинайәт һесаблаш қатарлиқ әһвалларни мисал қилип, бу һәқтә көп қетим әндишә билдүрүп кәлгән иди. уларниң қаришичә, бу хил тәдбирләр хитайниң хәлқара қанун бойичә зиммисигә алған мәҗбурийәтлиригә ашкара хилап һесаблиниду.

мәнбә: https://www.phayul.com/2025/09/10/52951/