мустафа дәстичи: шәрқий түркистан мустәқил болуши керәк; хитай билән болған содидики қизил рәқәмгә хатимә берилиши шәрт

түркистан таймиз, 2025-йили 13-сентәбир, әнқәрә : бүйүк бирлик партийәсиниң (BBP) рәиси мустапа дәстичи партийә баш иштабида өткүзүлгән мәркизий қарар вә иҗраийә һәйити (MKYK) йиғинидин илгири мухбирларға байанат берип, шәрқий түркистандики вәзийәт һәм түркийәниң хитай билән болған содисидики қизил рәқәм мәсилисини оттуриға қойди.

дәстичи давамлишиватқан инсанийәт киризислири һәққидә тохтилип, пәләстиндики қирғинчилиқниң ахирлишиши керәкликини тәкитләш билән биргә, уйғур хәлқи дуч келиватқан еғир әһвалниму алаһидә тилға алди. у мундақ деди: «1949-йилиғичә шәрқий түркистан җумһурийити мәвҗут иди. у қизил хитай тәрипидин ишғал қилинди, шуниңдин бери шәрқий түркистандики түркий хәлқләр ишғалийәт, зулум вә ирқий қирғинчилиқ астида йашап кәлди». у партийәсиниң бу мәсилидики мәйданиниң қәтий икәнликини тәкитләп: «кимниң немә дейишидин қәтийнәзәр, биз шәрқий түркистандики зулум, ирқий қирғинчилиқ вә ишғалийәтниң ахирлишишини һәмдә мустәқил шәрқий түркистан дөлитиниң қурулушини қоллаймиз. бүйүк бирлик партийәси болуш сүпитимиз билән, биз бу етиқадимиздин һәргиз ваз кәчмәймиз» дәп көрсәтти.

дәстичи йәнә иқтисадий мәсилиләргиму диққитини мәркәзләштүрди. у иҗтимаий таратқу суписи X та, түркийәниң ташқи содисидики қизил рәқәмниң асаслиқи хитай билән болған сода тәңпуңсизлиқидин келип чиққанлиқини билдүрди. у гәрчә 60 милйард долларлиқ бир санни тилға алған болсиму, рәсмий санлиқ мәлуматлар түркийәниң хитай билән болған содида һәқиқәтән зор қизил рәқәмгә дуч кәлгәнликини испатлайду.

түркийә ташқи ишлар министирлиқи елан қилған санлиқ мәлуматларға асасланғанда, 2024-йили түркийә билән хитай оттурисидики сода соммиси 48.3 милйард долларға йәткән болуп, буниң 44.9 милйард доллири импорт, пәқәт 3.4 милйард доллирила експортни тәшкил қилған. нәтиҗидә 41.5 милйард долларлиқ сода қизил рәқими шәкилләнгән. бу әһвал йеқинқи үч йилда изчил давамлашқан болуп, қизил рәқәм 2022-йили 38.2 милйард доллар, 2023-йили 41.7 милйард доллар, 2024-йили 41.5 милйард доллар болған.

түркийәниң хитайға експорт қилидиған асаслиқ мәһсулатлири мәрмәр таш вә травертин теши, һәр хил қиммәтлик метал рудилири вә консентратлири, қоғушун, мис, төмүр, синк вә бор қатарлиқ кан мәһсулатлирини өз ичигә алиду. хитайдин импорт қилинидиған мәһсулатлар ичидә болса йанфон, компйутер вә санлиқ мәлумат бир тәрәп қилиш үскүнилири, аваз-син вә електиронлуқ үскүниләр, пирислағуч вә ток айландурғучлар асаслиқ орунда туриду. бу санлиқ мәлуматлар икки тәрәплик содидики қурулмилиқ тәңпуңсизлиқни рошән көрситип бериду.

дәстичиниң бу байанати шәрқий түркистан мәсилисини түркийә җәмийитиниң күнтәртипигә қайта елип кәлгән болуп, шуниң билән биргә, әнқәрәниң бейҗиң билән болған иқтисадий мунасивитидики хирисларниму гәвдиләндүрди. униң кишилик һоқуқ билән дөләтниң иқтисадий мәнпәәтигә охшашла әһмийәт бериши, кәлгүси һәптиләрдики сийасий муназириләрниң йөнилишигә тәсир көрситиши мумкин.

(хитай-түркийә сода санлиқ мәлуматлириниң мәнбәси: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң тор бети)