әнқәрәдә «уйғур қирғинчилиқи давамлишиватқанда уйғур кимликини қоғдаш һәққидә» илмий муһакимә йиғини өткүзүлди

2025-йили 18-синтәбир, әнқәрә: уйғур академийиси тәрипидин уйуштурулған «уйғур қирғинчилиқи давамлишиватқанда уйғур кимликини қоғдаш һәққидә илмий муһакимә йиғини» 18-синтәбир әнқәрәдә өткүзүлди.
 
йиғинға түркийә ичи-сиртидин көплигән тәшкилат мәсуллири вә академиклар қатнашқан болуп, йиғин шәрқий түркистан вә түркийә җумһурийити истиқлал маршлири оқулғандин кейин башланди.
 
йиғинниң ечилиш сөзлирини уйғур академийәси рәиси доктор ришат аббас, дунйа уйғур қурултийи рәиси турғунҗан алавудун, түркийәниң сабиқ парламент әзаси фәрамүз үстүн, дунйа уйғур қурултийиниң қурғучи рәһбәрлиридин әркин алиптекин вә башқа меһманлар сөзлиди.
 
May be an image of 5 people, dais and text
йиғинниң тунҗи бөлүми, «шәрқий түркистандики һазирқи әһвал: уйғур қирғинчилиқи, кимлик вә күлтүр бузғунчилиқи» темисида болуп, уйғур һәрикити рәиси вә дунйа уйғур қурултийи иҗраийә комитети рәиси рошән аббас ханимниң рийасәтчиликидә дунйа уйғур қурултейи рәиси турғунҗан алавудун, дунйа уйғур қурултейи лондон тәмсилчиси, «қирғинчилиқни тохтат» җәмийитиниң рәиси рәһимә махмут, әгә университети түрк дунйаси тәтқиқат институти оқутқучиси профессор доктор алимҗан инайәт, истанбул университети оқутқучиси профессор доктор өмәр қул вә қирғизистандин дотсент доктор әкбәр бавудун айрим-айрим сөз қилди.
 
йиғинниң иккинчи қисмида, «уйғур кимликини қоғдаштики қийинчилиқлар вә пурсәтләр» баш темиси музакирә қилинған болуп, доктор мәмтимин аббасниң рийасәтчиликидә доктор гүлзадә тәңритағли, доктор рахмәтҗан йүсүпов, фәрһат ибраһимов, абдулҗәлил туран вә мөминҗан рәһман қатарлиқлар айрим-айрим сөз қилди.
 
йиғинниң үчинчи қисмида, «уйғур кимликини қоғдашта уйғур аммиви тәшкилатлири оттурисидики һәмкарлиқниң роли» баш темиси музакирә қилинған болуп, абдулһәмит қараханниң рийасәтчиликидә дунйа уйғур қурултейи вәхпи рәиси абдурешит абдулһәмит, америка уйғур бирләшмиси рәиси әлфидар илтәбир, доктор абдулкәрим буғра, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси мусаҗан әр вә шәрқий түркистанлиқлар федратсийәси рәиси һәсән аблиз қатарлиқлар айрим-айрим сөз қилди.
 
йиғинниң төтинчи қисмида, «уйғур кимликини қоғдашта ана тилниң әһмийити вә уйғур тили тәлим-тәрбийә усуллири» баш темиси музакирә қилинған болуп, профессор доктор алимҗан инайәтниң рийасәтчиликидә доктор мәхмутҗан өзуйғур, рәна қарахан вә абдурешит нийаз қатарлиқлар айрим-айрим сөз қилди.
 
йиғинниң бәшинчи қисмида, «диаспорада уйғур кимликини қоғдашта уйғур йашлириниң роли» баш темиси музакирә қилинған болуп, доктор барат ачинуқниң рийасәтчиликидә канададин абдумуқтәдир удун, голландийәдин әхмәтҗан қасим, шивитсийәдин маидә мухтәр, түркийәдин толунай тәңритағли вә зуләйха уйғур қатарлиқлар айрим-айрим сөз қилди.
 
йиғинниң алтинчи қисмида, «уйғур кимликини қоғдашта ислам дининиң роли» темиси музакирә қилинған болуп, доктор мәмәт имин рийасәтчиликидә профессор доктор атавулла шаһйар, шәрқий түркистан өлималар бирлики рәиси дотсент доктор алимҗан буғда, муһәммәд йүсүп қарим, мәхмут имин дамоллам вә абдулһәким идрис қатарлиқлар айрим-айрим сөз қилди.
 
йиғинниң йәттинчи қисмида, «диаспорада уйғур кимликини қоғдашта медийаниң роли» темиси музакирә қилинған болуп, шивитсарийәдин доктор абдушүкүр абдурешит әпәндиниң рийасәтчиликидә профессор доктор әркин әмәт, доктор абдурәһим дөләт, абдуләзиз ақһун, иптихар абдурешит вә бәхтийар өмәр қатарлиқлар айрим-айрим сөз қилди.
йиғин дунйа уйғур қурултийиниң қурғучи рәһбәрлиридин әркин алптекин, қирғизистанлиқ уйғур җамаәт әрбаби әкбәрҗан бавудун вә уйғур академийәсиниң башлиқи доктор ришат аббасниң нутуқлири билән ахирлашти.