«пахта зәнҗири»ниң пәрдә арқисидики зулум: дунйави мода маркилири уйғур мәҗбурий әмгикигә четилди

түркистан вақти, 2025-йили 24-синтәбир – әнқәрә: иреландийә дөләтлик радийо-телевизийә истансиси (RTÉ) елан қилған бир тәкшүрүш доклатида, 2024-йили хитайниң мәҗбурий әмгәк пирограммисиға четишлиқ икки ширкәттин нәччә йүз тонна пахта рәхт импорт қилған кәм дегәндә 15 бенгал завутиниң ерландийәдики бир қисим даңлиқ кийим-кечәк маркилирини хам әшйа билән тәминләватқанлиқи ашкариланди. бу доклатта «сиҗил» маркиси бесилған кийимләрниң арқисиға йошурунған реаллиқниң әмәлийәттә хитайниң шәрқий түркистандики мәҗбурий әмгәк арқилиқ йетиштүрүлгән пахтиға четишлиқ икәнлики, шундақла бу мәҗбурий әмгәкниң дунйави тәминат зәнҗири арқилиқ күндилик турмушимизға қандақ сиңип киргәнлики көрситип берилгән. бу тәминат зәнҗириниң мәнбәси – дунйа пахтисиниң кәм дегәндә бәштин бирини ишләпчиқиридиған, бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин «инсанийәткә қарши җинайәт» садир қилиниватқан җай дәп ениқлима берилгән шәрқий түркистандур.

шәрқий түркистан хитай пахтисиниң тәхминән %90 ини, дунйа пахтисиниң болса кәм дегәндә бәштин бирини ишләпчиқириду. ақсу вилайити бу райондики пахта териқчилиқиниң мәркизи һесаблиниду. шу сәвәбтин, «Esquel Group» қа охшаш хитайниң нурғун муһим тоқумичилиқ ширкити ақсуда деһқанчилиқ мәйданлири вә завутларни қурған. әмма, нурғун гуваһчиниң байанлири, һайат қалғучиларниң шаһитлиқ сөзлири, һөкүмәт һөҗҗәтлири, дөләт таратқулириниң хәвәрлири вә иҗтимаий таратқудики материйаллардин түзүлгән дәлил-испатлар бу райондики пахта санаитиниң кәң көләмлик бастуруш вә мәҗбурий әмгәк системисиға тайинидиғанлиқини ашкарилимақта. иреландийә кеңәш палатасини өз ичигә алған бир қисим органлар бу системини ирқий қирғинчилиқниң бир шәкли дәп етирап қилған. б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи 2022-йили елан қилған доклатида, хитайниң шәрқий түркистандики кәң көләмлик кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң инсанийәткә қарши җинайәт дәриҗисигә йетиши мумкинликини хуласилигән.

хитай һөкүмити 2014-йили уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлирини бастурушни баһанә қилип, мусулман аз санлиқларни нишанлиған «зораван террорлуққа қарши қаттиқ зәрбә бериш һәрикити» ни йолға қойди. бу система арқилиқ, хитай һөкүмити милйонлиған уйғурни «қайта тәрбийәләш лагерлири» вә тутуп туруш мәркәзлиригә қамиди. бу җайлардин қутулуп чиққанлар өзлириниң кәң көләмлик қийин-қистақ, тайақ-тоқмақ вә мәҗбурий туғут чәкләш қатарлиқ зулумларға учриғанлиқини байан қилди. дөләт контроллуқидики мәҗбурий әмгәк системиси арқилиқ, милйонлиған уйғур вә башқа йәрлик милләтләр шәрқий түркистан ичи-сиртидики җайларға ишләшкә йөткәлди, нурғун киши пахта санаитидә ишләшкә мәҗбурланди.

RTÉ  ниң тәкшүрүшидә, уйғур мәҗбурий әмгикидин пайдилиниватқанлиқи илгири сүрүлгән хитайниң «Esquel» вә «Jiangsu Lianfa Textiles» тоқумичилиқ ширкәтлириниң һәр йили нәччә йүз тонна пахта хам әшйасини кәм дегәндә 15 бенгал завутиға тәминләйдиғанлиқи, бу завутларниң болса даңлиқ кийим-кечәк маркилири үчүн милйонлиған кийим ишләпчиқиридиғанлиқи ениқланған. RTÉ тәкшүрүш гурупписи йәнә кийимләрдики өзгичә бәлгә кодини из қоғлаш арқилиқ, «Penneys», «Tesco», «Marks and Spencer» вә «Dunnes Stores» қатарлиқ дуканлардин дәл йуқириқи завутларда ишләпчиқирилған кийимләрни сетивалған.

бу маркилар RTÉ билән алақиләшкәндә, өзлириниң «Better Cotton Initiative» (техиму йахши пахта тәшәббуси) ға охшаш гуваһнамә системилириға әза икәнликини, шундақла «Oritain» ширкитиниң изотоплуқ тәкшүрүшидин пайдилинип, кийимлириниң уйғур мәҗбурий әмгики билән мунасивәтсиз икәнликини капаләтләндүридиғанлиқини алаһидә тәкитлигән. әмма, бу системилар һәқиқәтән ишәнчликму?

«уйғур районидики мәҗбурий әмгәкни ахирлаштуруш иттипақи» намлиқ тәшкилатниң кишилик һоқуқ паалийәтчиси патрисийаниң чүшәндүрүшичә, «Better Cotton» ниң «масса тәңпуңлуқи» (mass balance) модели мәҗбурий әмгәк мәсилисини һәл қилиш үчүн лайиһәләнмигән. у мундақ деди: «бу моделдики мәсилә шуки, тәминат зәнҗириниң дәсләпки басқучидила ‹Better Cotton› ни адәттики пахта, җүмлидин шәрқий түркистандин кәлгән пахта билән арилаштурушқа болиду». шуңа, бир маркиниң «%100 Better Cotton Initiative» ни ишлитиши уларниң шәрқий түркистандин кәлгән пахтини ишләтмәйдиғанлиқиға капаләтлик қилалмайду.

изотоплуқ тәкшүрүш техникисиму бу мәсилини һәл қилалмайду. бу техникиниң башламчилиридин бири болған доктор лен вассенар, пахтини арилаштурушниң изотоп арқилиқ мәнбәни ениқлашни «ғайәт зор қийинчилиқ» қа дучар қилидиғанлиқини, чүнки арилашма пахтидин елинған нәтиҗиниң «мәнисиз» болуп қалидиғанлиқини билдүрди.

бу системилар үнүмсиз болған әһвалда, парчә сатқучиларниң қолидики бирдинбир дәлил тәминлигүчи завутларниң йазма вә ағзаки капалитидинла ибарәт. бу завутлар болса өз нөвитидә уйғур мәҗбурий әмгикидин пайда еливатқан «Jiangsu Lianfa Textiles» вә «Esquel Group» қатарлиқ ширкәтләрниң капалитигә тайиниду. әһвални техиму мурәккәпләштүридиғини шуки, «Jiangsu Lianfa Textiles» вә униң тармақ ширкәтлири «Better Cotton Initiative» ниң «масса тәңпуңлуқи» тәминлигүчиси сүпитидә тизимға елинған.

хитай әлчиханиси шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә аит һәрқандақ әйибләшләрниң «хитайға қарши күчләр тәрипидин ойдурулған йалғанчилиқ вә дезинформатсийә» икәнликини илгири сүрди.

кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң сабиқ директори кеннет рот, истемалчиларниң бу мәсилидә муһим рол ойнийалайдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «әгәр йетәрлик сандики истемалчи кийим-кечәк дукиниға берип, ‹уйғур мәҗбурий әмгики ишлитилмигән кийимләр қәйәрдә?› дәп сориса, бу дәл ширкәтләрни сийаситини өзгәртишкә мәҗбурлайдиған, шундақла бейҗиңға бесим ишлитип, уйғур мәҗбурий әмгикини тохтитишқа түрткә болидиған бир һәрикәттур».

һәқиқий өзгириш һасил қилалайдиған күч йавропа иттипақиниң қолида. 2027-йили йолға қойулидиған йавропа иттипақиниң йеңи қануни – «мәҗбурий әмгәк низами» – мәҗбурий әмгәк ишлитилгән мәһсулатларниң йавропа иттипақи базириға кириши, сетилиши йаки експорт қилинишини чәкләйду. лекин һазирчә, парчә сатқучилар «Jiangsu Lianfa Textiles» вә «Esquel Group» қатарлиқ ширкәтләрниң пахтисини ишлитидиған йуқири хәтәрлик завутлар билән һәмкарлишишни давамлаштурмақта. қисқиси, бу маркилар истемалчиларға өзлири сетиватқан кийимләрдики пахтиниң һәқиқий мәнбәси һәққидә һечқандақ капаләт берәлмәйду.