2025-йили 24-синтәбир - дунйа уйғур қурултийиниң қурғучилиридин бири вә сабиқ муавин рәиси, шундақла дунйа уйғур қурултийи тор телевизийәсиниң мәсул муһәррири, даңлиқ жорналист пәрһат муһәммәт (йоруңқаш) 2025 -йили 9 - айниң 24- күни германийәниң мйунхен шәһридә кесәл сәвәби билән 61 йешида аләмдин өткән.
дунйа уйғур қурултийи бу мунасивәт билән илан қилған тәзийәнамидә мундақ дегән: «мәрһумға аллаһдин рәһмәт тиләймиз. аилиси, уруқ туғқанлири, достлири, дунйа уйғур қурултийиниң барлиқ әзалири вә шәрқий түркистан хәлқигә чуңқур тәзийәлиримизни билдүримиз. мәрһумни сөйидиған, йахши көридиған һәммәйләнгә сәвир тиләймиз. йатқан йери җәннәт болсун!»
д у қ тәзийанамисидә мәрһумниң һайатиға баһа берип мунуларни билдүргән: «мәрһум пәрһат муһәммәт шәрқий түркистан давасида чақниған бир йултуз иди. у, мол тәҗирбиси, сийаси җәһәттин пишип йитилгәнлики, тәшвиқат саһәсидики устилиқи, тәшкилатчанлиқи, тәшкили вә кишилик мунасивәттики дипломатик маһарити билән тонулған бир рәһбәр, пидакарлиқи вә һармай-талмай көрәш қилиш роһии билән вәтәнпәрвәрлик үлгиси вә пидакарлиқ абидисидур. у, бешидин өткүзгән һәрхил боран - чапқун вә қийинчилиқларға көкрәк керип тәврәнмәс мустәһкәм ирадә билән, нимә болишидин қәтии нәзәр улуғвар ғайиси вәтинимиз шәрқий түркистанниң азатлиқи вә хәлқиниң һөрлики үчүн тинимсиз көрәш қилған, өзини пида қилған вә ахирқи нәписини бу йолда бәргән бир қәһримандур.
пәрһат муһәммәт икки балиниң дадиси вә күйүмчан бир әр иди. у, шәрқий түркистан хәлқиниң қәлбидә мәңгү йашайду.»
пәрһат муһәммәт ким?
мәлум болушичә, мәрһум пәрһــат муһәммәт әпәнــди 1964 – йилــи дунйағـа кәлгـән. 1981 – йилـи шـәрқий түркисـтануниверсـитетиниң тиـл факултетиғـа қобـул қилинғـан.1985 – йилــи алــи мәктәпнــи тамамــлап <шــинҗаңхәлــқ радийــо истансисــи> да такــи 1992 – йилــи12 – айғـа қـәдәр тәһриـр вә мухбиـрболـуп хизмـәт қилға . вәтәндикـи мәзгилиـдә һәрқайсـи гезиـт –журналларда 200 парчидиــн артــуқ повесــт, һекайــәвә башــқа әдәбиــй әсәрлири ــлан қилинғــан. 93 -йилـи түркийәгـә чиқиـп, 95 – йилиғичـә миллиـй рәһбиримиــз әйсــа йүсــүп алиптекиــн әпәндимниــң йениــда хизмــәт қилғــан. түркийــәдә <шـәрқий түркисـтан йашـлар бирлики>ниـң қурулушـида һـәм униـң ـорган гезитـи <шـәрқий түркисــтан йашــлири>ниң тәсــис қилинишــида асасــлиқ рол ойниғــан вә гезитиниــң бـаш тәһриـри болـуп ишـлигән. 1995 – йилـи германийәгـә келиـп йәрләшـкән. пәрһـат муһәммиـди чәтәлгـә һиҗـрәт қилиـп чиққـан 92 – йилиниـң ахиридиـн такـи һазирғичـә изчиــл тــүрдә уйғــур миллиــй һәрикитиниــң ــәң алдинқــи сــепидин йــәр елиــп кәлــди.
д у қ ниң тәзийәнамисидә билдүрүлүшичә: «түркийـә вә германийәлـәрдә нәшـр қилинғـан <шـәрқий түркисـтан йашـлири> гезитـи, <шـәрқий түркисــтан> гезитــи, <бирлиــк> журнилــи, <учқــун> гезитــи, <исــтиқал> гезитــи, уйғـур телевизийәсـи, шـәрқий түркисـтан уйғـур телевизийәсـи қатарлиـқ гезиـт – жорнـал вә интернеـт телевизийәләрниـң асасـлиқ қурғучـи һـәм бـаш тәһриـри болـуп хизмـәт қилғـан.»
игилинишичә, пәрһـат муһәммиـди әпәнـди 1996 – йилـи германийـәдә қурулғـан <дунйـа уйғـур йашـлири қурултийи>ниң, 1999 – йили йәнә германийәдә қурулған <шـәрқий түркисـтан ( уйғурисـтан ) миллиـй қурултийи>ниـң вә 2004 – йилـи барлиққـа кәлгـән <дунйـа уйғـур қурултийи>ниـң асасـлиқ қурғучـи әзалириниـң биـри болـуп, һазирғичـә қурултـай тәшـвиқат комитетиниـң мудиـри, д ـу қ муавиـн рәисـи, д у қ тор теливизийәсиниң қурғучиси вә баш назарәтчиси һәм мәсул муһәррири қатарлиқ вәзипиләрни өтигән вә өтимәктә иди.