хитай компартийәсиниң динға қарши уруш җакарнамиси: ши җинпиң нутқидики йошурун сигналлар

2025-йили 30-сентәбир, хитай һөкүмитиниң рәсмий авази болған «шинҗаң гезити» биринчи бетидә «ши җинпиң х к п мәркизий комитети сийасий бийуросиниң 22-қетимлиқ коллектип өгиниш йиғинида мундақ тәкитлиди: елимиздики динни хитайчилаштурушни системилиқ илгири сүрүп, динниң сотсийалистик җәмийәткә уйғунлишишиға паал йетәкчилик қилишимиз керәк» сәрләвһилик бир хәвәрни елан қилди. бу хәвәрниң һәр бир һәрпи, һәр бир сөзи бир шәрқий түркистанлиқ үчүн адәттики бир учур әмәс, әксичә миллий мәвҗутлуққа вә диний етиқадқа қилиниватқан системилиқ һуҗумниң йеңи бир басқучқа өткәнликидин бешарәт беридиған соғуқ бир реаллиқтур.

2025-йили 30-сентәбирдики бу хәвәр, йүзәки қариғанда хитай коммунист партийәсиниң йуқири дәриҗилик рәһбәрлириниң адәттики бир өгиниш паалийити һәққидики доклаттәк көрүнсиму, бу қурлар арисиға партийәниң динимизни, кимликимизни вә мәдәнийитимизни йоқитиш үчүн тәййарлиған қәбиһ пиланиниң әң йеңи нусхиси йошурунған. бу аддий бир хәвәрдәк көрүнсиму, әмәлийәттә бир сийасий байанат, бир мәдәнийәт қирғинчилиқиниң йол хәритисидур. хәвәрниң җәвһирини тәшкил қилидиған «динни хитайчилаштуруш» ибариси, динниң йәрлик мәдәнийәт билән бирлишишини әмәс, уни коммунистик идеологийәгә пүтүнләй бойсундурушни вә униң роһини хитай мәдәнийити билән алмаштурушни мәқсәт қилиду. «динниң сотсийалистик җәмийәткә уйғунлишишиға паал йетәкчилик қилиш» сөзи болса, «мәҗбурлаш», «контрол қилиш» вә «җазалаш» қатарлиқ зораванлиқ васитилириниң сийасий ниқабидур.

бу сийасий мәқсәткә йетиш үчүн, ши җинпиң нутқида бир милләтниң мәниви дунйасини қайтидин бәрпа қилишниң конкрет васитилирини оттуриға қоймақта. у тәләп қилған «тоғра дөләт, тарих, милләт, мәдәнийәт вә дин қариши»ни орнитиш һәм «бәш кимлик туйғуси»ни күчәйтиш керәкликини илгири сүрмәктә. бу «бәш кимлик туйғуси» 2015-йили хитай коммунистик партийәси (х к п) тәрипидин «улуғ вәтән болған хитайға садиқ болуш, җуңхуа миллитигә садиқ болуш, җуңхуа мәдәнийитигә садиқ болуш, хитай коммунистик партийәсигә садиқ болуш вә хитайчә сотсийализмға садиқ болуш» дәп оттуриға қойулғаниди. «бәш кимлик туйғуси» әмәлийәттә, шәрқий түркистанлиқларниң коллектип әслимиси вә кимлик туйғусиға қаритилған биваситә һуҗум вә ассимилйатсийә қилиш урунушидур. бу, шәрқий түркистанниң әркин йашаш әнәниси тарихини инкар қилип, уни «әзәлдин тартип хитайниң бир қисми» дәп қобул қилишқа; мустәқил бир түрк миллити икәнликимизни унтуп, өзимизни хитай мәркәзлик «җуңхуа миллити» дәп аталған сүний уқумниң бир қисми дәп қарашқа вә ислам динини аллаһниң вәһйиси әмәс, бәлки партийә рухсәт қилған чәклик даирә ичидики бир «мәдәнийәт һадисиси» дәп чүшинишкә мәҗбурлаштур.

бу идеологийәлик һуҗум, мәдәнийәт йилтизини йоқитиш һәрикити билән бир гәвдигә айландурулған. нутуқта алаһидә тәкитләнгән «динниң хитай земинида йилтиз тартиши вә хитай мәдәнийити билән озуқлиниши/бирлишиши» дегән тәләп, ислам дининиң шәрқий түркистандики миң йиллиқ шанлиқ тарихини вә униң түрк-ислам мәдәнийити билән болған органик бағлинишини үзүп ташлашни нишан қилиду. мәсчитләрниң гүмбәз вә мунарлирини чеқип, уларниң орниға хитай ибадәтханилириға охшайдиған өгзиләрни селиш, диний сорунларға қизил байрақ есип, дөләт шеирини оқутуш, имамларни қуран айәтлири билән биргә ши җинпиңниң сөзлирини йадлашқа мәҗбурлаштәк һәрикәтләрниң «нәзәрийәви асаси» дәл мушу җүмлидур. бу әһвал, шәрқий түркистанлиқларни аллаһ билән хитай коммунистик партийәси арисида бирини таллашқа мәҗбурлимақта.

бу зулумни әмәлийләштүрүш үчүн, хитай һөкүмити икки йүзлимилик тактикисини қолланмақта. асасий қанунниң 36-маддисида мундақ дейилгән: «җуңхуа хәлқ җумһурийити пуқралири диний етиқад әркинликигә игә.», «һечқандақ дөләт оргини, иҗтимаий тәшкилат йаки шәхс пуқраларни бирәр динға ишинишкә йаки ишәнмәсликкә мәҗбурлийалмайду; динға ишинидиған йаки ишәнмәйдиған пуқраларни кәмситәлмәйду.», «дөләт нормал диний паалийәтләрни қоғдайду.». охшаш маддида йәнә мундақ дейилгән: «һечким диндин пайдилинип җәмийәт тәртипини бузалмайду, пуқраларниң җисманий сағламлиқиға зийан йәткүзәлмәйду йаки дөләтниң маарип системисиға тосқунлуқ қилалмайду.» вә «диний органлар вә диний ишлар чәт әл күчлириниң һөкүмранлиқиға учримайду.». нәтиҗидә, мәзкур 36-маддидики кейинки җүмлиниң алдинқисини инкар қилидиған зиддийәтлик ипадиләш шәкли, хитай коммунистик партийәсиниң дин вә етиқад мәсилисидики икки йүзлимиликини ашкарилап бериду.

бир тәрәптин, «диний саһәниң өз-өзини ислаһ қилишини илгири сүрүш» баһаниси билән, партийәниң контроллуқидики қорчақ диний затлар арқилиқ динни ичидин чиритишкә урунуватиду. бу йол арқилиқ, қилинған өзгәртишләрни «диний җамаәтниң өз ирадиси» дегәндәк көрситип, хәлқни алдашни мәқсәт қилиду. йәнә бир тәрәптин, «диний ишларни қанун бойичә башқуруш» шоари астида, қанунни зулумниң қоралиға айландурмақта. сақал қойуш, намаз оқуш, роза тутуш қатарлиқ нормал диний паалийәтләрни «ашқунлуқ» вә «қанунсизлиқ» дәп ениқлима берип, өзиниң қирғинчилиқ һәрикәтлиригә қануний ниқаб кәйдүрмәктә.

хуласилигәндә, ши җинпиңниң бу нутқи йеңи бир сийасәтни оттуриға қоймайду. әксичә, б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи ишханиси (OHCHR) ниң 2022-йили 31-авғуст елан қилған доклатида көрситилгәндәк, йиллардин буйан шәрқий түркистанда системилиқ йүргүзүлүватқан мәдәнийәт қирғинчилиқини пүтүн хитай миқйасиға кеңәйтиш, уни нәзәрийә җәһәттин «мукәммәлләштүрүш» вә чоңқурлаштуруш урунушидур. бу хәвәрниң 2025-йили шәрқий түркистанниң йәрлик гезитидә елан қилиниши, бу зулумниң кәлгүсидә техиму қаттиқлишидиғанлиқиға, техиму инчикә тәпсилатларғичә сиңип киридиғанлиқиға ишарәт қилмақта. шундақтиму, бир милләтниң миңлиған йиллардин буйан қәлбигә орниған етиқадини һечқандақ сийасий күч қәғәз йүзидики нутуқлар йаки зораванлиқ васитилири билән йоқ қилалмиған вә йоқ қилалмайду. бу һәрикәт хитай һакимийитиниң күчиниң әмәс, әксичә аҗизлиқи вә қорқунчиниң ипадисидин башқа нәрсә әмәс.

мәнбә: уйғур тәтқиқат институти

2025-йили 30-сентәбир