б д т хизмәт гурупписи уйғур панаһланғучиниң маракәштики тутуп турулушини «асассиз» дәп бекитти

сүрәт, идрис һәсән әпәндиниң аилисиниң рухсити билән ишлитилди.

оттура шәрқ вә шималий африқа кишилик һоқуқ гурупписи (MRG) вә «сейфгуард дйфендерс» тәшкилати бирләшкән дөләтләр тәшкилати халиғанчә тутуп туруш хизмәт гурупписиниң, хитайға қайтуруп берилиш хәвпи астидики уйғур паалийәтчи идрис һәсәнниң маракәштә тутуп турулушиниң хәлқара қанун бойичә асассиз икәнлики һәққидики қарарини қизғин қарши алидиғанлиқини билдүриду.

2025-йили 30-сентәбир

җәнвә, 2025-йили 30-сентәбир: биз, йәни оттура шәрқ вә шималий африқа кишилик һоқуқ гурупписи (MRG) вә «сейфгуард дйфендерс» тәшкилати, бирләшкән дөләтләр тәшкилати халиғанчә тутуп туруш хизмәт гурупписиниң («хизмәт гурупписи»), хитайға қайтуруп берилиш хәвпигә дуч кәлгән уйғур паалийәтчи идрис һәсәнниң маракәштә тутуп турулушини хәлқара қанунға асасән асассиз дәп бекиткән қарарини мәмнунлуқ билән қарши алимиз.

һәр икки тәшкилат өз байанатида: «гәрчә һәсән һазир бихәтәр болуп, қайтуруп берилиш хәвпидин халий болған болсиму, биз хизмәт гурупписиниң униң үч йил йәттә ай давамлашқан тутуп турулушини ахири асассиз дәп бекиткәнликини мәмнунлуқ билән қарши алимиз» дейилди.

идрис һәсән 2021-йили 7-айда, 2012-йилидин буйан аилисидикиләр билән йашап келиватқан түркийәдин айропилан билән маракәшкә барғинида, хитайниң тәлипи бойичә хәлқара җинайи ишлар сақчи тәшкилати (Interpol) тәрипидин «террорлуқ тәшкилатиға әза болуш» җинайити билән чиқирилған қизил уқтурушқа асасән қолға елинғаниди.

қолға елинип узун өтмәй, хәлқара җинайи ишлар сақчи тәшкилати бу қизил уқтурушниң, тәшкилатниң сийасий, һәрбий, диний йаки ирқий характердики паалийәтләр билән шуғуллинишини чәкләйдиған өз низамнамисида хилап икәнликини ениқлиғандин кейин, уқтурушни бикар қилған. йеқинқи йиллардин буйан, хитай тинч шәкилдики өктичиләрни бастуруш үчүн хәлқара җинайи ишлар сақчи тәшкилатиниң қизил уқтуруш системисидин барғансери кәң көләмдә пайдиланмақта.

хитайға қайтурулған тәқдирдә еғир қийин-қистаққа учраш еһтималлиқидин әндишә қилған оттура шәрқ вә шималий африқа кишилик һоқуқ гурупписи вә «сейфгуард дйфендерс» тәшкилати 2021-йили 12-айда маракәшниң қайтурувәтмәслик пиринсипиға хилаплиқ қилишиниң алдини елиш үчүн, б д т қийин-қистаққа қарши туруш комитетидин (UN CAT) иһтийатий тәдбир қоллинишни тәләп қилған.

маракәш даирилири б д т қийин-қистаққа қарши туруш комитетиниң тәлипигә бинаән қайтуруп бериш рәсмийитини тохтатқан болсиму, идрис һәсән комитетниң делоға аит ахирқи қарарини күтүш җәрйанида тифләт түрмисидә давамлиқ тутуп турулған. 2024-йили 7-айда, б д т қийин-қистаққа қарши туруш комитети маракәшни уни қайтуруп бәрмәсликкә, шундақла униңға қойулған һечқандақ җинайәт болмиса қойуп беришкә чақирған қарарини елан қилди. нәтиҗидә, идрис һәсән 2025-йили 12-феврал күни қойуп берилди.

оттура шәрқ вә шималий африқа кишилик һоқуқ гурупписи вә «сейфгуард дйфендерс» тәшкилати: «идрис һәсәнниң делоси йәккә-йеганә бир һадисә әмәс» дәп тәкитлиди. «йәнә бир делода, маракәш һөкүмити комитетниң қарарини күтүватқан кишиләрни қойуп беришкә йол қойидиған қануний бәлгилимиләрниң йоқлуқини етирап қилған. бу, әмәлийәттә, бир шәхсниң б д т оргининиң өз делоси һәққидә қарар чиқиришини күтүп нәччә йил түрмидә йетип қелиши мумкинликидин дерәк бериду».

хизмәт гурупписи өз қарарида, хәлқара җинайи ишлар сақчи тәшкилатиниң уқтуруши бикар қилинғандин кейин, маракәшниң идрис һәсәнни давамлиқ тутуп туруш үчүн һечқандақ қануний асас көрситәлмигәнликини оттуриға қойди. шуңа, маракәшниң инсан һәқлири хәлқара хитабнамиси вә пуқраларниң сийасий һоқуқи хәлқара әһдинамисиниң һәр иккилисидә капаләткә игә қилинған кишиниң әркинлик вә бихәтәрлик һоқуқини қоғдаш һәмдә халиғанчә қолға елиш йаки тутуп турушни чәкләйдиған 9-маддисиға хилаплиқ қилғанлиқи бекитилди. хизмәт гурупписи йәнә униң сақчи назаритидә турған мәзгилидә адвокат билән көрүшүш һоқуқидин мәһрум қилинғанлиқидин әпсуслинидиғанлиқини билдүрди.

хизмәт гурупписи маракәшни идрис һәсәнниң учриған зийанлири үчүн төләм беришни өз ичигә алған, әмәлий иҗра қилғили болидиған төләм һоқуқи билән тәминләшкә чақирди. биз хизмәт гурупписиниң қанун-бәлгилимә вә әмәлийитини қайта көздин кәчүрүш тәвсийәсини тәкрарлап, маракәш даирилирини б д т әһдинамә оргини тәрипидин вақитлиқ тәдбир қарари чиқирилған әһвалларда, қайтуруп берилиш тәлипигә учриған кишиләр үчүн нәзәрбәндкә бдйл чариләрниң болушини капаләткә игә қилиш үчүн, дөләт ичидики қанун-низамлирини қайта көздин кәчүрүшкә дәвәт қилимиз.

хәвәр мәнбәси:  

https://www.menarights.org/en/articles/un-working-group-declares-detention-uyghur-asylum-seeker-morocco-arbitrary