волкер түрк: хитай билән алақә орнитиш истратегийәсини давамлаштуримән

түркистан таймиз-истанбул: б д т кишилик һоқуқ алий комиссари волкер түрк дунйадики әң җиддий кишилик һоқуқ мәсилилирини музакирә қилди. 26-сентәбир америка ташқи мунасивәтләр кеңишидә өткүзүлүп биваситә тарқитилған йиғинда, түрк хитайниң кишилик һоқуқ әһвали, болупму уйғурларға қаратқан муамилиси һәққидә муһим сөзләрни қилди.

йиғинға америкиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ сабиқ баш әлчиси (2021-2025), ташқи мунасивәтләр кеңишиниң мудирийәт әзаси линда томас-гринфилд рийасәтчилик қилған болуп, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссари волкер түрк асаслиқ нутуқ сөзлигүчи болди.

б д т кишилик һоқуқ алий комиссари волкер түрк, хитайниң кишилик һоқуққа хилаплиқ қиливатқан бир дөләт болушиға қаримай, хәлқаралиқ доклатларда тәнқидлиништин өзини қачурушқа урунуватқан дөләтләрниң типик өрники икәнликини билдүрди.

хитайниң хәлқара системиға болған позитсийәси

волкер түрк, хитайниң көп тәрәплимилик хәлқара системиниң давамлишишини қоллайдиғанлиқини, әмма бу системиниң башқа дөләтләргә охшашла өзиниң көз қариши бойичә йүргүзүлүшини тәләп қилидиғанлиқини оттуриға қойди.

йиғинға қатнашқан бир киши, хитайниң бир тәрәптин хәлқаралиқ қаидиләрни йақтуридиғанлиқини, әмма «кишилик һоқуқ үлгиси әмәсликини» тәкитләп, волкер түрктин бундақ бир шараитта хитай билән қандақ һәмкарлиқ орнатқили болидиғанлиқини сориди.

алий комиссар түрк, хитай вә русийәниң даим «игилик һоқуқ»ни баһанә қилип кишилик һоқуқ тәнқидлирини рәт қилидиғанлиқини ейтти. у, б д т низамнамисида асасән, кишилик һоқуқ әндишилириниң «хәлқаралиқ көңүл бөлидиған мәсилә» икәнликини вә буниң «ички ишларға арилишиш» һесабланмайдиғанлиқини ениқ оттуриға қойди.

уйғурларға қилиниватқан муамилә вә әйибләш тәлипи

кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидин кен рот, волкер түрктин уйғурлар мәсилисидики мәйданини сориди. рот, хитайниң уйғурларға қаратқан зулуминиң әң йуқири пәллигә чиққан вақтида, 11 милйон нопусниң бир милйонға йеқининиң тутқун қилинғанлиқини вә нурғунлириниң мәҗбурий әмгәккә селинғанлиқини әскәртти.

рот, түркниң илгирики хизмәтдиши мишел бачелет ишханисиниң уйғурларға қилиниватқан муамилиниң «инсанийәткә қарши җинайәт» болуш еһтималлиқи барлиқи һәққидики күчлүк доклатини тилға алди. у, волкер түркниң үч йиллиқ вәзипә өтәш җәрйанида бир қетимму хитайниң уйғурларға қаратқан муамилисини әйиблимигәнликини вә илгирики хизмәтдишиниң доклатидики йәкүнләрни өз авази билән тәкрарлимиғанлиқини илгири сүрүп, униңдин хитайниң бу қилмишини «әйибләш, тәнқидләш йаки рәт қилиш»ни тәләп қилди.

волкер түркниң җаваби: «доклат билән аримизда зәрричә пәрқ йоқ»

алий комиссар түрк, кен ротниң тәнқидигә җаваб берип, өзи билән мишел бачелетниң доклати арисида «зәрричә пәрқ йоқлуқини» вә буни көп қетим ашкара һалда ейтқанлиқини тәкитлиди. у йәнә бу доклатниң елан қилинғанлиқини, әмма кишилик һоқуқ кеңишидә қарар сүпитидә мақулланмай, әксичә рәт қилинғанлиқини әскәртти.

волкер түрк хитайға қаратқан истратегийәсиниң «улар билән үзлүксиз, қайта-қайта сөзлишиш» арқилиқ алақә орнитиш икәнликини билдүрди. у бу сөһбәтләрниң пәқәт шәрқий түркистан мәсилисинила әмәс, бәлки хоңкоң, тибәт вә хитайдики пуқралар җәмийити бошлуқи қатарлиқ башқа мәсилиләрниму өз ичигә алидиғанлиқини қәйт қилди.

түрк, хитай әмәлдарлири билән «интайин кәскин муназириләр» елип барғанлиқини, әмма илгириләшниң «адәттин ташқири аста» икәнликини вә бу әһвалдин «зор үмидсизлик һес қиливатқанлиқини» очуқ ипадилиди. у йәнә, бу ишларни техиму үнүмлүк қилиш үчүн ишханисиниң йетәрлик «малийә мәблиғигә игә әмәсликини» қошумчә қилди. шундақтиму, түрк бу хизмәтләрниң ишханисиниң «хизмәт роһиниң бир қисми» икәнликини вә буни давамлаштуридиғанлиқини билдүрди.