ғәлибиниң мәхпий формуласи: моро муҗаһидлири вә уйғурларниң азадлиқи үчүн йеңи мәшәлләр (01 - қисим)

бу дастан — 400 йил бойи үч қанхор империйәниң (испанийә, америка вә филиппин) полат чаңгилиға қарши үзүлмәй давамлашқан, атидин балиға, әвладтин әвладқа муқәддәс аманәт сүпитидә мирас қалдурулған бир улуғ җиһадниң дастанидур! җиһад байриқи йиқилмиған земинниң дастанидур.
 
 
1 - баб: әзан садаси вә кирист билән қиличларниң тоқунуши
 
таҗавузчиларниң қан һиди пурап туридиған кир басқан йәлкәнлири упуқни мәйнәт көләңгиси билән булғаштин нәччә әсир бурун, тинч окйанниң зумрәт долқунлириниң назук пичирлашлири арисиға йошурунған, аллаһниң өз қудрәт қәлими билән сизған бир җәннәт макани бар иди. у йәрдә һава — әнбәр вә рَйْһан гүллириниң пуриқиға толуп, һәр бир нәпәс роһқа арам берәтти. тупрақ — шундақ бәрикәтлик идики, ташланған һәр бир уруқ миң данға айлинип, асманға бой созатти. инсанлар — деңизниң чәксиз кәңликини йүрикигә, йамғурлуқ җаңгалдики полат дәрәхләрниң мәғрурлиқини ғуруриға сиңдүргән әркин, мәрду-мәрданлар иди. уларниң көзлиридә иман нуридәк сулу деңизиниң тегидики апақ мәрвайитлар чақнап туратти, минданавниң мунбәт вадилирида өскән зираәтләр уларниң томурида иззәт-номусниң қени болуп ақатти. бу — кейинчә дунйа «моро земини» дәп атайдиған, әмма әйни чағда өзлириниң шанлиқ исми билән аталған сулу вә минданав султанлиқлириниң гүллиниш алдидики мубарәк туприқи иди.
 
андин, 1380-йили, йирақ әрәб дийаридин кәлгән, қәлби аллаһниң муһәббити билән лиқ толған, аллаһниң әң гүзәл аманитини — ислам нурини йүрикигә пүккән бир карван йетип кәлди. улар таҗавузчиниң қиличи вә зәмбирики билән әмәс, бәлки тиҗарәтчиниң садақити, алимниң һекмити вә дәвәтчиниң көз йашлириға арилашқан муһәббити билән бу земинниң қәлб ишикини аста чәкти. шәйх кәримул мәхдумға охшаш тәқвадар затларниң тилидин чиққан һәр бир «ла илаһә илләллаһ» садаси, бу хәлқниң пак роһиға уруқ болуп чечилди. җаңгаллиқларниң җимҗит сүкүтини тунҗи қетим әзан авази йерип өткәндә, қәдимки бутлар өзликидин йиқилди, йүрәкләр һәқкә майил болди, роһлар өз йаратқучисини тапти. ислам — улар үчүн пәқәтла йеңи бир дин әмәс, бәлки уларниң чечилаңғу қәбилилирини бир полат үммәткә айландуридиған, уларға йеңи бир кимлик, йеңи бир ғайә вә йеңи бир дунйа қариши ата қилидиған илаһий бир рәһмәткә айланди.
 
yazı görseli olabilir
 
бу илаһий нурниң бирләштүргүчи сайиси астида, 15-әсирниң башлиридин тартип, икки бүйүк ислам қорғини қәд көтүрди: сулу султанлиқи (тәхминән 1405-йили қурулған) вә магуйнданав султанлиқи. булар пәқәтла бир қанчә қәбилә башлиқиниң аҗиз иттипақи әмәс иди. улар — мәсчитлириниң мунаридин әзан авази үзүлмәйдиған, ордилирида қуран тилавити йаңрап туридиған, сотлирида ислам шәриити билән һөкүм қилинидиған, өз байриқи, өз армийәси вә өз қануни болған һәқиқий ислам дөләтлири иди. уларниң «каракоа» дәп аталған чәбдәс вә хәтәрлик һәрбий кемилири деңизда дүшмәнләрниң йүрикигә вәһимә салатти, сода кемилири малайсийадин хитайғичә болған деңизларда әркин-азадә қатнап, мәрвайит, зираәт вә кәмпүт қатарлиқ байлиқларни пүтүн дунйаға тарқитатти. султанниң ордисида, бешиға сәллә ориған өлималар дөләт ишлириға мәслиһәт берәтти; алимниң сийаси билән җәңчиниң (моро хәнҗири) қиличи бирлишип, бу дөләтләрни пәқәт қиличниң күчи биләнла әмәс, бәлки илим һекмәт вә адаләт билән идарә қилатти. уларниң ай йултузлуқ байриқи деңиз шамилида ләпилдигәндә, у пәқәт бир һөкүмранлиқниң бәлгиси әмәс, бәлки бир пүтүн милләтниң иззәт-ғуруриниң, аллаһқа болған итаитиниң вә әркинликкә болған өлмәс қәсәминиң намайәндиси иди.
 
әмма, 1521-йили, йирақ упуқта бир қара көләңгә, бир ваба пәйда болушқа башлиди. улар — тәнлири ақ, әмма қәлби қара, көзлири алтунға вә қулларға тоймайдиған йеңи бир хәвп иди. уларниң қиличиға ойулған крест, еғизлиридики «тәңри» дегән сөзлири — пәқәт уларниң вәһший нийәтлирини йошуридиған бир ниқаб иди. уларниң катта кемилири өзлири билән биргә пәқәтла топ-зәмбирәк әмәс, бәлки пүтүн бир мәдәнийәтни йоқитишни, мәсчитләрни черкавға айландурушни, әзан авазини қоңғурақ авазиға алмаштурушни нишан қилған зәһәрлик бир идеологийәни елип келивататти. еғизида худа, қәлбидә шәйтан, қолида қилич болған бу гуруһ инсанийәткә қарши әң чоң җинайәтни елип келивататти.
 
испанийәниң савут кийгән әскәрлириниң пути бу мубарәк тупраққа дәссигәндә, улар йәрлик хәлқниң иманидин һәм һәйран қелишти, һәм қәлби өчмәнликкә толди. улар әсирләр бойи өз земини болған әндәлуста уруш қилған, өзлиридин мәдәнийәттә нәччә һәссә үстүн туридиған шималий африқидики мусулманларни — йәни «морлар»ни әсләп, бу йеңи дүшмәнлиригиму һақарәт вә кәмситиш билән шу намни чаплиди. шуниң билән, бу земинниң әркин мусулманлири, таҗавузчиниң тилида «моролар» ға айланди. бу — пәқәт бир исим әмәс, бәлки бир пүтүн милләтниң мәвҗутлуқиға урулған, уларни тарихтин сүпүрүп ташлашни нишан қилған бир тамға иди.
 
шуниң билән, инсанийәт тарихидики әң узун, әң җапалиқ вә әң шәрәплик қаршилиқ һәрикәтлириниң бири башланди. 333 йил! үч әсирдин артуқ вақит! бу бир дәвр әмәс, бир тарих иди! бу җәрйанда испанийә пүтүн филиппинни бойсундурди, әмма бу земин уларниң гелиға тиқилип қалған бир тикәнгә айланди. улар бу тикәнни суғуруп ташлаш үчүн он қетимдин артуқ чоң көләмлик, ирқий қирғинчилиқ характерлиқ һәрбий йүрүш қилди, әмма һәр қетимда бу хәлқниң полат ирадисигә, өлүмдин қорқмас җасаритигә вә җаңгаллиқни өз өйидәк билидиған җәң маһаритигә учрап, қанлиқ мәғлубийәт билән қайтти.
 
бу узун уруш сәһнисидә сан-санақсиз қәһриманлар чақниди. әмма уларниң ичидә бир исим бар идики, униң намини аңлиғанда испанийә генераллириниңму уйқуси бузулуп, йүрикигә титрәк чүшәтти. у — магуйнданавниң йолвиси, султанлиқлар бирликиниң полат символи, 1619-йилидин 1671-йилиғичә һөкүм сүргән улуғ султан муһәммәд дипатуан кударат иди!
 
султан кударат пәқәтла қолида хәнҗири чақнап туридиған батур җәңчи әмәс, бәлки көзлири бүркүттәк өткүр, дүшмәнниң йүрикидикини көрүп туралайдиған бир истратегийәчи, сөзлири билән дүшмән сепидә қалаймиқанчилиқ туғдуралайдиған маһир бир дипломат вә һәр бир һәрикитини аллаһниң разилиқи үчүн қилидиған имани камил бир мусулман иди. у, өмүр бойи бир-бириниң қенини ичип кәлгән қәбилиләрниң өзара кичик дүшмәнликләрни ташлап, пүтүн милләтни йутувелишқа кәлгән ортақ әҗдиһаға қарши бир сәптә туруши керәкликини чоңқур һес қилған тунҗи рәһбәрләрниң бири иди. униң отлуқ нутуқлири мәсчитләрдә йаңриғанда, қәбилә башлиқлири өз қиличлирини бир-биригә әмәс, испанийәгә қаритип қәсәм ичәтти.
 
бир қетим, испанлар өзлириниң әзәлдин қоллинип кәлгән рәзил тактикиси билән бәзи қәбилә башлиқлирини алдап, уларға алтун вә әмәл вәдә қилип, өз тәрипигә тартмақчи болғанда, султан кударат уларни йиғип, тарихқа алтун һәрпләр билән ойулған муну сөзләрни қилған иди:
 
«әй ғапиллар! силәр немә қиливатқиниңларни биләмсиләр? көзүңларни испан алтунлириниң йалтириқи қаплидиму? қулиқиңлар уларниң татлиқ сөзлиригә алдандиму? шуни ойлимамсиләр, уларға бойсунушни қобул қилғанлиқ — зулумниң зәнҗирини өз қолуңлар билән бойнуңларға салғанлиқ әмәсму? улар силәргә бағ вәдә қилип, силәрни қуллуқниң зинданиға сөрәйду! улар бизни бир-биримизгә дүшмән қилип, андин һәммимизни иттәк қул қилмақчи. қараңлар, мән силәргә немә берәләймән? мән силәргә алтун-күмүш, әмәл-мәнсәп вәдә қилалмаймән. әмма мән силәргә әҗдадлириңлар силәргә қалдуруп кәткән әң улуғ мирасни — шәрәпни, иззәтни вә азадлиқни вәдә қилимән! таллаңлар! өз әҗдадлиримизниң мубарәк туприқида қулдәк харлинип йашамсиләр йаки азад инсандәк җәң қилип, шәрәп билән өлүп, аллаһниң алдиға шәһид болуп барамсиләр?!»
 
бу сөзләр — аддий сөзләр әмәс, бәлки ғәзәпкә толған, иман билән суғирилған оқйаға айлинип, ғапил қәлбләргә санҗилди. шу күндин башлап, бу земин испанийә үчүн бир қәбристанлиққа айланди. вә әң муһими, улар дүшмән бәргән һақарәт намини өзлириниң шәрәплик бирлштүргүчи байриқиға айландурди. улар өзлирини пәхирләнгән һалда «моролар» дәп аташқа башлиди. бу сөз әмди испан тилидики «капир дүшмән» дегәнни әмәс, бәлки «тиз пүкмәс муҗаһид», «азадлиқ җәңчиси» дегәнни билдүридиған болди. улар дүшмәнниң зәһирини сүмүрүп, уни өзлири үчүн қуввәт дорисиға айландурди!
 
испанийә ишғалийитигә қарши башланған бу җиһадта дадисиниң қолидин чүшкән қалқан - қилични оғли алатти, акиси шәһид болған сәпкә иниси йүгүрәтти. 300 йил — һәр бир әвлад өзидин кейинки әвладқа иккила нәрсини мирас қалдурди: бири, қәлбини нурландуридиған қуран кәрим; йәнә бири, дүшмәнгә қарши қилич, йәни ишғалийәткә қарши өчмәнлик, тиз пүкмәс җиһад роһи. ахирида, 1898-йили, дунйани титритип турған испанийә империйәсиниң қуйаши патти. улар бу йеңилмәс милләт алдида аҗиз келип, тарихниң мәсхириси ичидә чекинишкә мәҗбур болди. әмма зулумниң бир кечиси ахирлашқан болсиму, йеңи, техиму һийлигәр, техиму заманиви вә техиму рәһимсиз бир алвастиниң көләңгиси йопурулуп кәлмәктә иди...
 
давамлишиду....
________________________________________
 
қиссидин уйғурларға һиссә: биринчи қисимдин роһимизға ойулидиған алтә мәшәл:
 
биринчи мәшәл: биз бөлгүнчи әмәс, өз өйиниң игилик һоқуқини тәләп қиливатқан варислармиз!
 
хитай вә униң дунйадики һимайичилири бизни «бөлгүнчи», «ашқун» дәп атайду. әмма моро дастаниниң бу тунҗи бети бизгә шу һәқиқәтни полаттәк авазда йаңритиду: биз бир дөләттин бөлүнүп чиқмақчи болған топилаңчилар әмәс, бәлки тарихтин буйан өзимизгә тәвә болған, дүшмән тәрипидин мәҗбурий бесивелинған земинниң қанунлуқ варислиримиз! дүшмән бизниң өйимизгә бастуруп кирип, бизни өз өйимиздин қоғлап чиқармақчи болуватиду. мороларниң султанлиқлири болғандәк, бизниңму қараханийлардин сәидийә ханлиқиғичә шанлиқ исламий дөләтлиримиз болған. бу тарихий һәқиқәт — бизниң күришимизниң әң мустәһкәм қануний вә иманий асасидур. биз дүшмәндин рәһим-шәпқәт тилимәймиз, биз өз өйимизни, өз мираслиримизни, өз шәрипимизни қайтуруп елишни тәләп қилимиз!
 
иккинчи мәшәл: иман — милләтниң роһий қорғинидур!
 
моролар үчүн ислам пәқәтла бир дин әмәс иди, бәлки уларниң кимликиниң, мәдәнийитиниң вә бирликиниң йадросиға, роһиниң иммунитет системисиға айланған иди. уларни 400 йил йеңилмәс қилған күч — дәл әнә шу мустәһкәм иман қорғини иди. бир милләт тилини йоқитип қойуп, қайтидин тилини тапалиши мумкин, әмма иманини йоқатқан милләт өз роһини йоқатқан болиду. хитай бизниң тилимизни, мәдәнийитимизни йоқитишқа урунуватиду, әмма униң түп нишани — қәлбимиздики иманни өчүрүштур. чүнки улар имани бар бир милләтниң һәргиз тиз пүкмәйдиғанлиқини, өлүмдин қорқмайдиғанлиқини билиду. шуңа, иманимизни қоғдаш — вәтинимизни қоғдашниң асаслиқ шәрти вә әң мустәһкәм асасидур!
 
үчинчи мәшәл: һәқиқий мустәқиллиқ — дүшмән бәхш әткән аптономийә әмәс!
 
султанлиқларниң өз қануни, өз армийәси, өз иқтисади бар иди. улар һәқиқий мустәқиллиқниң тәмини тетиған, өз тәқдиригә өзи игә болған иди. дүшмән тәрипидин берилгән һәр қандақ «аптономийә», «етибар бериш сийасити» — қуллуқниң алтун зәнҗир билән кишәнләнгән йәнә бир шәклидинла ибарәт икәнликини биләтти. шуңа моро мусулманлирида «қәпәс ичидики йолвасқа йахши гөш берилсиму, у әмди йолвас әмәс» дәйдиған мәшһур сөз бар. биз шәрқий түркистанлиқларниң нишанимизму һәргиз дүшмәнниң қәписи ичидә бир аз кәңрәк нәпәс елиш әмәс, бәлки у қәпәсни парә-парә қилип, өзимизниң мустәқил системимизни қуруп, өз тәқдиримизгә өзимиз игә болуштур!
 
төтинчи мәшәл: күрәшниң намини тоғра қойуш — ғайиниң роһини сақлаш!
 
моролар үчүн бу уруш һәргиз бир «миллий тоқунуш» йаки «йәр талишиш» әмәс иди. улар буни ениқ қилип «җиһад фи сәбилуллаһ» — аллаһ йолидики күрәш дәп атиди. бу ениқ исим, уларниң күришини дунйави мәнпәәтләрдин йүксәкликкә көтүрүп, униңға муқәддәслик вә мәниви күч бәхш әтти. бизниңму күришимизни дунйаға «кишилик һоқуқ» йаки «мәдәнийәтни қоғдаш» дәпла чүшәндүрүш — униң әң чоңқур, әң күчлүк болған иманий йадросини аҗизлаштуруп қойиду. биз бу күрәшниң бир азадлиқ көрүши, аллаһ алдидики бурчимиз, иманимизниң синиқи вә ахирәтлик саадитимиз үчүн икәнликини һәргиз унутмаслиқимиз керәк.
 
бәшинчи мәшәл: бирлик — ғәлибиниң биринчи шәрти!
 
султан кударатниң әң бүйүк төһписи — өзара дүшмән қәбилиләрни бир байрақ астиға йиғип, уларниң күчини бир нуқтиға мәркәзләштүрәлигәнликидур. дүшмәнниң әң йахши көридиған тактикиси — бизни «у гуруппа, бу гуруппа» дәп парчилаш, бир-биримизгә болған ишәнчимизни йоқитиштур. бизниң ичимиздики һәр қандақ ихтилап, һәр қандақ гуруппивазлиқ — дүшмәнгә етилған оқниң өз йүрикимизгә қайтип келип санҗилишидур.
 
алтинчи мәшәл: дүшмәнниң һақаритини ғурурға айландуруш!
 
испанлар уларни кәмситип «моро» (капир дүшмән) дәп атиди. әмма улар бу һақарәт алдида йиғлап йүрмиди. әксичә, бу исимни өзлириниң йеңилмәс роһиниң, бирликиниң вә җиһадиниң символиға айландурди. бу, биз үчүн чоңқур бир дәрс, дүшмән бизгә мәйли қандақ тамға басса бассун, «террорчи» десун, «бөлгүнчи» десун, мәйли қандақ һақарәт йағдурса йағдурсун, бу бизни мәйусләндүридиған, өз ара бир биримиздин қачидиған аңсизлиқниң амилиға әмәс, дүшмәнниң һақаритини өзимизгә шәрәп медалйони билип, ғәзипимизни тавлайдиған, өзимизниң әсли ким икәнликимизни сөз вә қуруқ шуар билән әмәс, әмәлий һәрикитимиз билән испатлийалишимизға түрткә болидиған нуқтилиқ йадроға айландүралишимиз лазим. дүшмәнниң зәһәрлик оқини суғуруп елип, уни өз қолимиздики қиличқа айландуридиған ирадә болғандила, биз һәқиқий күчкә игә болалаймиз.
 
________________________________________
 
әмди бу мәшәлләрниң йоруқида өзимизгә қойушқа вә җаваб тепишқа тегишлик соаллар:
 
биринчи соал: биз өзимизни шанлиқ исламий дөләтләрниң варислири дәп җакарлаймиз, ундақта немә үчүн хәлқара сәһниләрдики сөзлиримиз вә һәрикәтлиримиз көпинчә һалларда өз өйиниң игисидәк әмәс, бәлки бир дөләттин рәһим-шәпқәт тиләватқан «аҗиз аз санлиқ» қа охшап қалиду? қәлбимизниң йошурун бурҗикидә дүшмәнниң «бөлгүнчи» дегән тамғисини өзимизму қобул қилғандәк туйғу бериватамдуқ қандақ?
 
иккинчи соал: биз иманимизни әң мустәһкәм қорғинимиз дәймиз. дүшмән вәтинимиздә мәсчит-мәдрисәләрни чеқип, бу қорғанниң темини йимириватқан болса, муһаҗирәттики бизләрчу? биз өзимизниң ғәпләтлири, дунйави һәшәмәткә берилишлиримиз билән кейинки әвладлиримизниң қәлби билән иман оттурисиға көрүнмәс сепил соқуватқанлиқимизни қачан һес қилимиз? физикилиқ мәсчитни чеқиватқан дүшмән техиму хәтәрликму йаки кейинки әвладниң қәлбидә мәниви мәсчит қурушқа тосқунлуқ қиливатқан аталмиш динсиз зийалилиримизму?
 
үчинчи соал: моролар қәпәс ичидики йолвасниң йолвас әмәсликини биләтти. биз ғәрб дөләтлиридин йардәм тәләп қилғанда, өзимизму билмигән һалда, мутләқ мустәқиллиқ дегән алий ғайимизни дүшмән беридиған «кәңрәк қәпәс», «йахширақ йәм» гә алмаштуруп қойуш хәвпигә дуч келиватимизму қандақ? «қандақла болмисун бирәр қоллашқа еришәйли» дегән һайанкәшлик, қачандин бери муқәддәс ғайимизни зәһәрләшкә башлиди ойлинип бақтуқму?
 
төтинчи соал: биз «җиһад» сөзидин қорқидиған дунйаға өзимизни йахши көрситиш үчүн, муқәддәс күришимизниң иманий йадросини аҗизлитип, уни пәқәтла бир «кишилик һоқуқ мәсилиси» гә айландуруоп қойуватамдуқ, қандақ? башқиларниң алқишиға еришиш үчүн һекайимизни өзгәртиш арқилиқ, мороларни 400 йил йеңилмәс қилған вә ғәлибиниң һәқиқий мәнбәси болған аллаһниң йардимидин (нусрәттин) мәһрум қеливатқан биз өзимизму?
 
бәшинчи соал: султан кударат бир-бири билән урушуп йүргән қәбилиләрни ортақ дүшмәнгә қарши бир сәпкә тизған иди. бизчу? биз техиму вәһший, техиму омумйүзлүк бир ирқий қирғинчилиққа дуч келиватқан туруқлуқ, һелиһәм тәшкилат байриқини, мәһәлливазлиқни вә шәхсий мәнпәәтни милләтниң омумий мәнпәәтидин устун қойуватимиз. өзимиздин сәмимий сорап бақайли: бүгүн милләтниң һайат қелиши үчүн, бизниң ички дунйайимизда немиләрниң өлүши керәк?
 
алтинчи соал: дүшмән бизгә «террорчи» дәп һақарәт тамғисини басқанда, биз алдирап-тенәп өзимизниң «мөтидил» икәнликини испатлашқа урунамдуқ йаки моролардәк бу намниң пәқәт азадлиқ җәңчилири үчүн бир шәрәп нишани икәнликини, ғайимизниң өз мустәқиллиқимизни қолға кәлтүрүш икәнликини җакарлишимиз керәкму? дүшмәнниң төһмитидин шунчилик қорқуп, өз-ара бир-биримизни тизгинләп, аримиздики әң җасарәтлик авазларни боғуп, дүшмән арзу қилған «йуваш», «зийансиз» қулларға айлинип қеливатқан биз өзимизму қандақ?