«дунйа җамаәтчилики хитайниң уйғур кимлики вә етиқадини йоқитиш һәрикитигә қарши бирләшти»

дунйа уйғур қурултийи (д у қ) елан қилған һәптилик доклатида, хитайниң уйғурларға қаратқан зулумиға қарита хәлқаралиқ әйибләш долқуниниң күчәйгәнлики билдүрүлди.

 вашингтон – дунйа уйғур қурултийи (д у қ) елан қилған һәптилик доклатида, хитайниң шәрқий түркистандики мәдәнийәт вә диний бастуруш һәрикәтлирини паш қилған йеңи байқашлар вә дунйави паалийәтләр нәтиҗисидә, хәлқара җәмийәтниң хитайниң уйғур мусулманлириға қаратқан зулумини әйиблишиниң йеңи бир йуқири пәллигә көтүрүлгәнликини тәкитлиди.

йеқинда америка хәлқара диний әркинлик комитети (USCIRF) елан қилған бир доклатта, хитай коммунистик партийәсиниң (х к п) районда елип бериватқан ирқий қирғинчилиқиниң бир қисми сүпитидә, уйғур вә башқа түркий мусулман диний затларни системилиқ нишан қиливатқанлиқи ашкариланди. 2014-йилидин буйан, имам вә диний оқутқучиларни өз ичигә алған 1000 дин артуқ диний зат түрмигә ташланған йаки из-дерәксиз йоқап кәткән. буларниң ичидә қазақ имами әрҗан қувашниң 21 йиллиқ, уйғур имами абдуреһим дадиханниң 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқиму бар.

доклатта йәнә 96 йашлиқ имам абидин дамолламниң тоққуз йиллиқ җаза муддитини өтәватқанда түрмидә вапат болғанлиқи хатириләнгән. хәлқара диний әркинлик комитети турсунгүл ғопур вә хәйриниса мәмәткә охшаш уйғур айаллириниң пәқәт диний вә миллий мәдәнийәт билимлирини өгәткәнлики үчүнла түрмигә ташланғанлиқини, буниң бейҗиңниң уйғур кимликини йоқитишни мәқсәт қилған мәҗбурий «хитайлаштуруш» сийаситиниң бир қисми икәнликини көрситип өтти.

шуниң билән бир вақитта, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң кишилик һоқуқ мутәхәссислири хитайниң уйғур мәдәнийитигә даир ипадиләш шәкиллирини җинайәт дәп қаришидин қаттиқ әндишә қилидиғанлиқини билдүрди. улар нахша йазғучиси йашар шөһрәтниң (тәхәллуси «уйга») түрмигә ташланғанлиқи вә алимә раһилә давутқа муддәтсиз қамақ җазаси берилгәнлики һәққидики хәвәрләрни мисал қилди. мутәхәссисләр хитайниң сәнәт вә илим-пән саһәсидики зийалийларни бастурушиниң инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүрүши мумкинликидин агаһландуруп, бейҗиңни из-дерәксиз йоқап кәткән кишиләрниң тәқдирини ашкарилашқа вә мәҗбурий ассимилйатсийә һәрикитини дәрһал ахирлаштурушқа чақирди.

намдики шинҗаң уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 70 йиллиқи мунасивити билән, дунйа уйғур қурултийи вә йавропа парламенти әзаси илһан күчүк йавропа парламентида йумилақ үстәл сөһбәт йиғини өткүзүп, хитай һөкүмранлиқи астидики йәтмиш йиллиқ зулумни паш қилди. д у қ рәиси долқун әйса вә иҗраийә комитети рәиси турғунҗан алаудун қатарлиқ рәһбәрләр сөз қилип, хәлқара җәмийәтни хитайни җавабкарлиққа тартиш үчүн конкрет тәдбир қоллинишқа дәвәт қилди.

кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитайниң йеңидин оттуриға қойған «милләтләр иттипақлиқи» намидики қанунини қаттиқ әйибләп, буни тилни чәкләш вә идеологийәни теңиш арқилиқ мәдәнийәтни йоқитишниң рәсмийләштүрүлгән пилани дәп атиди. һәптә ахирида, «уйғур һәрикити» тәшкилатиниң иҗраийә директори рошән аббас «етиқад қоршавда» темисидики йиғинға қатнишип, диний әркинликни қоғдаш вә бейҗиңниң уйғурлар, тибәтләр вә башқа диний җамаәтләргә қаратқан системилиқ бастурушиға қарши бирликтә һәрикәт қилишқа чақирди. (ANI)

мәнбә: sentinelassam