доктор дилнур рәйһан, фирансийәдики даңлиқ уйғур алимә вә паалийәтчи, йавропа уйғур институтиниң рәиси, 2020-йили 13-өктәбир. © 2020 Michael Bunel via Reuters Connect
фирансийә даирилири дилнур рәйһанға қаратқан әйиблишини қайтурувелиши керәк
йалқун улуйол: хитай ишлири бөлүми тәтқиқатчиси
бенедикет жаннерод: фирансийә ишлири директори
10-айниң 13-күни, париж шәһәр әтрапиға җайлашқан бир сот мәһкимиси доктор дилнур рәйһанниң «башқиларниң мүлкигә зийан селиш» билән әйибләнгән җинайи ишлар делосини сот қилишни башлайду.
хитайниң парижда турушлуқ әлчиханисидики үч нәпәр хадим рәйһанниң 2022-йили 9-айда париж шәһәр әтрапида өткүзүлгән бир музика фестивалида хитай һөкүмитигә қарши елип берилған намайишқа қатнашқанлиқи үчүн, униң үстидин әрз сунған. мәлум болушичә, у шу қетимлиқ паалийәттә әлчиханиниң бир лозункисиға қизил бойақ чачқан болуп, бу бир дәвагәрниң айиғини тазилаш үчүн 25 йавро хәҗлишигә сәвәбчи болған.
хитай һөкүмити әслидә рәйһанни «мал-мүлүккә зийан селиш» вә «ирқчилиқ характерлик һуҗум қилиш» (бу әйибләш кейинчә қайтурувелинған) билән әйиблигән. әмәлийәттә, рәйһан хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики уйғурларға қаратқан зулумиға очуқ-ашкара наразилиқ билдүргән болуп, бу зулумлар кәң көләмлик халиғанчә тутқун қилиш вә түрмигә ташлаш, қийин-қистақ, мәҗбурий ғайиб қилиш, кәң көләмлик көзитиш, мәдәнийәт вә диний зийанкәшлик, аилиләрни парчилаш вә мәҗбурий әмгәккә селишни өз ичигә алиду. «кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати» қатарлиқ нурғун тәшкилатлар бу зийанкәшлик һәрикәтлириниң бәзилирини инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүриду, дәп қарайду.
дилнур рәйһан 3-айдики сотта мундақ дегән: «хитай әлчиханисиниң мәқсити делода утуш йаки уттуруш әмәс, бәлки маңа роһий вә иқтисадий җәһәттә зийан йәткүзүш арқилиқ, мениң тәнқидий авазимни боғуштур. фирансийә сот мәһкимисиниң қилишқа тегишлик иши мени әйибләш әмәс, бәлки мени хитайниң тәһдитидин қоғдап, авазимниң боғулуп қелишиниң алдини елиштур».
тәптиш мәһкимиси 2023-йили дәсләптә хитай һөкүмитиниң әрзи йүзисидин дәва ачмаслиқни қарар қилғаниди. лекин, ши җинпиңниң 2024-йили 5-айда фирансийәдә дөләт ишлири зийаритидә болуши вә йүзлигән уйғур, тибәт вә башқа кишиләрниң наразилиқиға учришидин бир ай кейин, тәптиш мәһкимиси қайта наразилиқ әрзи сунуш арқилиқ бу делони қайтидин башлиди. сот әслидә 2025-йили 3-айда ечилидиған қилип бекитилгән болсиму, әмма хитай әлчиханисиниң һечқандақ адвокат йаки хадим әвәтмәслики сәвәбидин 10-айға кечиктүрүлди.
йеқинқи йиллардин буйан, хитай һөкүмитиниң чәт әлләрдики тәнқидчиләргә вә муһаҗирәттики хитайларға қаратқан паракәндичилики күчийип, дөләт чеграсидин һалқиған бу хил зийанкәшлик һәрикити «дөләт һалқиған бастуруш» дәп аталмақта. мәсилән, бу йил 7-айда хитай даирилири оқуғучи җаң йадини «дөләтни парчилашқа қутратқулуқ қилиш» тәк еғир җинайәт билән әйибләп қолға алди, буниң бирдинбир сәвәби униң парижда оқуватқан мәзгилидә тибәт кишилик һоқуқини қоллиғанлиқи иди.
фирансийә хәлқи хитай вә кишилик һоқуққа дәхли-тәруз қиливатқан башқа һөкүмәтләргә тинч шәкилдә наразилиқ билдүрәлиши, һәмдә бу сәвәбтин әйиблиништин әнсиримәслики керәк. фирансийә даирилири дилнур рәйһанға қаратқан әйиблишини қайтурувелип, диққитини хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә мәркәзләштүрүши лазим.