ислам дунйасиниң уйғурлар мәсилисидики сүкүти кишини үмидсизләндүриду

салиһә султан

мәнбә: «қарар» гезити |  2025 -йили 10-айниң 13-күни

уйғур шаири таһир һамут изгилниң уйғурларға йүргүзүлүватқан ирқий қирғинчилиққа өзи шаһит болғанлиқини байан қилған, бир қанчә мукапатқа еришкән китаби «йерим кечидә тутқун қилинишни күтүш» «тимаш» нәшрийати тәрипидин нәшр қилинди. «қарар» гезитиниң зийаритини қобул қилған изгил мундақ деди: «зулум пәләстиндә болсун йаки шәрқий түркистанда болсун, у һәр вақит зулумдур. униң маһийити өзгәрмәйду. хитайниң шәрқий түркистандики зулмини инкар қилишидин қечип қутулғили болмайду. лекин, түрк вә ислам дунйасиниң хитай тәрәптә туруп бу зулумни инкар қилиши йаки сүкүт қилишни таллиши мени толиму үмидсизләндүриду.»

ислам дунйасиниң уйғурлар мәсилисидики сүкүти кишини үмидсизләндүриду

шәрқий түркистанлиқ шаир вә йазғучи таһир һамут изгилниң 2023-йиллиқ америка дөләтлик китаб тәнқидчилири бирләшмисиниң «җон леонард» мукапатиға вә 2024-йиллиқ «мор кишилик һоқуқ китаб» мукапатиға еришкән «йерим кечидә тутқун қилинишни күтүш» намлиқ китаби «тимаш» нәшрийати тәрипидин түркчигә тәрҗимә қилинди. америкада йашаватқан йазғучи билән өз һайат һекайисидин илһамлинип йазған китабини чөридәп, хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ дәриҗисигә барған бастурушлирини, җаза лагерлирини вә уйғурларниң дунйаға аңланмайватқан азаб-оқубәтлирини сөһбәтләштуқ.

-  хитайниң уйғурларға қаратқан зулми һәққидә нурғун нәрсиләрни аңлаватимиз, лекин ичкиридин гуваһлиқ беридиғанлар аз. сизниң «йерим кечидә тутқун қилинишни күтүш» намлиқ китабиңиз бу әһвалниң кәм учрайдиған мисаллиридин бири. шәрқий түркистанда зади немә ишлар болуватиду?

«йерим кечидә тутқун қилинишни күтүш» уйғурларға қарита кәң көләмлик тутқун қилиш һәрикити башлинишниң алди-кәйнидә шәрқий түркистандики әһвалниң қандақ икәнлики һәққидики биваситә көзәткәнлиримни байан қилидиған вә шу асаста йезилған бир әслимә китабидур. өткән он нәччә йилда хитай дунйадики иккинчи чоң иқтисадий күчкә айланди. шуниң билән биргә, дәриҗидин ташқири күч болуш арзусиму күчәйди. болупму «бир бәлбағ, бир йол» түриниң йолға қойулуши билән, хитай һакимийити шәрқий түркистандики уйғурларни «дөләт хәвпсизликигә тәһдит» дәп бекитип, уларни бир пүтүн милләт сүпитидә йоқитиш вә у земинни өзлири үчүн мәңгүлүк вә муқим бир тупраққа айландуруш нийитини ашкарилиди. шүбһисизки, хитай дунйаниң буниңға сүкүт қилидиғанлиқиға, һеч болмиғанда қарши чиқалмайдиғанлиқиға ишинәтти. мана мушундақ чоң бир арқа көрүнүш астида, уйғурларға қарита мисли көрүлмигән бир зулум башланди. бир милйондин үч милйонғичә уйғур җаза лагерлириға қамалди, ислам дини чәкләнди. уйғур тили мәктәпләрни асас қилған һалда күндилик турмушниң нурғун саһәлиридин чиқириветилди. мәдәнийәт қиммәт қарашлири йоқ қилинди. ата-анилар пәрзәнтлиридин айрилди. йаш уйғур қиз-йигитлири мәҗбурий әмгәккә селинди. уйғурларниң нопуси туйуқсиз азайди вә ахирида бу зулумниң бир ирқий қирғинчилиқ икәнлики дәлилләнди.

-  китабиңиз нәшр қилинғандин кейин хәлқаралиқ мукапатларға еришти, әмма шуниң билән бир вақитта аилиңизгә қилиниватқан бесимму ашти. бу бир-биригә зит икки хил туйғуни қандақ баштин кәчүрүватисиз?

китаб нәшр қилинғандин кейин һәқиқәтән мән ойлимиған дәриҗидә күчлүк тәсир пәйда қилди. дунйаға даңлиқ мәтбуатларда әсәрни махтиған йазмилар елан қилинди. 20 гә йеқин тилға тәрҗимә қилинди. хәлқаралиқ мукапатларға еришти. лекин, мән бу мувәппәқийәтләрдин һәқиқий бир хушаллиқ һес қилалмидим. чүнки, биринчидин, бу китабта хәлқимниң паҗиәси байан қилиниду, иккинчидин, ата-анам, туғқанлирим вә достлирим шәрқий түркистанда зулум астида йашаватиду. йәнә бир тәрәптин, интернет алақиси мушунчивала тәрәққий қилған бир дәврдиму, уларниң бихәтәрлики үчүн улар билән һечқандақ шәкилдә алақә қилалмаймән. айалим вә балилирим һазир америкада хатирҗәм йашаватқан болсиму, худди китабта айалим мәрһабаниң ейтқинидәк: «җисмимиз бу йәрдә болсиму, роһимиз ана вәтәндә қепқалди.» биз техичә хитайниң уйғурларға қаратқан зулмидин қутулалмидуқ. әмма үмидимизни йоқатмидуқ. өз вәтәнимиздә әркин йашаш ирадимиздин ваз кәчмидуқ вә буниң үчүн һәр даим күрәш қилимиз. мана бу, һайатимизға мәна беғишлайдиған һәрикәтләндүргүч күчтур!

«пәләстиндә болсун, шәрқий түркистанда болсун, зулумниң маһийити өзгәрмәйду»

-  сизчә, дунйаниң техичә көрүшни халимайватқан әң рошән һәқиқәт немә?

«зулумниң ишики ечилса, қайта йепилмайду» дегән бир сөз бар. инсанийәт бир пүтүн гәвдигә айланған бүгүнки күндә, зулум пәқәт йүз бәргән хәлқ йаки район биләнла чәклинип қалмайду. мениңчә дунйа бу һәқиқәтни көрәлмәйватиду. зулум пәләстиндә болсун, араканда йаки шәрқий түркистанда болсун, у һәр вақит зулумдур. униң маһийити өзгәрмәйду.

-  йилларниң өтүшигә әгишип бесимниң күчийиши билән уйғурларниң күндилик турмушида әң көп қайси әркинлик йоқалди?

мениңчә, уйғурлар мәһрум қалған әң чоң әркинлик диний етиқад әркинликидур. һазир кишиләр нормал ибадәт қилалмайду. өйлиридә диний китабларни сақлийалмайду. «аллаһ» дегән сөзни тилға алалмайду. бир-бири билән саламлашқанда «әссаламу әләйкум» дейәлмәйду. һалал билән һарамни пәрқләндүрүшкә җүрәт қилалмайду. балилириға «муһәммәд, ибраһим, аишә, патимә» дегәндәк исимларни қойалмайду. һалбуки, бу чәклимиләр уйғурлар ислам динини қобул қилғандин кейинки миң йиллиқ һайатида әсла көрүлүп бақмиғаниди. пүткүл ислам дунйасини өзиниң арқа һойлиси дәп қарайдиған хитай, уйғурларниң ислам етиқадини мана мушу дәриҗидә айағ-асти қилмақта. ишниң әң қизиқарлиқ йери шуки, хитай асасий қануни вә аптоном район қанунида диний әркинликниң қоғдилидиғанлиқиға ениқ капаләт берилгән. буниңдин башқа, уйғур тилиниң йоқилишиму интайин тез сүрәттә давамлашмақта.

-  китаб давамида һес қилдурған «сүкүт» туйғуси диққәтни тартиду. шәрқий түркистан хәлқи сүкүткә мәһкум қилиндиму?

шундақ, һазир шәрқий түркистан хәлқи зулум алдида сүкүт қилишқа мәҗбур. әмма мән қаршилиқниң давамлишиватқанлиқиға ишинимән. лекин, биз алақиниң дегүдәк пүтүнләй контрол астида тутулуватқан бир муһитта буниң тәпсилатлирини биләлмәймиз. 11-сентәбир вәқәлиридин кейин, хитай һөкүмити уйғурларни хәлқара террорлуққа бағлап җазалаш үчүн, уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлирини мубалиғиләштүрүп вә бурмилап дунйаға йаман көрситишкә тиришти. һәтта бәзи террорлуқ һәрикәтлирини өзлири орунлаштурди. лекин, 2017-йилдики чоң тутқундин кейин, болупму бәзи ғәрб дөләтлириниң хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан зулмини ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт дәп етирап қилишидин кейин, хитай шәрқий түркистанда йүз бәргән қаршилиқларни дәрһал бастуруш вә бу һәқтики учурларни қәтий тосуш йолини тутти. шуңа һазир уйғурларниң қаршилиқиға даир дәлил характерлик хәвәрләрни аңлийалмаймиз, пәқәт сүкүтнила көримиз.

уйғурлар билән түркләр қериндаштур

-  хәлқара җәмийәт бу зулумни тохтитишта немә үчүн бу қәдәр үнүмсиз қалди? қайси қәдәм бесилмай туруп вәзийәт өзгәрмәйду?

хәлқара җәмийәт кәң көләмлик бир бирлик сәп һасил қилип шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқни тохтиталмиған болсиму, америка һөкүмити, бәзи ғәрб дөләтлириниң парламентлири вә б д т кишилик һоқуқ комитети хитайниң уйғурларға қаратқан зулмини ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт дәп етирап қилди. лондон уйғур сотиму бу дийагнозни дәлилләйдиған бир қарар чиқарди. америкада уйғурларға алақидар қанунлар тәстиқланди, хитайдики ирқий қирғинчилиққа четишлиқ орган вә шәхсләргә җаза елан қилинди йаки чәклимиләр қойулди. нурғун хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири, паалийәтчиләр, сийасийонлар вә тәтқиқатчилар шәрқий түркистандики зулумға қарши инкас қайтурди. мениңчә, буниң нәтиҗисидә хитайниң уйғурларға қаратқан зулминиң техиму күчийип кетиши мәлум дәриҗидә тосулди. уйғурларниң хитай ойлиғандәк игисиз әмәслики испатланди вә әң муһими, хитайға ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт дегән тамға бесилди. мениңчә булар кичик мувәппәқийәтләр әмәс. лекин, әпсуслинарлиқ йери шуки, бу мувәппәқийәтләр шәрқий түркистан хәлқиниң мислисиз еғир бәдәл төлишини тәләп қилди вә бу бәдәл һелиһәм төлиниватиду.

- уйғур түрклири билән қериндаш болған түркийә түрклиригә немиләрни демәкчисиз?

уйғурлар билән түркләр қериндаштур. бу һәқиқәтни һеч нәрсә өзгәртәлмәйду. мән түркийә һәққидә даим мундақ бир әһвални ойлаймән: бир киши йирақтики мәзлум бир туғқининиң зулумға учраватқанлиқини билсә вә уни зулумдин қутулдурушқа күчи йәтмисә немә қилиши керәк? у киши у туғқиниға қолидин келишичә йардәм қилиши вә униң билән биллә икәнликини җакарлийалиши керәк. кәм дегәндә униңға болған көңүл бөлүши вә ғәмхорлуқини ипадиләп, униңға қиммәт беридиғанлиқини очуқ ейталиши керәк. мениңчә, бу шундақла әң төвән дәриҗидики инсанийлиқтур.

инсанийәт виҗданиға сунулған бир синақ

-  хитайни асас қилған бәзи чәмбирәкләр уйғурлар дуч келиватқан зулумни инкар қиливатиду. сизчә бу инкар қилиш қайси сөзләмләр билән елип бериливатиду?

хитайниң шәрқий түркистандики зулмини инкар қилишидин қечип қутулғили болмайду. лекин, түрк вә ислам дунйасиниң хитай тәрәптә туруп бу зулумни инкар қилиши йаки сүкүт қилишни таллиши мени толиму үмидсизләндүриду. гәрчә уларниң хитайдин келидиған мәнпәәтлири үчүн шундақ қиливатқанлиқини билсәмму, шәрқий түркистандики зулумниң инсанийәт виҗданиға сунулған бир синақ икәнликигә, һөкүмәтләр үчүн иқтисадий мәнпәәт билән биргә һәққанийәт вә адаләтниңму муһим икәнликигә ишинимән. униң үстигә, қериндашлиқ вә диндашлиқ риштимиз аримизда турупту.

сүргүндә нурғун йазғучи вә шаирлиримиз бар

-  уйғур шеирийити вә әдәбийатиниң бу дәврдики роли немә? шеир йәнила бир қаршилиқ көрситиш шәкли болаламду?

шәрқий түркистанда уйғур әдәбийати худди у йәрдики инсанлардәк зулум астида. нормал бир әдәбийаттин сөз ечиш мумкин әмәс. шуңа һазир униң бир қаршилиққа айлиниши интайин қийин. лекин мән йазғучи вә шаирларниң есил әсәрләрни йезишни давамлаштуруватқанлиқиға ишинимән. кәм дегәндә уйғурчә әсәр йезишниң өзила миллий мәдәнийитимизни давамлаштурушниң муһим йоллиридин бири. сүргүндә бир түркүм уйғур йазғучи вә шаирлири бар. улар йезишни давамлаштуруватиду вә йазған әсәрлири күнсери дунйаниң диққитини тартмақта. түрк оқурмәнләрниң бу әсәрләргә қизиқишини үмид қилимән.

хәлқим бесимларға қаримай мәдәнийитигә игә чиқиватиду

-  бүгүнки күндә шәрқий түркистанда адәттики бир инсанниң һайати қандақ? бир күнини тәсвирләп бәрсиңиз, оқурмәнлиримизни қайси тәпсилатлар әң һәйран қалдуратти?

һазир шәрқий түркистанда адәттики бир уйғур пуқрасиниң һайати, күндилик турмуши үчүн керәклик болған асаслиқ еһтийаҗлирини қамдаш вә җаза лагерлириға ташлиништин қутулуш үчүн тиришиш билән өтиду. гунаһсиз туруп хитай һөкүмити тәрипидин җазалиниш қорқунчи пүтүн җәмийәтниң омумий роһий һалитигә орнишивалған. бихәтәрлик камералири һәммә булуң-пучқақни қаплиған, сақчиларниң кишиләрни әрзимәс баһаниләр билән тутқун қилиши адәттики ишқа айланған, һөкүмәт кишиләрни бир-бирини паш қилишқа мәҗбурлаш йаки риғбәтләндүрүш дегәндәк әң рәһимсиз усуллар билән җәмийәт үстидики контроллуқни әң йуқири чәккә йәткүзгән. уйғурларға қарита ишәнчсизлик, кәмситиш вә чәткә қеқиш сийасәтлири очуқ-ашкара йүргүзүлүватиду. мушундақ бир муһитта, кишиләрниң җисманий вә роһий җәһәттин сағлам қелиши вә күндилик турмушини давамлаштуралишиниң өзила чоң бир бәхткә айланди. шәрқий түркистандики уйғурлар, инсанниң әқлигә сиғмайдиған бу зулум астида метанәт билән йашаватиду, өз мәдәнийитини давамлаштуруватиду вә һәр түрлүк имканийәтләрдин пайдилинип зулумға қарши қаршилиқ көрситиватиду.