таһа қилинч тәқсим җамәси мәдәнийәт-сәнәт мәркизидә өткүзүлгән паалийәттә шәрқий түркистанниң әһвалини тонуштурди.
«йеңи шәпәқ» гезитиниң йазғучиси таһа қилинч шәрқий түркистандики мусулманларниң еғир тосалғуларға дуч келиватқанлиқини, мәсчитләрниң тақақ, йағлиқниң чәкләнгәнликини, мәқбәриләрниң вәйран қилинғанлиқини ейтти.
2025-йили 14-өктәбир
йазғучи таһа қилинчниң «кәтәбә» нәшрийати тәрипидин оқурмәнләр билән йүз көрүшкән «йоқалған җуғрапийәниң изидин: шәрқий түркистан сайаһәтнамиси» намлиқ әсириниң тонуштуруш мурасими тәқсим җамәси мәдәнийәт-сәнәт мәркизидә «йирақтики бир дийар әмәс, йеқинқи бир синақ» темисида өткүзүлди.
китабни шәрқий түркистанға берип йазғанлиқини билдүргән қилинч: «әпсуски, мәсчитләрни тақақ һаләттә көрдуқ, мәсчитләрдә намаз оқуйалмидуқ. әпсуски, кочиларда мусулман айалларниң һиҗабиниң еғир дәриҗидә чәклиниватқанлиқини көрдуқ» деди. «бу дәрдни бирликтә ортақлишайли» дегән қилинч, шәрқий түркистан хәлқиниң әсирләрдин буйан давамлишиватқан мәвҗутлуқ күришигә диққәтни тартип мундақ деди:
«бүгүн шәрқий түркистанда мәсчитләрниң мунарлири чеқиливатиду, мәқбәриләр вәйран қилиниватиду, қәбристанлиқлар йоқитилмақта. йағлиқ чәкләнмәктә, ибадәт қилғучилар көзитилмәктә. бир милләтниң тарихий әслимиси системилиқ һалда йоқитишқа урунулмақта. бу китаб, мана бу йоқитишниң җимҗит шаһитидур.»

әзан авази аңлимидим
қилинч сайаһитиниң 8 күн давамлашқанлиқини билдүрүп мундақ деди:
«бир мусулман болуш сүпитим билән, өз гуваһлиқим даирисидә әзан авази аңлимиғанлиқимни ейтип өтимән. ойлап беқиң, хотән шәрқий түркистанниң әң диндар, әң тәқвадар шәһәрлириниң бири. биз турған мәзгилдә, шәһәр мәркизидә мусулман нопус нисбити кәм дегәндә йәтмиш пирсәнт болған бу шәһәрләрдә кочида бир даниму йағлиқлиқ айални көрмидим.»