түркистан таймиз, истанбул - 16-өктәбир 2025: түркийәлик тонулған журналист вә йазғучи таһа қилинч, хитай һөкүмитиниң қаттиқ назарити астидики шәрқий түркистанға йошурун зийарәт елип берип, уйғурлар дуч келиватқан еғир бесим вә кишини чөчүтидиған һәқиқәтләрни өз ичигә алған «йоқап кәткән җуғрапийәниң изидин - шәрқий түркистан сайаһәт хатириси» намлиқ китабини нәшр қилдурди. сәрбәстийәт гезитигә бәргән мәхсус зийаритидә, у өзиниң бу китаби сәвәблик бейҗиң һөкүмитиниң дипломатик бесимиға учриғанлиқини ашкарилиди.
зийаритиниң тәпсилатини ортақлашқан таһа қилинч, өткән йили 6-айда қазақистан чеграси арқилиқ шәрқий түркистанға киргәнликини вә сәккиз күнлүк бу мусапиниң хитай һөкүмитиниң контроллуқидики тәшвиқат характерлик зийарәтләрдин түптин пәрқлинидиғанлиқини әскәртти. униң мәқсити хәлқара җәмийәт «ирқий қирғинчилиқ» дәп әйибләватқан бесим сийасәтлириниң нәқ мәйдандики испатлирини топлаш вә уйғур хәлқиниң һәқиқий әһвалини дунйаға аңлитиш иди.
таһа қилинчниң ашкарилишичә, райондики диний бесимниң әң рошән ипадилиридин бири мәсчитләрниң вәзийитидә гәвдиләнгән. униң байан қилишичә, хитайниң тәшвиқатлирида «ечиветилгән» дәп көрситилгән нурғун мәсчитләр әмәлийәттә музей, һарақхана, қәһвәхана, һәтта меһманханиларға өзгәртиветилгән. у мундақ деди: «қәшқәрдики тарихий һейтгаһ мәсчитиниң ичидә намаз оқуйдиған җайларға чәклимә лентиси тартилип, пүтүнләй музейға айландурулған. мән бир мәсчит һойлисида йашанған уйғурларниң хитай байриқи астида дөләткә садақәт қәсими беришкә мәҗбурланғанлиқиға шаһит болдум».
зийарәт җәрйанида, таһа қилинч уйғурларниң күндилик турмушидики қаттиқ назарәт вә қорқунч кәйпийатини чоңқур һес қилғанлиқини билдүрди. сәккиз күнлүк мусапидә бирәр қетимму әзан авази аңлимиғанлиқини, намаз вақтида мәсчитләргә кирмәкчи болғанда һәрхил баһаниләр билән тосқунлуққа учриғанлиқини тилға алди. болупму йаркәнт қатарлиқ шәһәрләрдә йаш вә оттура йашлиқ әрләрниң көрүнмәслики, кочиларда пәқәт айаллар, балилар вә йашанғанларниңла учришиши «йиғивелиш лагерлири» һәққидики дәлилләрни техиму күчәйтқән. уйғур аилилиридики пичақ қатарлиқ аилә буйумлириға QR коди орнитилип, һәр бир пичақниң аилә нопусиға тизимланғанлиқи, шәһәр кочилириниң һәр 10-15 метирда бир йуқири ениқлиқтики камералар билән толғанлиқи, һәтта ташйолларниң биваситә сақчиханиларниң ичидин өтидиғанлиқи қатарлиқ әһваллар райондики бесимниң дәриҗисини көрситип бериду.
уйғурларниң ташқи дунйа билән болған алақисиниң пүтүнләй үзүветилгәнликини тәкитлигән қилинч, уларниң һәтта аддий бир саламға җаваб қайтуруштинму қорқидиғанлиқини байан қилди. у түркийә ташқи ишлар министири һакан фиданниң зийаритидә бир уйғур аниниң «әссаламуәләйкум» дегән саламға «вәәләйкум әссалам» дәп җаваб қайтурушқа петиналмай, пәқәт «йахшимусиз» дәп җаваб бәргәнликини мисал қилип, буниң райондики писхикилиқ бесимниң нәқәдәр еғирлиқини көрситип беридиғанлиқини әскәртти.
хуласилигәндә, таһа қилинчниң бу китаби, хитайниң тәшвиқатлириға күчлүк рәддийә берип, шәрқий түркистандики уйғур хәлқи дуч келиватқан еғир бесим, мәдәнийәт қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайәтләр һәққидә нәқ мәйдандин елинған җанлиқ вә муһим бир гуваһлиқ сүпитидә зор әһмийәткә игә.