зор дәриҗидики бихәтәрлик вә сийасий сәтчилик ичидә, парламентниң сәзгүр мәхпийәтликлирини бейҗиңға ашкарилашқа четишлиқ, диққәт тартқан бир җасуслуқ делоси, әнглийә баш тәптиш мәһкимисиниң 2021-йилидин 2023-йилиғичә болған арилиқта хитайниң дөләт бихәтәрликигә биваситә тәһдит елип кәлгәнликини испатлайдиған йетәрлик дәлил-испатларни суналмиғанлиқи сәвәбидин мувәппәқийәтсизликкә учриди. җамаәт пикриниң диққитини тартқан бу делода, кристофер каш вә кристофер беррий хитайниң җасуслири болуш, консерватиплар партийәсиниң рәһбәрлик бәйгиси вә сәзгүр сийасий қарарларға аит мәхпий учурларни хитай истихбарат органлириға йәткүзүш билән әйибләнгән иди. дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчисиниң муавини матев коллинз байанатида, «APT31» ға охшаш тонулған хитай гуруппилириниң җасуслуқ паалийәтлири вә тор һуҗумлириниң мәвҗутлуқиға қаримай, әнглийә һөкүмитиниң хитай билән «иҗабий мунасивәт» орнитишқа тиришиватқанлиқини ейтти. гәрчә коллинз җасуслуққа урунуш һәрикәтлири һәққидә тәпсилий мәлуматларни ашкарилиған болсиму, әмма хитайни дөләт бихәтәрликигә биваситә тәһдит дәп тәсвирлимиди, бу әһвал бир қатар тәнқид вә соалларни қозғиди.
йепип-йошуруш вә сийасий мудахилә қилиш әйибләшлири
борис җонсонниң сабиқ мәслиһәтчиси доминик каммингисниң һөкүмәтни 2020-йилидики бир қетимлиқ бихәтәрлик сепиниң бузулушини йепип-йошурғанлиқи, буниң хитайниң ғайәт зор миқдардики интайин сәзгүр мәлуматларға еришишигә шараит йаратқанлиқи тоғрисидики әйиблиши билән сийасий җиддийчилик күчәйди. каммингис йуқири дәриҗилик әмәлдарларни бу вәқәни йошурушқа урунғанлиқи вә җамаәтчиликкә ашкарилашни рәт қилғанлиқи билән әйибләп, парламентта омумйүзлүк тәкшүрүш елип беришни тәләп қилди. буниңға қарита, рәсмий мәнбәләр әйибләшниң бәзи тәпсилатлирини инкар қилған болсиму, әмма һәқиқий хилаплиқларниң мәвҗутлуқини етирап қилди.
буниңдин башқа, коллинзниң байанатида ишчилар партийәсиниң 2024-йиллиқ пирограммисидин елинған ибариләрниңму орун елиши, хитай тәһдитини баһалашта йүз бериш еһтимали болған сийасий мудахилә тоғрисида кәң көләмлик талаш-тартиш қозғиди. чүнки консерватиплар партийәсиниң парламент әзалири бу хил ипадиләшни «ениқ сийасий мудахилә» дәп қарап, делоға даир талаш-тартишқа йеңи бир қатлам қошти.
әнглийә дөләт бихәтәрлики вә хитай билән болған мунасивәт
сотқа өтүш алдида турған бу дело, баш тәптишниң дәлил-испатларни «қануний тәләпниң 5 пирсәнтигиму йәтмәйду» дәп тәсвирлишидин кейин ахирлаштурулди. һөкүмәт мәнбәлири баш министир кейир стармерниң делониң мувәппәқийәтсизликкә учраш еһтималлиқидин алдин хәвәрдар икәнликини, әмма арилишип бақмиғанлиқини тәкитлиди. өз нөвитидә, кристофер каш өзигә ашкара сотлиниш пурсити берилмигәнликини әйибләп, делониң соттин бурунла таратқуларда һөкүм қилинип болғанлиқини билдүрди. әнглийә вә хитай әмәлдарлири оттурисидики дипломатик вә иқтисадий зийарәтләрниң давамлишиватқанлиқиға әгишип, сода мәнпәәтиниң бихәтәрлик мәнпәәтидин үстүн туруватқанлиқиға даир әндишиләр күчәймәктә. болупму бейҗиңниң лондондики сийасий вәзипигә тәйинләшләрни йеқиндин көзитиватқанлиқи, тәйвән вә шәрқий түркистандики уйғурларға қилиниватқан муамилә қатарлиқ сәзгүр мәсилиләргә көңүл бөлүватқанлиқини ашкарилиған мәхпий учурларниң тарқилишиға әгишип, бу әндишә техиму күчәймәктә. һазир әнглийәниң сийасий вәзийити өзара тәнқид вә әйибләш борининиң мәркизидә туруватқандәк қилиду. буниң билән бир вақитта, техиму ашкарилиқни йолға қойуш вә хитай җасуслуқиниң дөләт бихәтәрлики вә әнглийәниң игилик һоқуқиға қанчилик тәсир көрсәткәнликини тәкшүрүшкә даир чақириқлар күнсери күчәймәктә.
2025-йили 16-өктәбир
мәнбә: https://www.okaz.com.sa/news/politics/2217980