рәсим: кона достларниң учришишиму? бачеләт билән ваң йи 14-өктәбир көрүшмәктә. мәнбә: хитай хәлқ җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи.
б д т ниң сабиқ кишилик һоқуқ алий комиссари уйғурларға қарита елип бериливатқан мәдәнийәт қирғинчилиқи мәсилисидә һакимийәткә йүзлинәлмигән болуп, һазир х к п билән йәнә бир қетим сүрәткә чүшүш пурсити йаратти.
марко респинти (Marco Respinti)
2025-йили 23-өктәбир, зимистан тори
2025-йили 14-өктәбир, чилиниң сабиқ сәһийә министири вә сабиқ пирезиденти, адәттә мишел бачеләт дәп аталған вероника мишел бачеләт җерийа, хитай хәлқ җумһурийити билән б д т ниң җинсий баравәрлик вә айалларниң һоқуқини күчәйтиш программиси (қисқартилип б д т айаллар тәшкилати дейилиду) тәрипидин бирликтә уйуштурулған «йәршари рәһбәрлириниң айаллар ишлири учришиши» (2025-йили 13-14-өктәбир) үчүн бейҗиңда туруватқан мәзгилдә, хитай хәлқ җумһурийитиниң ташқи ишлар министири вә хитай коммунистик партийәси 20-нөвәтлик мәркизий комитети сийасий бийуросиниң әзаси ваң йи билән көрүшти.
1995-йили бейҗиңда өткүзүлгән вә зор талаш-тартиш қозғиған «төтинчи нөвәтлик дунйа айаллар йиғини» ниң 30 йиллиқида, хитайниң бундақ дағдуғилиқ нам билән бундақ бир паалийәтни уйуштуруши вә өткүзүши аллиқачан бир күлкилик иш. әмәлийәттә, «бир пәрзәнтлик сийасәт» ниң җинайи дәврлиридин тартип, бүгүнки күндики диний вә миллий зийанкәшликкә учраватқан гуруппилардики айалларға йүргүзүлүватқан мәҗбурий туғмаслаштуруш, мәҗбурий тоғут чәкләш, зорлуқ-зомбулуқ вә басқунчилиққа охшаш охшашла җинайи қилмишларғичә болған хитайда айалларға қилинидиған рәзил муамилә һәммә нәрсини чүшәндүрүп бериду.
әмма сүрәтләр вә хитай ташқи ишлар министирлиқи қолланған аһаңдин қариғанда, бачеләт билән ваң йиниң күлүмсирәп қол елишип көрүшүши, әгәр пүтүнләй паҗиәлик болмиған болса, техиму әқилгә сиғмайдиған бир иш болатти.
бачеләт 2018-йили 1-сентәбирдин 2022-йили 31-авғусққичә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йәттинчи нөвәтлик кишилик һоқуқ алий комиссари болуп ишлигән. у бу вәзиписидә, дәл вәзиписидин айрилған күни, йәни 2022-йили 31-авғуст елан қилинған «хитай хәлқ җумһурийити шәрқий түркистан уйғур аптоном районидики кишилик һоқуқ әндишилирини баһалаш» намлиқ кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи ишханиси (OHCHR) ниң доклатиға мәсул иди.
оқурмәнләр узун күттүрүлгән бу доклатниң елан қилинишиниң сирлиқ һалда кечиктүрүлгәнликини әслисә керәк. у ахирида уйғур диаспораси вә мәдәний дунйаниң нурғунлиған аһу-зарлири вә бесимлиридин кейин, униң әң ахирқи аптори вә түзгүчисиниң вәзипә өтәштики әң ахирқи күни елан қилинди. шуниң билән, бу доклат әмәлийәттә бир хил ениқсиз һаләттә қепқалди, униң күчи әмәлийәттә түгәп, анда-санда, һәмдә наһайити кәм учрайдиған һалда нәқил елинидиған, қуруқ гәптин башқа нәрсә болмиған бир варақ қәғәзгә айлинип қалди.
бу кечиктүрүшниң сийасий сәвәблири хелила ениқ иди. гәрчә доклатта шәрқий түркистандики - йәни йәрлик ғәйрий хитай аһалиләр тәрипидин шундақ аталған райондики - вәзийәткә қарита еғир әйибләшләр болсиму вә бәзи қилмишларни очуқ-ашкара инсанийәткә қарши җинайәтләр дәп түргә айриған болсиму, лекин у райондики йүз бериш еһтималлиқи болған мәдәнийәт қирғинчилиқи һәққидики һәрқандақ пәрәздин еһтийатчанлиқ билән өзини қачуриду, шуниң билән бир вақитта бу мәсилә үстидә һәрқандақ бир әстайидил тәкшүрүшниң елип берилишини үнүмлүк тосуп, мәсилини муддәтсиз кечиктүрди.
хитай тәрипидин йүргүзүлгән мәдәнийәт қирғинчилиқиға дучар болған уйғурларниң узун кечиктүрүлгән бу доклатқа қарита икки асаслиқ инкаси болди. улар униң кечикип елан қилинғанлиқи вә «қирғинчилиқ» сөзини ишлитиштин өзини қачурғанлиқидин қаттиқ азабланди. шундақтиму, вақти кәлгәндә, улар мәлум дәриҗидә инкас қозғаш үчүн, «инсанийәткә қарши җинайәтләр» ни әйибләшниң йетәрсиз, әмма йәнила пайдилиқ тәрипини қобул қилип, мәҗбурийәтни пурсәткә айландурди. әмма мәсилә шуки, бу хилдики инкаслар аз вә көзгә көрүнәрлик болмиди. кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи ишханиси әдлийә вә һәқиқәт үчүн күчлүк бир қорал болалайтти; әксичә, униң текисти б д т ниң ғайәт зор дөвә һөҗҗәтлиригә қошулған йәнә бир һөҗҗәт болуп қалди.
хитай ташқи ишлар министирлиқи һазир «...хитай хәлқиниң узун йиллиқ дости» дәп атаватқан бачеләт бу мәғлубийәткә биваситә мәсул. бирақ, хитай министирлиқи мундақ дәйду: «у б д т кишилик һоқуқ алий комиссари болуш сүпити билән вәзипә өтигән мәзгилдә, адаләтни қоғдиди, хитайниң тәрәққийатиға обйектип вә әқлий нәзәр билән қариди, һәмдә икки тәрәп оттурисидики баравәр вә достанә алақиләрни илгири сүрди.»

рәсим: бачеләт билән ваң йиниң рәсмий учришиши. мәнбә: хитай хәлқ җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи
өз нөвитидә, бачеләт, министирлиқниң хәвиригә қариғанда, «...хитайни йәршари рәһбәрлириниң айаллар ишлири учришишини мувәппәқийәтлик өткүзгәнлики билән тәбрикләп, чили билән хитай оттурисидики достлуқниң узун тарихқа игә икәнликини билдүргән. чили хитай хәлқ җумһурийити билән дипломатик мунасивәт орнатқан тунҗи җәнубий америка дөлити вә хитай билән әркин сода келишими имзалиған тунҗи латин америкиси дөлитидур».
нурғун кишиләр чилиниң 1970-йили 15-декабир, йеңидин сайланған пирезиденти салвадор гийлермо алленде госсенс (1908-1973) ниң рәһбәрликидә хитай билән дипломатик мунасивәт орнатқанлиқини унтуп қелиши мумкин. алленде шу йили 3-сентәбир вәзипигә олтурған иди. гәрчә у 1973-йили чилидики һәрбий өзгириш җәрйанидики паҗиәлик өлүми сәвәбидин нурғун кишиләр тәрипидин әслинип, һөрмәт қилинсиму, дохтурлуқтин сийасәткә йөткәлгән алленде евгеника (ирқий саплаштуруш) вә ирқий кәмситиш идийәсигә игә қәтий сотсийалист болуп, һөкүмити һәтта сабиқ натсист германийә җинайәтчисиниму қоғдиған иди. буларниң һәммиси чилилиқ пенсийәгә чиққан академик виктор ернесто фарийасниң 2005-йили нәшр қилинған «салвадор алленде: антисемитизм (йәһудийларға қарши туруш) вә евтаназийә (азабсиз өлүм)» намлиқ китабида һөҗҗәтләштүрүлгән.
бу һекайиниң әң кишини һәйран қалдуридиған тәрәплиридин бири, бачеләтниң өзи чилиниң сәһийә министири болуп ишләватқан мәзгилдә, алленде тәрипидин лайиһәләнгән, барлиқ «нормалсиз» пуқраларни туғмаслаштурушни мәқсәт қилған бир евгеника қанунини йолға қойғанлиқидур.
хитай ташқи ишлар министирлиқи униң бейҗиң зийарити һәққидә хуласә чиқирип мундақ дәйду: «мишел бачеләт рәис ши җинпиңниң инсанийәт тәқдири ортақ гәвдиси нишанини әстә чиң тутуп, инсанийәт үчүн техиму гүзәл кәлгүсини бирликтә йаритиш тәклипигә толуқ қошулидиғанлиқини билдүрди». бачеләт билән ваң йи күлүмсирәп турғанда, титрәватқанларниң - пәқәт уйғурларла әмәс – титрәш үчүн йетәрлик сәвәблири бар.