җәмийәтшунас дилнур рәیһанниң вәзиписи: хитайниң уйғурлар һәққидики байанлирини мустәмликичилик асаритидин қутулдуруш

тәпәккурни мустәмликичилик асаритидин қутулдуруш хитай билән шәрқий түркистан оттурисидики мустәмликилик мунасивитини етирап қилиштин башлиниду

йазғучи (фирансузчә): [Filip Noubel] / тәрҗимә (инглизчә):   [Laura] 

әсли нусхиси 2025-йили 8-өктәбирдә ,тәрҗимиси 23-өктәбир Global Voices торида елан қилинған

уйғурлар — оттура асийаға йәрлик, түркий тиллиқ, хитайда йашаватқан бир милләт болуп, уларниң еғир әһвали узундин буйан хәлқара җамаәтчиликиниң диққитидин чәттә қелип кәлгән иди. қандақла болмисун, 2020-йилидин буйан, бир қанчә дөләт уйғур қирғинчилиқини етирап қилди, бу әһвал кишиләрниң уйғурлар шәрқий түркистан, бейҗиң һөкүмити болса шинҗаң дәп атайдиған бу районға болған қаришини өзгәртти.

бүгүнки күндә, йавропадики уйғур диаспорасиниң вәзипилириниң бири — җамаәт вә таратқуларниң диққитини уйғурларға қаритилған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә мәркәзләштүрүш. буниң ичидә, бәзидә хитай даирилири билән һәмкарлишип, бу җамаәт әзалирини хитайға қайтуруп беридиған вә улар дGәрһал түрмигә ташлинидиған мусапирларни қобул қилғучи дөләтләрму бар. 2025-йили 2-айда тайландниң қириқчә уйғурни хитайға қайтуруп бәргәнлики буниң әң йеңи мисалидур.

«йәршари авази» уйғур диаспорасиниң, болупму йавропада дуч келиватқан хирислирини техиму йахши чүшиниш үчүн, йавропада йашаватқан уйғур җәмийәтшунас дилнур рәیһан билән елхәт арқилиқ сөһбәт елип барди. дилнур рәیһан [йавропа уйғур иниститути] ниң қурғучиси вә рәиси, шундақла чех пәнләр академийәси шәрқшунаслиқ иниститутиниң тәтқиқатчиси.

филип нобел:  сизниң вә башқиларниң тиришчанлиқи билән, 2021-йилидин башлап йавропадики һәрқайси дөләтләр уйғур қирғинчилиқини етирап қилишқа башлиди. бүгүн йәнә бир муһим бурулуш нуқтиси: парижда йавропа уйғур иниститутиниң ечилиши. немә үчүн бу шунчә муһим бир пәйт?

 

доктор дилнур рәیһан :  йавропа уйғур иниститути 2019-йилиниң бешида, биз 2009-йили қурған фирансийәдики уйғур оқуғучилар җәмийити (оғуз) ниң орниға қурулған. мән шунчә узун вақиттин бери парижда бир бинаға, бир сорунға, пәрзәнтлиримиз үчүн бир уйғур мәктипигә, бир уйғур мәркизигә игә болушни арзу қилип кәлгән идим. биз дегүдәк пүтүнләй пидаийлар вә ианиләр арқилиқ паалийәт қилидиған бир аммиви тәшкилат. парижниң мәркизидә җамаитимиз үчүн бир бинани иҗаригә елиш «мумкин болмайдиған бир вәзипә» гә охшайтти. шуңлашқа бу түр нурғун кишиләргә һәмишә әмәлгә ашмас бир чүштәк туйулатти. худди фирансийә парламентиниң уйғур қирғинчилиқини етирап қилиши үчүн елип барған паалийитимиздәк, уни башлиған вақтимизда һечким бизниң мувәппәқийитимизгә ишәнмигән иди, әмма ахирида биз буни әмәлгә ашурдуқ. һәр икки түр үчүн, биз уларни әмәлгә ашурушта полаттәк ирадә вә йеңилмәс қәйсәрликимиздин башқа һечқандақ вастимиз болмиған бир чүш билән иш башлиған идуқ.

филип нобел: мустәмликичилик асаритидин қутулуш — азаблиқ, әмма зөрүр бир җәрйан болуп, у мустәмликә астидики хәлқләргиму тәсир көрситиду. мустәмликичилик асаритидин қутулуш, атилиқ түзүмидики хирислар вә сүкүт мәдәнийити қатарлиқ мәсилиләр муһаҗирәттики уйғур җамаитигә тәсир көрситәмду?

доктор дилнур рәйһан:  узун муддәтлик мустәмликичилик һөкүмранлиқи астида азаб чәккән хәлқләр вә милләтләрдә мәлум шәкилдики коллектип алаһидиликләр шәкиллиниду, мәсилән, өз җамаитигә вә өзиниң коллектип кәлгүсигә болған ишәнчисини йоқитиш, һайат қелиш истратегийәлири вә өз ичигә чекиниш, өз җамаитигә мунасивәтлик тәшәббусларға йаки мустәмликичи һакимийәт тәрипидин «гуманлиқ» дәп қаралған тәшәббусларға қатнишиштин қорқуш, даимлиқ ишәнчсизлик... буниңдин башқа, хитайниң уйғур диаспорасиға қаратқан дөләт һалқиған бастуруши интайин кәң тарқалған вә рәһимсиздур, бу әһвал диаспора әзалири арисидики ишәнчсизлик вә қорқунчни техиму күчәйтмәктә. бу қорқунч мәдәнийити бир сүкүт мәдәнийитини шәкилләндүриду. бундақ бир шараитта, диаспорани бир ортақ түр үчүн коллектип һалда сәпәрвәр қилиш аҗайип тәс. 75 йил хитай коммунистик партийәсиниң көчмән мустәмликичилик сийасити вә униңдинму илгирири манҗу вә хитайларниң килассик мустәмликичилики астида йашаш, уйғур аппаратлириниң өзгичә бир атилиқ түзүми өлчимини шәкилләндүрди.

филип нобел: хитайниң уйғурлар һәққидики байанлирини, җүмлидин хитай диаспораси ичидики байанларни мустәмликичилик асаритидин қутулдурушқа кәлсәк, бу һәқтә немә дейәләйсиз?

доктор дилнур рәйһан:  хитай-уйғур мунасивитиниң мустәмликилик маһийити хитай җамаәтчиликигә, һәтта хитай диаспорасидикиләргиму тонуш әмәс. һазирғичә, уйғур қирғинчилиқи башланғандин буйан хитай диаспорасиниң көп қисми әң йахши дегәндиму сүкүт қилип келиватқан бир пәйттә, хитай өктичилири коммунистик сийасәтниң вәһшийликигә қарши сөз қилған болсиму, лекин мустәмликилик мунасивитини етирап қилмайду, уни қәстән һалда аддий кишилик һоқуқ вә «аз санлиқ милләтләр һоқуқи» мәсилисигә қисқартип чүшәндүриду. бир хәлқни «аз санлиқ милләт» дәриҗисигә чүшүрүп қойуш мустәмликичиликни муәййәнләштүрүш вә қанунлаштурушниң бир йолидур. лекин, түп мәсилини һәл қилиш үчүн, биз униң йилтизи болған хитайниң уйғур земинидики мустәмликичиликини һәл қилишимиз керәк. тәпәккурни мустәмликичилик асаритидин қутулдуруш хитай билән шәрқий түркистан оттурисидики мустәмликилик мунасивитини етирап қилиштин башлиниду.

йавропа уйғур иниститутида, тәпәккурни мустәмликичилик асаритидин қутулдуруш хизмити пәқәт хитай тиллиқ җамаәтчиликкила әмәс, бәлки уйғур диаспорасиғиму қаритилған. бу мәқсәттә, биз һазир уйғурчә, инглизчә вә фирансузчә программилар билән бир қатарда, хитай диаспорасидики илғар йашларни нишан қилған, болупму хитайчини асас қилған көп тиллиқ тор таратқу түрини тәрәққий қилдуруватимиз.

филип нобел: сиз йәнә муһаҗирәттики уйғур йашлири биләнму биллә ишләйсиз. уларниң асаслиқ хирислири немиләрдин ибарәт? уларниң кимликини қандақ тәсвирләйсиз?

доктор дилнур рәйһан:  диаспорада өсүп йетилгән йаш әвлад бизгә зор үмид беғишлайду. улар илғар, айалчи (феминист) вә инсанпәрвәр йашлардур. улар уйғур тарихини өгинишни халайду, өзлири йашаватқан дөләтләрниң тилидин башқа бир қанчә тилда раван сөзлийәләйду, һәр қайси саһәләрдә оқуватиду вә өзлири йашаватқан дөләтләрдики вә өз дәвридики йашлар билән зич бағланған. улар диаспорадики паалийәтчиликни өз дөләтлириниң, болупму ғәрбтики аппаратлар билән бағлашни арзу қилиду; улар техиму йеңилиқ йаритишчан вә техиму иқтидарлиқ.

2024-йили, йавропа уйғур иниститути тунҗи қетимлиқ хәлқаралиқ уйғур йашлири лаиклиқ қурултийини уйуштуруп, дунйаниң һәрқайси җайлиридин йүзгә йеқин уйғур йашни парижға бир йәргә җәм қилип, бир һәптә бойичә мустәмликичилик, феминизм, ирқчилиққа қарши туруш вә сәнәт паалийәтчилики (artivism) қатарлиқ темиларда музакирә елип барди. шуниңдин кейин, бу йашлар кичикрәк көләмдә бир қанчә қетим мушуниңға охшаш йиғилишларни уйуштуруп, диаспора ичидә паалийәтчиликниң йеңи йоллирини иҗад қилишқа тиришиватиду. улар йәнә мустәмликичилик вә мустәмликичилик асаритидин қутулуш мәсилисигә техиму сәзгүр қарайду.