уйғур тәтқиқат мәркизи, хитайниң хәлқара сәһнидә диний кәң қорсақлиқ образини йаритиватқан бир пәйттә, дөләт ичидә уйғур мусулманлири вә башқа гуруппиларға қарши «һазирқи заман тарихидики әң вәһший диний зулум һәрикәтлириниң бири»ни йүргүзүватқанлиқини паш қилидиған бир доклатни елан қилди.
«қарар» гезитидин бушра ақдашниң хәвиригә асасланғанда, уйғур тәтқиқат мәркизи (CUS) хитай коммунистик партийәсиниң (х к п) диний сийасәтлиридики зиддийәтләрни паш қилидиған йеңи бир доклатни елан қилған.
«хитайниң динға қаратқан икки йүзлимичилики: хитай хәлқ җумһурийитиниң диний сийасәтлиридики зиддийәтләрни ашкарилаш» намлиқ бу доклатта, хитай коммунистик партийәсиниң һазирқи заман тарихидики әң вәһший диний зулум һәрикәтлириниң бирини йүргүзүветип, хәлқара сәһнидә қандақ қилип сахта бир диний кәң қорсақлиқ образини йаритиватқанлиқи көз алдимизда намайан қилинған.
доклатта бейҗиңниң хәлқарада тәрғиб қиливатқан динлар ара инақлиқ сөзи билән уйғур мусулманлири, тибәтләр, хиристийанлар вә башқа етиқад гуруппилириға қарши дөләт ичидә йүргүзүватқан бастуруш реаллиқи оттурисидики кишини һәйран қалдуридиған зиддийәт тәпсилий байан қилинған.
кәң даирилик контрол қилиш вә ассимилйатсийә системиси йолға қойулмақта
доклатқа асасланғанда, хитай даирилири хәлқаралиқ сорунларда мәсчитләр, һалал базарлар вә исламий җәмийәтләрниң мәвҗутлуқини мисал қилиш арқилиқ, хитайни даим диний әркинликниң қоғдиғучиси сүпитидә тәсвирлимәктә. әмма доклатта, хитай һөкүмитиниң охшаш бир вақитта шәрқий түркистанда вә униң сиртида кәң даирилик контрол қилиш вә ассимилйатсийә системисини йолға қойуватқанлиқи ашкариланған.
бу бастуруш даирисидә, рамизан ейида роза тутуш, диний кийимләрни кийиш йаки мәсчиткә бериш қатарлиқ исламий паалийәтләр қаттиқ чәкләнмәктә йаки җинайәт һесабланмақта. миңлиған мәсчит вә мазарларниң чеқип ташланғанлиқи тилға елинған доклатта, милйонлиған уйғурниң «ашқунлуққа қарши туруш» баһаниси билән аталмиш «қайта тәрбийәләш» лагерлирида тутуп турулуватқанлиқи қәйт қилинған.
динни геосийасий қорал сүпитидә ишлитиш
бу тәтқиқатта, дөләт ичидики бастуруштин һалқип, бейҗиңниң динни геосийасий қорал сүпитидә қандақ ишлитиватқанлиқи тәһлил қилинған. доклатта, хитайниң «бир бәлбағ, бир йол» тәшәббуси (BRI) вә башқа дипломатик супилар арқилиқ мусулманлар көп санлиқни игиләйдиған дөләтләр билән болған мунасивитини күчәйткәнлики оттуриға қойулған. бу җәрйанда хитайниң, мусулман дунйасидики һөкүмәтләр вә тәшкилатлардин сүкүтни йаки җинайәткә шерик болушни капаләткә игә қилиш үчүн, аммиви пикирни өз мәнпәәтигә маслаштуруп башқурғанлиқи оттуриға чиққан.
хитай истратегийәлик шериклик мунасивәтлири, дөләт контроллуқидики таратқулар вә диний органлар билән таллап туруп алақә қилиш арқилиқ, хәлқаралиқ тәнқидни башқа йөнилишкә бураш вә өзиниң мустәбит сийасәтлирини қанунлаштуруш үчүн лайиһәләнгән бир кәң қорсақлиқ хам хийалини әкс әттүрмәктә.
уйғур тәтқиқат мәркизи җиддий агаһландурди: бу алдамчилиқ әхлақ өлчәмлиригә бузғунчилиқ қилмақта
уйғур тәтқиқат мәркизиниң иҗраийә мудири абдулһәким идрис, хитайниң дин мәсилисидики позитсийәсиниң «хәтәрлик бир қош ойун» икәнликини билдүрүп, мундақ деди:
«хитай һөкүмити бир тәрәптин мәсчитләрни чеқип, имамларни өйлиригә нәзәрбәнд қиливатқан бир пәйттә, йәнә бир тәрәптин чәт әлдики мәсчитләргә ианә қилиду вә өзини мусулманларниң дости қилип көрситиш үчүн динлар ара дийалогларни өткүзиду. бу алдамчилиқ зулумға учриғучиларни һақарәтлигәнликла болуп қалмастин, бәлки диний әркинликкә аит дунйави әхлақ өлчәмлиригиму бузғунчилиқ қилмақта. болупму мусулман дунйаси бу адаләтсизликкә сүкүт қилмаслиқи керәк.»
доклат, демократик һөкүмәтләр, хәлқара тәшкилатлар вә пуқралар җәмийитини бейҗиңниң қош өлчимини ашкарилашқа вә хитай компартийәсини дипломатик, қануний вә иқтисадий тәдбирләр арқилиқ җавабкарлиққа тартишқа чақиридиған тәклипләр билән ахирлашқан.
доклатта, уйғур мусулманлири, тибәтләр, хитайдики хиристийанлар вә фалунгоң мәшиқ қилғучиларни өз ичигә алған зулумға учраватқан җамаәтләр билән һәмдәрт болуш вә хитайдин өзи қоғдайдиғанлиқини илгири сүргән пиринсипларға әмәл қилишни тәләп қилишниң җиддий еһтийаҗ икәнлики тәкитләнгән.