хитайниң тутуш буйруқи сәвәбидин маракәштә қолға елинип, төт йилға йеқин түрмидә йатқан уйғур паалийәтчиси идрис һәсән, айали зәйнурә һәсәнниң йилларчә давамлашқан хәлқаралиқ күриши нәтиҗисидә қойуп берилип, ахири канадада аилиси билән җәм болди. бу җәрйан бир аилиниң паҗиәлиқ айрилиши, бир айалниң қәйсәр ирадиси вә хәлқара җәмийәтниң диққитини қозғиған бир драмиға айланди.
бу вәқә 2021-йили 7-айда идрис һәсәнниң түркийәдин маракәшкә барғанда, касабланка айродромида хитайниң хәлқара җинайи ишлар сақчи тәшкилати (Interpol) арқилиқ чиқарған «қизил башлиқ уқтуруши» сәвәблик тутуп қелиниши билән башланған. униңға хитайға қайтурулуш хәвпи барлиқи ейтилған. идрисниң туйуқсиз ғайиб болуши вә кейинки қисқиғинә телефони зәйнурә үчүн узун вә җапалиқ күрәш мусаписиниң башланғанлиқидин дерәк берәтти.
идрис вә зәйнурә әслидә хитайниң шинҗаң(шәрқий түркистан-т)дики уйғурларға қаратқан кәң көләмлик бастуруш сийаситидин қечип, 2010-йилларда түркийәгә келип орунлашқаниди. улар истанбулда йеңи турмуш башлап, үч пәрзәнтлик болған. идрис уйғур мәдәнийитини қоғдаш вә тәшвиқ қилиш билән шуғуллинидиған паалийәтчи иди. әмма хитайниң чегра һалқиған бастуруши уларниң тинч турмушиға хатимә бәрди.
йолдиши қолға елинғандин кейин, зәйнурә шинҗаңдики аилисидин кәлгән бесимлиқ телефонға дуч кәлди. ата-аниси даириләрниң тәһдити астида униңға «җим туруш»ни, «хитайға қарши һечқандақ сөз қилмаслиқ»ни «нәсиһәт» қилған. зәйнурә ханим мундақ дәйду: «улар (хитай һөкүмити) мени сөзләшкә, һәқиқәтни дунйаға ашкарилашқа мәҗбур қилди. чүнки мән йолдишимни қутқузушум керәк иди».
буниң билән илгири иҗтимаий таратқу һесабати болмиған бу айал пүтүн күчи билән йолдишини қутқузуш һәрикитигә өзини атиди. у балилирини башлап истанбулдики маракәш әлчиханиси алдида намайиш қилди, иҗтимаий таратқуларда йолдишиниң әһвалини тохтимай аңлитип турди. униң бу пидакарлиқи хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә таратқуларниң диққитини тартти.
кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң арилишиши билән хәлқара җинайи ишлар сақчи тәшкилати идрис һәсәнгә чиқарған қизил рәңлик уқтурушни бикар қилған болсиму, маракәш соти хитайниң күчлүк дипломатик бесими астида уни йәнила хитайға қайтуруп бериш һәққидә һөкүм чиқарди. кейин бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) бу ишқа арилишип, идрисниң хитайға қайтурулса қийин-қистаққа учраш хәвпи барлиқини агаһландуруп, униң қойуп берилишини тәләп қилди.
ишниң һәл қилғуч бурулуши 2025-йили америка һөкүмитиниң актип арилишиши билән йүз бәрди. йеңидин вәзипигә олтурған америка дөләт ишлири министири марко рубиониң хитайниң уйғурларға қаратқан сийаситини «ирқий қирғинчилиқ» дәп әйиблиши вә бу мәсилигә көңүл бөлүши идрисниң тәқдиригә үмид елип кәлди. америка һөкүмитиниң дипломатик тиришчанлиқи арқилиқ, маракәш һөкүмити ахири идрис һәсәнни қойуп беришкә қошулди.
2025-йили 2-айниң 14-күни, идрис америкилиқ әмәлдарларниң һәмраһлиқида бихәтәр һалда вашингтонға йетип барди. әмма аилиниң толуқ җәм болуши үчүн йәнә йәттә ай сақлашқа тоғра кәлди. ахирида канада һөкүмити бу аилигә мәңгүлүк олтурақлишиш визиси берип, уларниң бир йәргә җәм болушиға шараит йаратти.

9-айниң 24-күни, зәйнурә үч пәрзәнти билән истанбулдин учуп, торонто айродромида төт йилдин буйан көрүшәлмигән йолдиши билән дидарлашти.
зәйнурә ханим һайаҗанланған һалда мундақ деди: «уни көргән һаман барлиқ әндишилирим йоқалди. бунчә йил қорқунч вә әндишә ичидә йашидуқ. әң адаләтсизи шуки, әгәр сиз уйғур болсиңиз, һечқандақ сәвәбсиз қолға елинип, қачан қойуп берилидиғанлиқиңизни билмәйла қелишиңиз мумкин. балилирим пәқәт дадисини қайта көрүшни вә уни қучақлашнила арзу қилатти.
(мәнбә: The Guardian)