шәрқий түркистан һәқиқити: җимҗитлиқ арқисидики зулум

хитайниң шәрқий түркистанда йиллардин буйан давамлаштуруватқан инсанийәткә хилап қилмишлири йеңи гуваһлиқлар билән ашкариланмақта. тутуп туруш лагерлирида айаллар, балилар вә йашанғанлар еғир қийин-қистақларға учраватқанда, мәсчитләр чеқиливатиду, қәбристанлиқлар вәйран қилиниватиду. уйғур түрклири системилиқ һалда ассимилйатсийә қилинмақта. ислам дунйаси вә хәлқара җәмийәт болса бу чоң зулумға сүкүт қилишни давамлаштурмақта. қәдимий бир милләт көз алдимизда тарихтин өчүрүлмәктә! мана бу журналист, йазғучи һалис өздәмирниң әстин чиқмайдиған, йүрәкләрдә чоңқур из қалдуридиған «шәрқий түркистан һәқиқити: җимҗитлиқ арқисидики зулум» намлиқ мақалиси!..

халис өздәмир

2025-йили 31-өктәбир

ислам дунйаси шәрқий түркистанни қурбан қилди!

шәрқий түркистанда өлүм җимҗитлиқи

қәдимий бир милләт йоқитиливатқанда!

балисини, айалини, қериндишини, дадисини, анисини издәватқан уйғурларниң қайғулуқ һекайилири!

 

вә уйғурлар түркийәдин кетиватиду, немишқа?

шәрқий түркистанда мисли көрүлмигән усуллар билән бир ирқий қирғинчилиқ йүз бериватқанда дунйа җим, инсанийәт җим!

мәсчитлири чеқилған, қәбристанлиқлири вәйран қилинған, балилири қолидин елинған, әрлири тутқун қилинған, айаллири тутқун қилинип таҗавузға учриған, әзалири оғриланған, мал-мүлүклири мусадирә қилинған қәдимий бир милләтниң авази аңланмайватиду!

қариғулар вә гаслар ойуни ойниливатқанда бир милләт ирқий қирғинчилиққа учраватиду.

әқилгә сиғмайдиған қилмишлар вә һекайиләр барлиқ тосқунлуқларға қаримай ашкариланмақта!

гүлбаһар җәлилованиң сөзләп бәргәнлири: «лагерда 14 йаштин 80 йашқичә айаллар бар иди, һечқандақ җинайити йоқ иди, ойдурма әйибләшләр билән тутқун қилинғаниди. биз турған йәрниң деризиси йоқ иди, һаҗәтхана камерниң бир булуңидики очуқ җай иди, су йоқ иди, таһарәт елишимиз чәкләнгәниди. биз турған йәрниң бир қисми йағач билән қапланған болуп, нөвәт билән шу йағачқа йетип арам алаттуқ, бир қисмимиз йәрдә йатқанда, қалғанлиримиз олтурғудәк җай болмиғачқа тик тураттуқ. һәр әтигән биздин йалиңач сойунушни тәләп қилатти, бизгә һәрикәтләрни қилдуратти, аримиздин бәзилирини таллап елип кетип бизгә таҗавуз қилатти. балиси бар йаш қизларниң бовақлирини қолидин тартивалғанлиқи үчүн әқлидин азғанлар болатти. камерниң ишикидә бир төшүк бар иди, шу йәрдин қолимизни узитип бизгә окул салатти, ичидә немә барлиқини, немә үчүн окул селиниватқанлиқини билмәйттуқ. ичидә таҗавузға учримиған һечким йоқ иди...». бу қанни музлитидиған кәчүрмүшләргә қошулуп, хитай коммунист һакимийитиниң йүргүзгән йәнә бир қанни музлитидиған һекайини, инсанларниң йоқитилишиға йәнә бир мисални, гуваһчиниң өзи, йәни һәрикәткә қатнашқан хадимниң өз ағзидин иқрар қилғанлирини аңлайли!

уйғурларға қоллинилған һәрикәт шәйтанниңму хийалиға кәлмәйду!

сабиқ хитай бихәтәрлик хадиминиң кишини чөчүтидиған иқрари: «2008-йили көргән бир вәқә һайатимни өзгәртти»

хитайниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан бихәтәрлик һәрикәтлиригә даир йеңи бир гуваһлиқ, районда йиллардин буйан давамлишиватқан системилиқ ирқий қирғинчилиқни айдиңлаштурди. лйу лаң җүн (六郎君) исимлик X ишләткүчиси, 2012-йили хитай қораллиқ сақчи қисимидин (武警) пенсийәгә чиққан сабиқ сақчи, 2008-йили вәзипә өтигән мәзгилгә аит һәйран қаларлиқ бир иқрарни өз ичигә алған учурини һәмбәһрилиди.

гуваһчиниң байанлири: «мән шинҗаңда (шәрқий түркистан) 12 йил хизмәт қилғандин кейин 2012-йили пенсийәгә чиққан қораллиқ сақчи хадими. 2008-йили йүз бәргән бир һәрикәт һәққидә бир һекайини сөзләп бәрмәкчимән. һәрикәт тәхминән мундақ иди: у күни полк қоманданимиз биздин мәһбусларни елип келиш үчүн түрмигә беришимизни тәләп қилди. барғандин кейин уларни хәлқ азадлиқ армийәсиниң формисиға алмаштурушимиз керәк иди. мән һәйран қалдим. полк қоманданидин немә иш болғанлиқини қайта соридим. у бизгә соримаслиқимизни ейтти. мәһбусларниң кийимлирини алмаштурғандин кейин, полк қомандани бизгә йәрликләрдәк кийинишимизни ейтти; мусулманчә чапан вә йағлиқ. андин бизни форма кийгән мәһбуслардин айрип, вәзипимизни орундайдиғанлиқимизни ейтти. вәзипә орниға йетип барғанда, йүк-тақлиримиздин әслиһәлиримизни елишимизни ейтти. җәмий сәккиз сомка бар иди, биз сәккиз киши идуқ, ичи пилтилик от қойуш шешилири билән толғаниди. андин бизгә һәрикәт йолйоруқини бәрди.

«һәрикәтниң һәқиқий мәқситини кейин чүшәндим»

бизгә, хәлқ азадлиқ армийәси әскири қийапитигә киргән төт қачқун мәһбусниң районимиздин өтүватқанлиқи ейтилди. улар пусуш орниға йетип кәлгәндә, сәккизимиз уларға пилтилик от қойуш шешилирини етип уларни көйдүрүветидикәнмиз. шундақла, вәзипимиз бу төт кишиниң өлүмигә капаләтлик қилиш икән. шундақ қилип, хәлқ азадлиқ армийәси әскири қийапитидики төт мәһбус йеқинлап кәлди вә сәккизимиз йүгүрүп уларниң йениға бардуқ. уларни көргинимдә тонуштәк көрүнгәнликини һес қилдим. түрмидин елип чиққан төт киши икәнликини ойлидим. андин уларни пилтилик от қойуш шешилирини етип көйдүрүвәттуқ вә өлгәнликини җәзмләштүрдуқ. у чағда мән һаң-таң қелип, буниң немә үчүн болғанлиқини ойлидим. буниң сәһниләштүрүлгән бир ойун икәнликини ойлидим. әтиси, төт хәлқ азадлиқ армийәси әскириниң сәккиз уйғур тәрипидин һуҗумға учрап өлтүрүлгәнлики һәққидә бир хәвәрни көрдүм. шу күни, пүтүн қисмимиз «муқимлиқни қоғдаш» үчүн җиддий һалда вәқә йүз бәргән җайға беришқа йиғилди. машинидин чүшүп вәқә йүз бәргән җайни көргинимдә чөчүп кәттим. биз сәккизимиз төт мәһбусни шу йәрдә көйдүрүп өлтүргәнидуқ. йеқин әтрапта бир йеза бар иди. йетәкчимиз, сәккиз терорчиниң йеза билән алақиси барлиқини қәйт қилди. йеза аһалилири, сәккиз адәмни тапшурушқа мәҗбур болди. әлвәттә, йеза аһалилири бизниң мәхпий һәрикитимиздин хәвәрсиз иди. шуңа йүз беши йезидики һәммәйләнни тутқун қилишқа буйруқ қилди.

«бир йезиниң йоқитилишиға гуваһ болдум»

әтиси җиддий һалда һәрикәт үчүн йиғилип, бала-чақа вә йашанғанларни өз ичигә алған пүтүн йезини йиғип кәлдуқ. йеза хәритидин дегүдәк өчүрүлгәниди. һәрбий хизмәттин пенсийәгә чиққандин кейин районни қайта зийарәт қилғинимда, өйләрниңму чеқиветилгәнликини көрдүм. һечнемә қалмиғаниди. бу кәчүрмүш, мениң һәрбий хизмәттин айрилиш қараримғиму тәсир қилди. йиллар өткәндин кейин, бу вәзипиниң сәвәбини билдим. шинҗаңдики (шәрқий түркистан) йезиларда отлақниң чәклинишиниң сәвәби 2008-йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини икән. һөкүмәт әмәлдарлири буни йезиға уқтуруш үчүн барғанда бир талаш-тартиш йүз берипту. андин алаһидә сақчини чақирипту вә алаһидә сақчи, йеза аһалилириниң барлиқ қой-қозилирини мәҗбурий мусадирә қилипту. алаһидә сақчи қойларни мусадирә қиливатқанда, бир қанчә йаш әмәлдарлар билән урушуп, уларға таш вә хишлар билән һуҗум қилипту. мана шу сәвәбтин пүтүн йеза йәр билән йәксан қилинип, барлиқ йеза аһалилири тутқун қилинипту. бу вәқә мени чоңқур тәсирләндүрди. бу вәқәдин кейин қәтий пенсийәгә чиқишқа қарар қилдим. бу һәқтә демәкчи болғанлирим мушунчилик. коммунистик партийә һәқиқәтән рәзил».

буниңдин башқа, сабиқ хитай сақчиси һәмбәһрилигән учуриниң астиға 2008-йили шу мәзгилдә йүз бәргән вәқәгә мунасивәтлик хәвәрләрниң улинишиниму қалдурған.

мутәхәссисләрниң қаришичә, бу гуваһлиқ хитайниң шәрқий түркистанда йиллардин буйан йүргүзүватқан «муқимлиқни қоғдаш» һәрикәтлириниң арқисидики системилиқ йепип-йошуруш механизмиға даир йеңи бир мәлумат билән тәминләйду. болупму «террорлуққа қарши туруш» баһаниси билән йүргүзүлгән һәрикәтләрдә уйғур пуқралириниң нишан қилинғанлиқи һәққидики әйибләшләр, б д т кишилик һоқуқ комиссарлиқиниң 2022-йиллиқ доклатидиму кәң орун алғаниди.

бу гуваһлиқлар хитайниң ирқий тазилаш сийасәтлирини ашкарилиған билән биргә, әпсуски инсанийәт һәрикәткә өтмәйватиду! аһалиси мусулман дөләтләр вә милләтләр сүкүтини сақлимақта! шәрқий түркистандики хитай һакимийитиниң йиллардин буйан шәрқий түркистанда йүргүзүватқан зулум вә бастуруш сийасәтлириниң ички йүзини, бүгүн районда давамлишиватқан бесим түзүминиң қандақ асасланғанлиқини чүшинишимиз үчүн интайин қиммәтликтур. бу хил гуваһлиқлар һәм тарихий әслимә, һәм хәлқара қанун нуқтисидин хатирилиниши керәк.

 

(мәнбә: @NYSean66 https://x.com/NYSean66/status/1976289891706081540)

 

қәдимий шәрқий түркистандики мусулман қериндашлиримиз әқилни һаң-таң қалдуридиған суйиқәстләр билән йоқитилмақта!

түрк-ислам дөләтлири вә милләтлири қачан аваз чиқириду, коммунист хитай зулумиға қачан «тохта» дәйду дәйсиз?

қачан?

бу шараитларда балисини, айалини, қериндишини издәватқан уйғурлар

муһаҗир уйғурлар түркийә вә дунйаниң һәрқайси җайлирида һайат қелиш күриши билән биргә, шәрқий түркистанниң мустәқиллиқи вә өз аилә әзалирини коммунист хитай һакимийитиниң қолидин қутулдуруш күришини қилмақта.

йеқинда, ризвангүл нурмуһәммәт иниси мәвлан нурмуһәммәтни хитай түрмилиридин қутулдуруш үчүн б д т ни өз ичигә алған барлиқ ишикләрни чарисизлик билән қақмақта. униң иниси түркийәдә оқуған, шәрқий түркистанға қайтип кәткән вә шу йәрдә тутқун қилинған.

түркийәгә келиш коммунист хитай үчүн террорчи болуш демәктур! 9 йилдин буйан хитай түрмилиридә тутуп турулмақта. 2026-йили 1-айниң 17-күни униңға берилгән җаза муддити тошиду вә қойуп берилиши керәк. мәвлананиң ачиси инисиниң қойуп берилмәсликидәк бир зулумға йәнә бир қетим дуч келишни халимайду. ризвангүл ханим иниси тутқун қилинғанда балисиниң алтә айлиқ икәнликини, һазир болса җийәниниң 9 йашқа киргәнликини, җийәниниң дадисиз чоң болғанлиқини сөзләп, инисиниң өзигә тапшуруп берилишини тәләп қилмақта.

өмәр фаруқ икки балисини, қериндашлирини, анисини, дадисини хитай зинданлирида издәватиду! улардин һечқандақ учур алалмайватиду. өмәр фаруқниң балилири вә пүтүн аилисиниң тутқун қилиниш сәвәби, аилисиниң шәрқий түркистандики даңлиқ содигәрләрдин болуши вә түркийәгә мәбләғ селишқа башлиғанлиқи. униң үстигә өмәр фаруқниң икки балиси 2-3 йаш вақтида аилисиниң қолидин елинип кетилгән вә балилар түркийә пуқраси! издәйдиған йоқ, сорайдиған йоқ! фаруқниң айали балилириниң бөшүклиригә қарап күнлирини чарисизлик ичидә йиғлап өткүзмәктә!

абдураһман тохтиниң айали, дадиси, аниси тутқун қилинғандин кейин, 2.5 йашлиқ балиси коммунист хитай лагерлирида коммунист хитайлиқ сүпитидә ассимилйатсийә қилинмақта. абдурәһман тохти чарисизлик ичидә пәрйад қилмақта!

мәдинә ханим инисини издәватиду. иниси түркийә пуқраси, университетни түркийәдә оқуған. аниси кесәл болуп қалғанда анисиға қараш үчүн шәрқий түркистанға қайтип кетиду. кетиши биләнла дәрһал тутқун қилиниду! җинайити барлиқ уйғурларға охшаш террорлуқ билән мунасивити барлиқидин(!) икән. хитай коммунист һакимийитигә көрә, түркийәгә келиш террорчи болуш демәктур!

рошән аббас дохтур болған сиңлисини издәватиду! сиңлиси башқиларға охшаш коммунист хитай һакимийити тәрипидин ойдурма әйибләшләр билән түрмигә ташланған. рошән ханим йиллардин буйан күрәш қилишиға қаримай, хитай һакимийити сиңлисини қойуп бәрмигәнниң сиртида, униң һәққидә һечқандақ учур бәрмәйватиду! рошән аббас башқа уйғурларға охшаш йеқинлиридин һечқандақ хәвәр алалмайватиду!

вә уйғурларниң һәммиси дегүдәк охшаш тәқдир вә муамилигә учраватиду.

түркийәдин хитайға елип берилған бәзи журналистларниң хитайдин қайтип кәлгәндин кейин қилған байанатлири пүтүнләй хаинлиқтур.

шәрқий түркистанда инсанийәткә қарши җинайәт давамлишиватқанда дунйа җим, мусулман түрк вә ислам дунйаси сәзгүсиз вә сүкүттә!

зулумға рази болуш зулумдур!

вәссалам

http://bncmedyahaber.com/haber-dogu-turkistan-gercegi-sessizligin-ardindaki-zulum-8553.html