түркистан таймз – лондон: 2025-йили 3-нойабир әнглийәдики шеффилд һалләм университети (Sheffield Hallam University) хитай һөкүмитиниң «биваситә тәһдитлири»гә учриғандин кейин, уйғурларниң мәҗбурий әмгики һәққидики муһим бир тәтқиқат түрини тохтитип қойғанлиқи ашкариланғандин кейин, кәң тәнқидкә учриди. университет җамаәт пикриниң бесими астида қараридин йенивелип, тәтқиқатқа йетәкчилик қиливатқан дунйаға даңлиқ мутәхәссис пирофессор лавра мурфи (Laura Murphy) дин рәсмий кәчүрүм сориди.
бу вәқә заманиви қуллуқ түзүми тәтқиқати билән хәлқарада тонулған пирофессор лавра мурфиниң университетни әйиблиши билән башланди. мурфиниң адвокатлириниң билдүрүшичә, хитай дөләт бихәтәрлик органлири университетқа биваситә тәһдит салған. буниңға қошумчә, хитай даирилири шеффилд һалләм университетиниң тор бети вә елхәт адреслирини хитай ичидә пүтүнләй чәкләп, хитайлиқ оқуғучиларниң мәктәпкә тизимлитишиға тосалғу пәйда қилған.
пирофессор мурфи байанатида: «биз әнглийә университетлириниң хитай һөкүмитиниң қоралиға айлинип қелишиға йол қойалмаймиз. хитайниң уйғур районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики тохтавсиз давамлишиватиду, илим саһәсиниң бу йәрдә йүз бериватқан ишларни ашкарилайдиған әстайидил тәтқиқатларни давамлаштуруши интайин муһим» деди. у йәнә BBC гә бәргән байанатида, хитай даирилириниң университетниң бейҗиңдики хизмәтчилирини «қорқутқанлиқи, паракәндичилик салғанлиқи вә сорақ қилғанлиқи»ни илгири сүрди.
шеффилд һалләм университети дәсләптә бу қарарни «мурәккәп әһваллар» сәвәбидин чиқарғанлиқини, хитай билән болған «сода мәнпәәти»ни қоғдаш мәқсити йоқлуқини ейтип өзини ақлиған. бирақ, вәқә кеңийип кәткәндин кейин, университет рәсмий байанат елан қилип, лавра мурфиниң тәтқиқатини «қоллайдиғанлиқини» вәдә қилди.
бу иш әнглийә һөкүмитиниңму диққитини қозғиди. баш вәзир кейир стармер һөкүмити бу мәсилигә аралашқанлиқини билдүрди. баш вәзир мәһкимиси байанатчиси: «бу иштин хәвәр тапқандин кейин, министирлар бу мәсилини бейҗиң билән оттуриға қойди. биз университетниң тәтқиқатни қоллаш қарарини қарши алимиз» деди.