б д т: хитай кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә тосқунлуқ қилди, мутәхәсисләргә паракәндичилик салди
бейҗиң чоқум җанлиқ кишилик һоқуқ механизмини аҗизлаштуруш һәрикитини тохтитиши лазим
(җәнвә, 2017- йили 5- авғуст) – кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати бүгүн елан қилған йеңи доклатида, хитай һөкүмити чоқум б д т кишилик һоқуқ механизмини аҗизлаштуруш һәрикәтлирини тохтитиши лазим, деди. хитайниң хитайға мунасивәтлик кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә паалийәтчиләрниң б д т ға киришини чәкләш урунушлириға қарита, б д т ниң алақидар органлири чоқум паал қаршилиқ көрситиши лазим.
«хитай изчил кишилик һоқуқ мәсилилиридә б д т билән қаршилишип кәлмәктә, униң мәқсити даим тәнқиди пикирләрни бастуруш вә хитайға алақидар кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң б д т органлириға киришни тосуш» деди кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң иҗраийә директори кеннес рос. «хитай б д т дики намувапиқ қилмишлар билән шуғуллинидиған бирдин бир дөләт әмәс, лекин хитайниң хәвпсизлик кеңишидики орни, хәлқара тәсири, шундақла йәнә дөләт ичидә аммиви тәшкилатларни қаттиқ бастуруши, уни б д т кишилик һоқуқ түзүлмисиниң сағламлиқиға тәһдит салидиған йаман образға айландуруп қойди.»
«хәлқара тәшәббусниң бәдили: хитайниң б д т кишилик һоқуқ механизмиға дәхлә қилиши» намлиқ 96 бәтлик бу доклатта, хитайниң мустәқил паалийәтчиләргә, болупму хитайдики паалийәтчиләргә қандақ зийанкәшлик қилғанлиқи тәпсили тонуштурулған. хитай әмәлдарлири б д т бәлгилимисигә хилаплиқ қилип, йиғинға қатнашқан паалийәтчиләрни рәсимгә тартиш, синға елиш һәмдә хитай чоң қуруқлуқидики паалийәтчиләрниң җәнвәгә берип б д т кишилик һоқуқ кеңишигә қатнишишини чәкләш қатарлиқ қилмишларни садир қилған. хитай йәнә б д т иқтисадий вә иҗтимаий кеңишиниң һөкүмәтсиз тәшкилатлар комититидики әзалиқ орнидин пайдилинип, хитайға тәнқид позитсийәсидә болған һөкүмәтсиз тәшкилатларниң б д т ниң гуваһлиқиға еришишигә тосқунлуқ қилған, шуниң билән биргә, гуваһлиққа еришип болған паалийәтчиләрни қара тизимликкә киргүзүп б д т йиғинлириға қатнишиштин тосқан – һәмдә буниңға мувәппәқ болалиған.
мәзкур доклатта 55 киши билән елип берилған зийарәт асас қилинған болуп, бу кишиләр хитайниң б д т кишилик һоқуқ системисиға мудахилә қилиш қилмишлири һәққидә бивастә чүшәнчигә игә. улар 20 нәпәр б д т әмәлдари вә мутәхәсиси, 15 нәпәр дипломат вә 20 нәпәр аммиви тәшкилат вәкиллиридин ибарәт.
хитай әмәлдалири бәзидә б д т хадимлириға, әһди тәшкилатлириниң мутәхәсислиригә вә кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә алаһидә мутәхсисләргә паракәндичилик селип қорқутқан. бир мутәхәсис кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиға мундақ деди: «пүткүл б д т системиси пуқраларға бошлуқ йаритип бериш үчүн тиришиду, лекин хитай болса дәл әксичә, амал қилип һөкүмәтсиз тәшкилатларниң бошлуқини тарайтиду.» хитай б д т мутәхәсислириниң хитайға берип зийарәт қилишини кәң көләмдә чәклиди, б д т ға бесим чүшүрүп хитайни тәнқид қилидиған мутәхәсисләрни комититтин сиқип чиқарди, интайин аз әһвалда б д т кишилик һоқуқ тәшкилатлири оттуриға қойған мәсилиләргә әмәлий җаваб қайтурди.
әң әпсуслинарлиқ мисаллардин бири, хитай даирилири 2013- йили кишилик һоқуқ паалийәтчиси сав шүнлини қолға алди, чүнки у бейҗиңдин б д т кишилик һоқуқ баһалаш доклати лайиһәси йезилиштин бурун хәлқниң пикрини елишни тәләп қилған, һәмдә җәнвәгә берип кишилик һоқуқ бойичә тәрбийләш паалийитигә қатнашмақчи болған. сав шүнли қамақханида еғир кесәл болуп өлгәндин кейин, хитайниң җәнвәдә турушлуқ вәкиллә өмики 20114- йили 3- айда кишини чөчүтидиған йәнә бир қәдәмни басти, кишилик һоқуқ кеңиши рәисиниң һөкүмәтсиз тәшкилатларниң тәклипигә бинаән рухсәт қилған сүкүттә туруш қарариға қарши чиқти вә тосқунлуқ қилди.
«хитайниң кейинки қетимлиқ омумийүзлүк қәрәллик баһалиши 2018- йили елип берилиду, лекин сав шүнлиниң өлүми хитайдики паалийәтчиләргә: қатнашқучилар хәвпкә өзи мәсул, дегән бир сигнални бәрди.» деди рос.
б д т баш катипи антонио гутеррес вә кишилик һоқуқ алий кеңишиниң комиссари зәйд һүсәйинни өз ичигә алған б д т йуқири дәриҗилик әмәлдарлири даим б д т ниң учурға еришиш вә анализ қилишта мустәқил аммиви тәшкилатларни қоллайдиғанлиқини вә уларға тайинидиғанлиқини тәкитләйду. бәзидә, б д т әмәлдарлириму хитайниң намувапиқ бесимлирини байқут қилиду йаки хизмәттә хитайдин кәлгән тәсирләргә писәнт қилмайду.
лекин башқа әһвалларда, мәсилән, тибәтниң сүргүндики даһийси далай лама, уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси долқун әйса қатарлиқ хитайға қарши өктичи затларниң б д т ға киришини қоғдаш мәсилисидә, б д т әмәлдалири хитай билән қаршилишиштин өзини қачуруп, хитай бесимиға тиз чөккән.
кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати шундақ ейтидуки, бу хил сүкүт қилиш позитсийәси бәзидә б д т ниң хитайниң кишилик һоқуқ хатирилиригә болған мәйданини бошитиветиду. 2017- йили 1- айда, хитай дөләт рәиси ши җинпиң җәнвәни зийарәт қилди вә б д т дөләтләр сарийида нотуқ сөзлиди. б д т әмәлдалири ғәлитә бир иш қилди: 3000 ға йеқин хизмәтчиниң бурун иштин чүшүшини тәләп қилди һәмдә һөкүмәтсиз тәшкилатларниң нотуққа қатнишишини мәний қилди.
«б д т системиси хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң өз көз – қарашлирини тарқитип, бейҗиңдин хитайниң начар кишилик һоқуқ хатирисини йахшилаш һәққидә бесим чүшүридиған аз сандики қаналлириниң бири.» деди рос. «б д т вә алақидар һөкүмәтләр һәрикәткә келип хитайниң б д т кишилик һоқуқ механизмини монопол қилиши вә аҗизлаштурушини тосимиса, б д т ниң инавити, әлвәттә, хитай вә дунйаниң һәр қайси җайлиридики кишилик һоқуқни һимайә қилиш иқтидари хәвптә қалиду.
мунасивәтлик улинишлар: