тарихий сивас қош мунариға тунҗи қетим байрақ есилди: бу шәрқий түркистан байриқи болди

2025-йили 5-нойабир

сивас җумһурийәт университетиниң оқуғучилири шәрқий түркистанда йиллардин буйан давамлишиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә диққәтни тартиш мәқситидә мәнилик бир паалиййәт өткүзди.

сивас җумһурийәт университети (SCÜ) оқуғучилири, шәрқий түркистанда йиллардин буйан давамлишиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә вә уйғур, қирғиз, өзбек, түркмән вә қазақ түрклиригә қилиниватқан бесимларға диққәтни тартиш үчүн мәнилик бир паалийәт елип барди.

оқуғучилар шәһәрниң символлуқ имарәтлиридин бири болған сәккиз әсирлик тарихқа игә қош мунарлиқ мәдрисәгә түркийә байриқи билән биргә шәрқий түркистан байриқини асти. бу арқилиқ тарихий сивас қош мунариға тунҗи қетим бу шәкилдә байрақ есилған болди.

туран йашлири: «җим турмаймиз» садалирини йаңратти

бу паалийәтни елип барған сивас җумһурийәт университети түрк дунйаси қериндаш хәлқләр уйушмиси әзаси болған оқуғучилар, зулум вә адаләтсизликкә қарши җим турмаслиқ үчүн бу һәрикәтни елип барғанлиқини билдүрди.

байрақни тарихий мунарға асқан университет оқуғучиси җанубәк өмүркан һессийатини мундақ ипадилиди:

«бу мән вә достлирим үчүн наһайити чоң бир иптихар мәнбәси болди. чүнки сиваста тунҗи қетимлиқ бир ишни әмәлгә ашурдуқ. пәләстин вә шәрқий түркистанни өз ичигә алған районлар бир қисим күчләрниң зулумиға учримақта. биз түрк дунйасиниң аңлиқ йашлири болуш сүпитимиз билән йүз бериватқан зулум вә азаблиқ вәқәләргә қарши җим туралмидуқ. қолимиздин келишичә тиришчанлиқ көрситишни халаймиз.»

өмүркан, болупму шәрқий түркистандики қериндашлири дуч келиватқан зулумға қарши аң шәкилләндүрүшни халайдиғанлиқини тәкитлиди.

бу тарихий имарәтни таллашниң сәвәби

оқуғучи җанубәк өмүркан аң йетилдүрүш һәрикити үчүн қош мунарлиқ мәдрисәни таллаштики сәвәбини чүшәндүрүп, униң тарихий қурулмиси вә шәһәр қатнишидики көрүнәрлик орунға җайлашқанлиқини қәйт қилди:

«қош мунарлиқ мәдрисә тарихий бир җай болуп, бу йәрдин өтидиған кишиләр көп болғанлиқи үчүн бу йәргә есишни мувапиқ көрдуқ. түрк дунйасиниң муһим символлиридин бири болған көк вә ақ рәңлик шәрқий түркистан байриқини вә җенимиздәк йахши көридиған түркийә байриқини астуқ. бу йәрдики мәқситимиз йүз бериватқан барлиқ зулумларға қарши дунйада аң пәйда қилиштур.»

сивас җумһурийәт университети түрк дунйаси қериндаш хәлқләр уйушмиси: «байрақни у егиз җайға асқанлиқимиздин пәхирлинимиз вә шәрәп һес қилимиз» дегән сөзләр билән бу һәрикәтниң әһмийитини йәнә бир қетим ипадилиди.

мәнбә: TRT AVAZ