сәлчуқ өздағ шәрқий түркистан вә кишилик һоқуқ һәққидә байанат елан қилди

түркийә келәчәк партийәси муавин рәиси сәлчуқ өздағ иҗтимаий таратқудики һесабида һәмбәһирлигән учурида, шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә диққәтни тартти. өздағ, уйғур түрклириниң диний етиқади, кимлики вә тили сәвәблик системилиқ бесим вә зулумға учраватқанлиқини билдүрүп, бу әһвал қаршисида адаләт вә тәрәққийат партийәси йашлар-өсмүрләр комитети әзалириниң хитай коммунистик партийәсиниң тәклипи билән «хушал учришишларда» болушиниң, мәзлумларниң азаб-оқубәтлиригә көз йумғанлиқ билән баравәр икәнликини ейтти.

өздағ: «һечқандақ реал сийасәт йаки дипломатик әдәп-қаидә, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини йепип-йасашниң баһаниси болалмайду. сийасәтчиниң вәзиписи, залимниң сайисидә туруп рәсимгә чүшүш әмәс, бәлки зулумға учриғучиниң авази болуштур. мәзлумниң пәрйадини өчүрүп, залимниң дастихинида күлүмсирәш, тарих алдида еғир гунаһтур. һәқиқий дипломатийә, күчлүккә хошамәт қилиш әмәс, бәлки адаләтни қоғдаштур» дегәнләрни билдүрди.

https://www.mugladevrim.com.tr/haberler/mugla-haberleri/selcuk-ozdag-dan-dogu-turkistan-ve-insan-haklari-mesaji