контрол астидики айаллар: уйғурлар дуч келиватқан бастурушниң җинсийәтлик маһийити

ашу ман (Ashu Mann) йазған

шинҗаң(шәрқий түркистан-т)да, хитай һөкүмити айалларниң идийәсини назарәт қилғандәк, уларниң тениниму қаттиқ назарәт қилидиған бир система қуруп чиқти. уйғур айаллири мәҗбурий туғут чәкләш, мәҗбурий туғмас қилиш вә аилисидин айрилишқа дучар болуп, даимлиқ көзитиш астида йашимақта. туғутниң өзи бир һоқуқ қоралиға айландурулған болуп, буниңдин мәқсәт пәқәт айалларни контрол қилишла әмәс, бәлки бир пүтүн әвладни йоқитиштур.

бу тасадипий рәһимсизлик әмәс, бәлки бир сийасәт механизмидур. һөкүмәт санлиқ мәлуматлири, йәрлик буйруқлар вә һайат қалғучиларниң байанлири бир пакитқа мәркәзләшкән: бейҗиң маслаштурулған туғутни бастуруш түзүмини лайиһәләп чиққан. мәҗбурий балийатқу ичигә һалқа салдуруш, мәҗбурий туғмас қилиш вә қаршилиқ қилғанларни тутқун қилиш билән тәһдит селиш қатарлиқлар «әсәбийликкә қарши туруш» дегән нам астида ақланмақта. айалларниң туғуш иқтидари идарий җәдвәлләрдики өлчигили болидиған нишанға—бихәтәрлик сийасити қийапитигә киргүзүвелинған нопус контрол қилиш көрсәткүчигә айлинип қалди.

туғутниң дөләт сийаситигә айлиниши

рәсмий статистикилар 2017-йилидин башлап уйғурлар көп санлиқни игиләйдиған районларда туғулуш нисбитиниң шиддәт билән төвәнлигәнликини көрситиду. бу төвәнләшләр пүтүн мәмликәтниң оттуричә сәвийәсидин хелила йуқири болған туғмас қилиш оператсийәси вә балийатқуға һалқа салдурушниң мисли көрүлмигән дәриҗидә ешиши билән бир вақитта йүз бәргән. бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ ишханиси бу тәдбирләрниң кәң көләмдә туғут һоқуқиға дәхли-тәруз қилғанлиқиға аит ишәнчлик дәлилләрни байқиған.

йәрлик даириләр «аилә пиланиға әмәл қилиш»ни сийасий ишәнчлик болуш билән очуқ-ашкара бағлиған. рәт қилиш тутқун қилинишқа сәвәб болиду; итаәт қилиш болса «муқимлиқ номури» билән мукапатлиниду. анализчилар әгәр бу йүзлиниш давамлашса, нәччә он йил ичидә милйонлиған уйғурларниң нопус мөлчәридин әмәлийәттә ғайиб болидиғанлиқидин агаһландурди.

җәң мәйданиға айланған тәнләр

лагерларниң ичи вә әтрапида, һайат қалғучилар үзүлмәй давамлашқан хорлуқларни байан қилиду. айаллар мәҗбурий гинекологийәлик тәкшүрүшләр, һәйзни тохтитидиған окуллар вә шәхсий қаршилиқ һәм җамаәт роһини сундурушни мәқсәт қилған системилиқ җинсий зораванлиқларни әсләйду. хәлқаралиқ таратқулар вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәкшүрүшлири бу гуваһлиқларни дәлилләп, басқунчилиқ вә мәҗбурлашниң йәккә җинайәтләр әмәс, бәлки бу системиниң лайиһәсиниң бир қисми икәнликини көрситип бәрди.

бу байанлар айалларниң тенини контрол қилишниң бир милләтниң бийологийәлик, мәдәнийәт вә психологийәлик давамлиқини контрол қилиш икәнликини айдиңлаштуриду.

көзитиш астидики шәхсий мунасивәт

бастуруш лагер дәрвазиси биләнла ахирлашмайду. һөкүмәтниң «йуғурмақлишиш вә бир аилә кишилиридин болуш» пилани миллий иттипақлиқни илгири сүрүш баһаниси билән әр хизмәтчиләрни уйғур аилилиригә орунлаштуриду. доклатларда хизмәтчиләрниң йолдашлири түрмидә йатқан айаллар билән бир кариватта йаки бир ухлаш орнида йетип-қопидиғанлиқи, буниң билән һоқуқ билән шәхсий мунасивәт оттурисидики чеграни йоққа чиқиридиғанлиқи тәсвирләнгән. шәхсий мәхпийәтликниң өзи ағдурмичилиққа айлиниду; көзитиш астида мақуллуқ мәнисизлишиду.

техника бу дәхли-тәрузни техиму күчәйтиду. тәкшүрүш понкитлири, йүз тонуш системилири вә ғайәт зор санлиқ мәлумат бириктүрүш супилири һессийатни пәрқләндүрүш йумшақ детали арқилиқ һәрикәт, алақә, һәтта йүз ипадилириниму көзитиду. бу рәқәмлик тәҗрибиханида, өй бир тәкшүрүш понкитиға, тән болса һөкүмәт тамғиси бесилған кинишкигә айлиниду.

айрилиқтики балилар

аилиләрни парчилаш һөкүмранлиқ һалқисини тамамлайду. миңлиған балилар «йетим» дәп айрилип, дөләтлик йатақлиқ мәктәпләргә орунлаштурулди, у йәрдә мандарин тили уйғур тилиниң орнини алиду, тарих дәрслири болса мәдәнийәт мираслирини йоқитиду. чәт әлдики ата-анилар мумкин болмайдиған бир таллашқа дуч келиду: қайтип келип тутқун қилиниш хәвпигә тәвәккүл қилиш, йаки әркин қелип пәрзәнтлиридин айрилиш. б д т мутәхәссислири бу йөткәш вә ассимилйатсийә сийасәтлириниң хәлқара қанундики мәҗбурий йөткәш өлчимигә уйғун келидиғанлиқидин агаһландурди.

қаршилиқ көрситиватқан айаллар

дөләтләр бу мәсилигә сәл қариған тәқдирдиму, уйғур айаллар һоқуқи паалийәтчилири вә сүргүндики тәшкилатлар бу мәсилини күнтәртиптә тутуп кәлди. уйғур кишилик һоқуқ қурулуши вә уйғурлар үчүн сәпәрвәрлик һәрикити қатарлиқ гуруппилар гуваһлиқларни топлиди, ембарго йүргүзүшни тәләп қилди вә хәлқара җавабкарлиқни сүрүштүрүшни тәләп қилди. уларниң қәйсәрлики бейҗиң «аилә пилани» дәп атиған нәрсини униң һәқиқий маһийити—инсанийәткә қарши җинайәтләрниң техиму кәң даириси ичидики туғутни мәҗбурлаш дәп қайтидин изаһлиди.

қанун, дәлил-испат вә инкар қилиш

«ирқий қирғинчилиқ әһдинамиси»да бир мәлум гуруппа ичидә туғулушниң алдини елиш тәдбирлирини йүргүзүш йаки балиларни мәҗбурий йөткәш ирқий қирғинчилиқни тәшкил қилиду, дәп ениқ бәлгиләнгән. б д т ниң 2022-йиллиқ баһалаш доклати бу намни ишлитиштин сәлла тохтап қалған болсиму, лекин шинҗаңдики зийанкәшликләрниң хәлқаралиқ җинайәтләр, болупму инсанийәткә қарши җинайәтләргә баравәр болуши мумкинлики тоғрисида хуласә чиқарған.

бейҗиң барлиқ әйибләшләрни инкар қилип, дунйави супиларни «бәхтлик» уйғур аилилирини тәсвирлигән тәрәққийат һекайилири вә тор чолпанлириниң синлири билән толдурди. әмма, һөкүмәтниң өз истатистикиси вә низамлири униң йаман нийитини ашкарилап қойиду. бир һөкүмәт балийатқуларни нишанға, йатақ өйләрни тәкшүрүш понкитиға вә дәрсханиларни ассимилйатсийә қоралиға айландурғанда, нәтиҗә инақлиқ әмәс, бәлки пиланлиқ йоқитиш болиду.

кәлгүсини йоқитиш

айалларни контрол қилиш бир хәлқниң кәлгүсини контрол қилишниң әң тез йолидур. шинҗаң дөләт һоқуқиниң заманивилаштуруш вә бихәтәрлик байриқи астида бу мәқсәткә қандақ йөнилидиғанлиқини көрситип бериду. дунйа уйғур айаллириға һесдашлиқтин башқа, хәлқара қанунни иҗра қилиш, ақивити бар ембарголарни йүргүзүш вә йүз бериватқан ишларни аташ—йәни җинсийәткә асасланған бастуруш үстигә қурулған бир нопусни йоқитиш пиланини етирап қилиштәк сийасий җасарәткә қәрздардур.

тарих йүзәки сөзләрни әстә тутмайду. у айалларниң тени контрол қилиш қурулмисиниң бир қисмиға айландурулғанда кимниң сүкүт қилғанлиқини әстә тутиду.

 

)ашу ман йәр йүзи уруши тәтқиқат мәркизиниң қошумчә тәтқиқатчиси. у 2025-йиллиқ армийә байримида қуруқлуқ армийә баш иштаб башлиқиниң муавини тәрипидин тәқдирләнгән. у һазир нойидадики амити университетида дөләт мудапиәси вә истратегийә тәтқиқати бойичә докторлуқ унвани үчүн оқуватиду. униң тәтқиқат даириси һиндистан-хитай земин талаш-тартиши, чоң дөләтләр риқабити вә хитайниң ташқи сийаситини өз ичигә алиду.(

мәнбә: TFI POST