уйғурлар немә үчүн шәрқий түркистан җумһурийәт күнини хатирилиди?

барлиқ сүрәтләр бу йил амстердамда өткүзүлгән шәрқий түркистан җумһурийәт күнини хатириләш паалийитигә аит.

амстердамдики «йалғуз уйғур» намайишчисиниң 16-нойабирниң әһмийити вә гүзәллики тоғрисидики байани.

йазғучи: абдуреһим ғени уйғур | 2025-йили 14-нойабир

өзиниң миллий байрамлирини хатирилимәйдиған бир милләт — тарихий излири йоқап кәткән милләттур. хатириләшкә әрзийдиған миллий байрамлири вә миллий қәһриманлири туруп хатирилимигән бир дөләт — җаһилдур. бундақ бир милләт тарих сәһнисидин сүпүрүлүп, истин көтүрүлүп кетиду.

2018-йили 23-ийундин башлап, хитай һөкүмитиниң ишғалийити астидики вәтинимиз шәрқий түркистанда елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини дунйаға аңлитишни мәқсәт қилған, амстердамниң дам мәйданидики йалғуз кишилик намайишимниң әң көзгә көрүнгән вә кишини җәлп қилған нуқтиси, шундақла дунйаниң һәрқайси җайлиридин кәлгән сайаһәтчиләрни әң һәйран қалдурған тәрәп — хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарши елип бериватқан ирқий қирғинчилиқи әмәс иди. бәлки уйғурларниң вәтининиң хитай дөлити тәрипидин мустәмликә земиниға айландурулуп, игилик һоқуқиға игә мустәқил дөләтлик орнидин мәһрум қилинип, аптоном район вә аз санлиқ милләт дәриҗисигә чүшүрүп қойулғанлиқи иди.

һәтта дунйаниң әң чәт йақилиридин кәлгән сайаһәтчиләрму хитайниң тибәтни мустәмликә қиливалғанлиқини йахши биләтти. лекин, нурғун кишиләр униң қошниси вә тәқдирдаш қериндиши болған шәрқий түркистанниң намини аңлапму бақмиғаниди, бу земинниң игиси болған «уйғур» хәлқиниң намини демәйла қойайли.

шуңлашқа, мән тинчлиқпәрвәр намайишим җәрйанида, әң аввал уларға земин хәритисини көрсәттим. уйғурларниң әҗдадлиридин мирас қалған вәтини шәрқий түркистанниң хитай таҗавузчилири тәрипидин бесивелинип, мустәмликичилик нами билән «шинҗаң» дәп өзгәртилгәнликини чүшәндүргинимдә, улар һаң-таң қелишти.

униңдин кейин, уларға «уйғур тарихи» намлиқ пилакатимдики һун империйәсидин тартип ахирқи икки шәрқий түркистан җумһурийитигичә болған уйғурларниң қисқичә тарихини көрсәткинимдә, уларниң еғизи очуқ қелатти. бәзилири уйғур тарихини билидиғанлиқини, бу милләтниң қәдимки дәврләрдин тартип җәңгивар әмма мәдәнийәтлик хәлқ болғанлиқини ейтқанда, йүриким һайаҗан билән соқатти. амстердамдики намайишларда бундақ минутлар даим йүз берип туратти.

бир күни, германийәлик бир сайаһәтчи, уйғур тарихи вә уйғур ирқий қирғинчилиқи билән қатар қойулған пилакатлиримдики барлиқ сүрәтләрни әстайидиллиқ билән көрүп чиққандин кейин, йенимға келип мундақ деди: «йаш йигит, мән сени йирақтин бешиңдики доппини көрүпла уйғур икәнликиңни тонувалдим. он бәш йил илгири, мән силәрниң вәтиниңларға сайаһәткә берип, үрүмчи, турпан, ғулҗа, қәшқәр вә ақсу қатарлиқ шәһәрләрни зийарәт қилип, уйғур мәдәнийити билән хелила тонушуп қалғанидим. уйғурлар чәт әллик сайаһәтчиләргә зор һөрмәт вә қизғин меһмандостлуқ билән муамилә қилиду, һәтта даим уларни өйлиригә меһманға тәклип қилиду. мән дунйаниң һечқандақ йеридә уйғурларчә меһмандост бир милләтни көрүп бақмидим. қәдимки қәшқәрниң очуқ һавадики тәбиий музика муһитидин алған тәсиратимни сөз билән ипадиләп берәлмәймән».

у сөзини давамлаштуруп мундақ деди: «йипәк йоли мәдәнийитини йаратқан, дунйаға мәдәнийәт тарқатқан вә қәдимий тарихқа игә бу милләтниң, һазир хитайниң ‹бир бәлбағ, бир йол› сийаситиниң қурбаниға айлинип, хитай һөкүмитиниң қолида ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқини пилакатлириңиздин тәпсилий көргинимдә, уйғурларниң қисқичә тарихи көз алдимда қайтидин җанлиқ намайан болди». шу дәқиқидә, көзүмдин биихтийар йашлар қуйулди.

у сөзини йәнә давамлаштурди: «мән һазирқи һессийатиңизни чүшинимән. һәргиз үмидсизләнмәң; бир милләтниң җасарәт билән йаритилған тарихи әслиниду, қан вә йаш билән толған тарихи кәлгүси әвладларға савақ болиду. мән уйғур тарихини уларниң шанлиқ иш-излири арқилиқ әсләймән вә силәрниң аччиқ тәқдириңларға чоңқур һесдашлиқ қилимән».

у бизниң тарихимиз билән йетәрлик дәриҗидә тонуш иди. у моңғулийә йайлақлирини мәркәз қилған орхун уйғур ханлиқиниң оттура вә шималий асийадики кәң земинларға һөкүмранлиқ қилип, арқисида шанлиқ мәдәнийәт излирини қалдурғанлиқини әсләп өтти. моңғулийә вә униң әтрапидин тепилған мәңгү ташлар буниң дәлилидур.

таң сулалиси гумран болуш гирдабиға берип қелип, һәтта пайтәхтидин айрилип қалғанда, қутулуш үчүн уйғур орхун дөлитидин йардәм сориғаниди. уйғур қағани, байанчур қаған, пурсәттин пайдилинип таң земинини ишғал қиливелишниң орниға, 5000 кишилик талланма қошун әвәтип йардәм бәргән. қисқа вақит ичидә, уйғур қошунлири исйанчиларни һәл қилғуч дәриҗидә мәғлуп қилип, таң дөлитини вәйран болуштин қутулдуруп қалған.

«у вақитта, уйғурлар таң сулалисини бойсундуруп, хитайларни мустәмликә қилалайтти, лекин ундақ қилмиди. бу уйғурларниң нәқәдәр инсанпәрвәр икәнликини көрситип бериду» деди германийәлик сайаһәтчи.

1949-йили, хитай коммунист һакимийити қурулуп, шәрқий түркистанға киргәндә, «биз уйғурларға сотсийалистик дөләт қурушқа йардәм беримиз вә бәш йилдин кейин чиқип кетимиз» дәп дунйани алдиған, әмма униңдин кейин бизни узун муддәт мустәмликә қилип, һазир ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватиду.

«хитайниң бу рәзиллики чоқум дунйа миқйасида күчлүк қаршилиққа учриши керәк!» дәп қошумчә қилди германийәлик. «сиз тәшвиқатиңизда уйғур тарихи вә кимликини давамлишиватқан ирқий қирғинчилиқ билән үнүмлүк бағлап, сайаһәтчиләргә һалқилиқ учурларни берипсиз. мән сизниң дәвайиңизни қоллаймән вә силәрниң тезрақ мустәмликичиликтин қутулуп, мустәқил дөлитиңларни қурушуңларға тиләкдашмән».

«совет иттипақиниң һакимийити йимирилгәнгә охшаш, хитай коммунист һакимийитиниң йимирилидиған күнлириму йирақ әмәс. силәрниң мустәқиллиқ пурситиңлар чоқум келиду — үмидвар болуңлар!» у андин ақ латаға: «шәрқий түркистанға мустәқиллиқ! хитай ишғалийитидики шәрқий түркистандики җаза лагерлири тақалсун!» дәп йезип, мән билән хатирә сүрәткә чүшкәндин кейин хошлашти.

йалғуз кишилик намайишлирим җәрйанида, мән дунйаниң һәрқайси җайлиридин кәлгән, уйғур дәвасиниң һәққаний бир дәва икәнликини чүшәнгән нурғун сайаһәтчиләр билән мушундақ сөһбәтләрдә болдум. улар маңа дегән сөзләр мундақ иди: «силәр дуч келиватқан зулум пәқәт хитайниң кишилик һоқуқ хатирисиниң начарлиқидинла әмәс, бәлки силәрниң дөлитиңларниң хитай мустәмликисигә чүшүп қалғанлиқидин икән. хитай башқа һәрқандақ мустәмликичидин көп рәзил, ачкөз вә қәбиһ икән. уларниң мәқсити силәрниң қайта баш көтүрәлмәсликиңларгә капаләтлик қилиш вә ахирида силәрни йоқитиветиш. силәр әркин бир дөләттә йашаватқан икәнсиләр, бу йәрдиму әркин болуңлар — күчлүк болуңлар, мустәқиллиқ арзусини етиқадқа айландуруңлар вә пәрзәнтлириңларға миллий роһни йетилдүрүшни унтуп қалмаңлар». нурғун кишиләр маңа мушундақ сөзләрни қилди.

миллий роһимизни қандақ ойғитимиз? дөләтчилик идийәмизни қандақ тикләймиз? мән бу һәқтә чоңқур ойландим. биз — исламға етиқад қилидиған мусулман уйғурлар — үммәтниң бир қисмимиз, әмма бүгүнки күндә мусулманлар арисида үммәт еңи йоқалди. хитайлар буни йахши билиду, шуңлашқа улар мусулман дунйасиниң көз алдида бизгә номуссизларчә һуҗум қилалаватиду.

хитай миллитигә миңлиған йиллардин бери сиңип кәткән «тили башқиниң дили башқа» идеологийәси сәвәбидин, хитай һәмишә башқа милләтләрни дүшмән көрүп кәлгән. бүгүн, у бу алийҗанаб хәлқни йоқитиватиду.

әмди, бизниң мәвҗутлуқимизниң қиммити вә асаси немә? миллий аң вә миллий дөләт. аллаһ бизни уйғур қилип йаратти вә шәрқий түркистанни бизгә земин қилип бәрди. һәр бир милләтниң өзгичилики аллаһниң бир айитидур, уни қоғдаш иманниң тәқәззасидур.

уйғурларниң земини вә бу земин үстидики игидарлиқ һоқуқи уйғурларға мәнсуп — бу аң бизниң йетәкчи идийәмиздур. биз мустәқиллиқни роһимизда, тәпәккуримизда, каллимизда вә һәрикитимиздә әмәлгә ашурушимиз керәк.

буни әмәлгә ашуруш үчүн, қолимиздин келидиған һәр қандақ ишни қилишимиз лазим. әң муһими, биз бу учурларни дунйаға кәң тарқитишимиз керәк; буни әмәлгә ашурушниң нурғун усуллири вә йоллири бар. буларниң ичидики әң муһими һәр йили шәрқий түркистан җумһурийити күнини хатириләштур.

шәрқий түркистан хәлқи 1933-йили 12-нойабирда қәшқәрдә, 1944-йили 12-нойабирда ғулҗида арқа-арқидин икки қетим шәрқий түркистан җумһурийитини қурди. миңлиған шеһитлиримизниң қизил қени бәдилигә қурулған бу икки муқәддәс җумһурийәт, хәлқимиз тәрипидин йиллардин бери бир гәвдә сүпитидә қәдирлинип, һәр йили 12-нойабирда җумһурийәт күнимиз чәт әлләрдә хатирилинип кәлди.

бу күнни хатириләш арқилиқ, биз уйғур миллитиниң әркинликкә интилидиғанлиқини, өзини өзи идарә қилиш иқтидариға игә икәнликини вә йүксәк демократик аңға игә икәнликини намайан қилимиз. шуниң билән бир вақитта, биз дунйаға шәрқий түркистан хәлқиниң әркинликкә болған миллий ирадисини җакарлаймиз.

бу икки җумһурийәт вәтинимиз шәрқий түркистанниң миллий мустәқиллиқиниң символидур. униңдин башқа, бу икки җумһурийәт қалдуруп кәткән қиммәтлик тәҗрибә-савақлар вә җәңгивар роһ, биз бүгүн давамлаштуруватқан шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәрикити үчүн йолимизни йорутуп турған мәшәл вә мәниви озуқ болуп кәлмәктә. бу икки җумһурийәтни һәр даим әсләп, уларниң роһиға варислиқ қилиш һәммимизниң миллий вә виҗданий бурчимиздур.

мән амстердамниң дам мәйданида йалғуз кишилик намайишни башлиғандин буйан, мустәмликә астидики милләтләрниң өзлириниң миллий мустәқиллиқ күнини хатириләватқан паалийәтлирини көзитип кәлдим. уларниң миллий мустәқиллиқ күни паалийәтлиридин илһам елип, амстердам мәйданида шәрқий түркистан җумһурийити күнини хатириләшни милләт алдидики мәсулийитим вә бурчум дәп билдим. 2019-йили 16-нойабир, мән амстердамниң дам мәйданида тунҗи қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийити күнини хатириләш паалийитини өткүздүм.

бу паалийәткә 200 әтрапида уйғур қатнашти. паалийәт шәрқий түркистанниң һәйвәтлик дөләт марши билән башланди, арқидин байрақ чиқириш мурасими өткүзүлүп, ай-йултузлуқ көк байрақ амстердамниң дам мәйданида липилдиди. андин, мән паалийәтниң әһмийитини үч тилда чүшәндүрүп, нәқ мәйдандин биваситә тарқаттим. бу хатириләш паалийити үчүн, мән хитайниң уйғурларға қарши елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини әкс әттүридиған һәр хил темидики он нәччә пилакат билән биргә, икки шәрқий түркистан җумһурийити вә уйғур тарихиға аит пилакатларни көрсәттим.

әң көп диққәтни тартқанлири — җумһурийәт күни паалийити үчүн һазирланған икки җумһурийитимизниң қисқичә тарихий сүрәтлири вә уйғур тарихиға аит пилакатлар болди. бу паалийәтни торда көргән дунйаниң һәрқайси җайлиридики қоллиғучилардин нурғун тәбрик учурлирини тапшурувалдим. уларниң һәммиси дегүдәк уйғурларниң хитай мустәмликисидин қутулуп, өз дөлитини қурушиға йахши тиләкләрни билдүргәниди — бу учурларни оқуп көңлүм хушаллиққа толди.

мән бу шанлиқ тарихни йаратқан әҗдадлиримиздин пәхирләндим. уларниң роһиға дуа қилдим. бу паалийәтниң әмәлий әһмийитини һес қилғандин кейин, әҗдадлиримизниң роһиға варислиқ қилип, улар йаққан мәшәлни һәргиз өчүрмәслик үчүн, һәр йили амстердамниң дам мәйданида шәрқий түркистан җумһурийити күнини тәбрикләш паалийитини уйуштурушни қарар қилдим — бу мениң мәсулийитим вә бурчумға айланди, һәмдә шуниңдин бери давамлаштуруп кәлдим. әпсуслинарлиқи, 2024-йили нойабирда, исраилийәлик путбол безәрлири билән пәләстинни қоллиғучи намайишчилар оттурисидики тоқунуш сәвәбидин, дам мәйданидики паалийәтләр бир мәзгил вақтинчә чәкләнгәнлики үчүн, шәрқий түркистан җумһурийити күнини хатириләш паалийитини өткүзәлмәй қаттиқ үмидсизләндим.

дөләтни вәтинимиздә қуруштин аввал, уни қәлбимиздә бәрпа қилайли вә һәрикитимиз арқилиқ реаллиққа айландурайли. һәр йили өткүзүлидиған шәрқий түркистан җумһурийити күнини һәр хил шәкилләрдә хатириләйли. дунйаниң һәрқайси җайлирида һәр хил усуллар билән бир йәргә җәм болуп, миллий байримимизни тәбрикләйли! уйғурниң мустәқиллиқ ирадисини дунйаға җакарлайли.

бу йил, мән йәнә шәрқий түркистан җумһурийити күнини 16-нойабирда хатириләймән. шуңа, 2025-йили 16-нойабир, амстердамниң дам мәйданиға келиң! шәрқий түркистан җумһурийити күнини бирликтә хатириләйли! мустәқиллиқ арзуйимизни дунйаға бирликтә җакарлайли! мустәқиллиқни — роһимизда, идеологийәмиздә, тәпәккуримизда, паалийитимиздә вә әмәлий һәрикитимиздә әмәлгә ашурайли!

 

абдуреһим ғени уйғур

абдуреһим ғени голландийәдә йашайдиған уйғур паалийәтчи болуп, амстердамниң дам мәйданидики йалғуз кишилик намайишлири билән тонулған. у йәнә сайаһәтчиләргә уйғур ирқий қирғинчилиқиниң һәқиқитини аңлитиду.

https://bitterwinter.org/why-uyghurs-commemorated-the-east-turkestan-republic-day/