истанбул – 2025-йили 15-нойабир
«ақчақлиқлар» җәмийитиниң рәиси әхмәт бәрикәт истанбул 16- вә 18- мәмурий сот мәһкимилириниң хитайдин қечип кәлгән мәхмут инайәт вә әркин абдувәлини хитайға қайтуруп бериш һәққидики қарариға күчлүк инкас қайтуруп, бу қарарниң һайатий хәтәр елип келидиғанлиқини билдүрди. у уйғурларниң хитайда системилиқ бастуруш, халиғанчә тутқун қилиш вә йаман муамилигә учраватқанлиқини тәкитләп, уларни қайтуруп беришниң әслигә кәлтүргили болмайдиған еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқириши мумкинликидин агаһландурди.
бәрикәт әпәнди уйғурларниң хитайда йаман муамилә, бесим вә адил сотлиниш капалитидин мәһрум қелиш еһтималлиқиға диққәтни ағдурди. у хәлқара қанунниң ениқ бәлгилимилирини тилға елип: «хәтәр мушунчивала ениқ турған әһвалда, қайтуруп бериш қарарини иҗра қилишни қобул қилғили болмайду» деди.
«түркийә тарихий мәсулийитини ада қилиши керәк»
бәрикәт әпәнди түркийәниң тарихтин буйан мәзлум милләтләр үчүн панаһгаһ болуп кәлгәнликини әскәртип, сөзини мундақ давамлаштурди:
«миллитимизниң виҗданида уйғурларниң алаһидә орни бар. уйғурлар түркийә билән мәдәнийәт вә тарих җәһәттә әң күчлүк бағлинишқа игә җамаәләрниң бири. бизниң тарихий, мәдәний вә һессий риштилиримиз биздин бу мәсилигә техиму сәзгүр муамилә қилишни тәләп қилиду. түркийә һәр даим мәзлумниң йенида болуп кәлгән, бүгүнму охшаш мәсулийәт туйғуси билән һәрикәт қилиши керәк. биз дөлитимизниң барлиқ мунасивәтлик органлиридин бу қетимлиқ қайтуруп бериш қарари вә буниңдин кейин чиқирилиш еһтимали болған барлиқ қайтуруп бериш қарарлирини қайтидин